Техиму көп хитайлар уйғур елигә келип хизмәт издимәктә
2005.11.28
Тәңритағ хәвәр ториниң дүшәнбә күнидики хәвиригә қариғанда, гәрчә уйғур елидә һазир ишсизлиқ әһвали күнсери еғирлишиватқан болсиму, лекин хитайниң ичкири өлкилиридин уйғур елигә келип хизмәт тапидиғанларниң сани барғансери көпәймәктә икән. Хәвәрдә йәнә, уйғур аптоном районлуқ иқтисас игилири алақә мәркизиниң бу һәқтики доклатини нәқил кәлтүришичә, хитайниң ичкири өлкилиридин уйғур елигә хизмәткә келиватқан кишиләрниң көпүнчиси юқири дәриҗилик башқуруш хадимлири вә пән-техника тәтқиқат саһәсидики кишиләр икән.
Мәзкур алақә мәркизиниң базар башқармиси мәсули ваң хоңшя мухбирға, нөвәттә уйғур елиниң һәр қайси вилайәт, област, шәһәрлиридә алий мәктәп толуқ курсини пүттүргән оқуғучиларға болған еһтияҗ толуқ болуп, бу районларниң һазир аспирант вә магистирларға җиддий еһтияҗлиқ болуватқанлиқини, уйғур елидә мана мушундақ аспрант, магистирлар йетәрлик болмиғачқа, уларни ичкиридин қобул қилишқа тоғра кәлгәнликини билдүргән.
Шихәнзә университетиниң партийә тәшвиқат бөлүминиң мәсули саңхуаниң билдүрүшичә, йеқинқи йиллардин буян хитайниң башқа өлкилиридин бу мәктәпкә оқушқа кәлгән оқуғучиларниң сани тез ешиватқан болуп, улар оқуш пүттүргәндин кейин тамамән көп қисми өз разилиқи билән уйғур елидә хизмәт тепип қалидикән. Шундақла 2002 - йилидин һазирғичә болған мәзгилдә, шихәнзә университетидила ичкиридин бу йәргә оқушқа кәлгән 2084 нәпәр оқуғучи оқуш пүттүргәндин кейин юртлириға қайтмастин уйғур елидә хизмәт тепип олтурақлишип қалған.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған уйғур обзорчиси сидиқ һаҗи рози әпәнди хитай һөкүмитиниң нөвәттә күчиниң беричә хитайниң башқа өлкилиридики оқуғучиларни уйғур елигә келишкә қиззиқтуриватқанлиқини вә шундақ қилиш арқилиқ уйғур елидики хитай нопусини ашурушни мәқсәт қилғанлиқини билдүрди.
Германийидики дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитму сидиқ һаҗи рози әпәндиниң қарашлириға қошулди. Шундақла у йәнә, уйғур елидә һазир ишсизлиқ азавини тартиватқанларниң пәқәт уйғурлар биләнла чәкләнмәйдиғанлиқини, бәлки 50 ,-60 йилларда уйғур елигә келип олтурақлишип қалған хитайларниң балилириму һазир хизмәт тепиши тәс болуштәк әһвалға дуч келиватқанлиқини билдүрүп, хитайниң бундақ нуқтилиқ һалда башқа өлкиләрдики хитайларни уйғур елигә келишкә үндәш арқилиқ уйғурларни өз земинида аз санлиқ милләткә айландурушни мәқсәт қиливатқанлиқини ейтти.
Хәвәрдә көрситилишичә, алдинқи бир нәччә йилда шихәнзә университетини пүттүргән хитайниң башқа өлкилиридин кәлгән хитай оқуғучиларниң уйғур елидә хизмәт тепиш нисбити 53% кә йәткән болса, бу йил бу нисбәт техиму тез ешип 70% кә өрлигән. Сидиқ һаҗи рози әпәнди, уйғур елидә бу вәзийәт мушундақ кетивәрсә, яхши ақивәт һасил қилмайдиғанлиқини билдүрди.
Аптоном районлуқ ихтисас игилири алақә мәркизиниң статистикисиға қариғанда, хитайниң ичкири өлкилиридики алий мәктәпләрни пүттүргән оқуғучилар һазир уйғур елидә бар болған хизмәт орниниң 5% ини игиләйдикән. Әмма бу сан , хитайниң башқа өлкилиридин уйғур елидики мәктәпләргә келип оқуған оқуғучиларни өз ичигә алмиған. (Пәрдә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидики мусулманлар кәмбәғәллик вә бесим ичидә өтмәктә
- Хитай вә уйғур елидики маарипниң сүпити начар болмақта
- Кеңәйтип оқуғучи қобул қилиш техиму көп оқуш пүттүргәнләрни ишсиз қалдурмақта
- Хитай нопусиниң ешишиға әгишип уйғурларниң ишсизлиқ һәм кишилик һоқуқ вәзийити начарлашмақта
- Хитайда кишиләр иш тепиш җәрянида һәр җәһәттин кәмситишкә учримақта
- Уйғур елиниң ихтисас игилири барғанчә сиртларға ақмақта
- Хитай һөкүмити һәрбийликтин қайтқан кадирларни орунлаштуруш һәққидә һәр қайси органларға бесим ишләтмәктә