Хитайда алий мәктәп оқуғучилириниң ишқа орунлишиши барғансери тәсләшмәктә
2006.01.12
Хитай һөкүмәт даирилириниң статистикисиға қариғанда, йеқинқи 5 йилдин буян хитайда алий мәктәпни пүттүргәнләрниң сани барғансери ешип меңип, 2000- йилидики 1.7 Милйондин 2005- йилидики 3 милйон 380 миңға йәткән. Шуниңдәк бу йили алий мәктәпләрни пүттүргән оқуғучиларниң 4 милйонға йетидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә. Бу, буниңдин кейинки ишқа орунлишиш әһвалиниң техиму начарлишидиғанлиқидин дерәк бериду.
Пәрқ көп әмәс
Америкида хитайчә чиқидиған довей агентлиқиниң мәлум қилишичә, хитайда алий мәктәпни йеңи пүттүрүп чиққан оқуғучиларниң айлиқ кирими адәттики ишчиларниң киримидин чоң пәрқләнмәйдикән. Мәсилән, шаңхәйдики мәлум бир йүк тошуш ширкитидә ишләйдиған ишчиниң айлиқ кирими 800 йүән икән, әмма ғәрбий шимал университетини пүттүргән бир оқуғучи шаңхәйдә ейиға 1000 сом айлиқ беридиған хизмәт тапалиса хушал болидиғанлиқини ейтқан.
Хитайда алий мәктәп оқуғучилириниң хизмәт тепиши немә үчүн шунчә тәскә тохтайду? бу һәқтә тохталған бейҗиң тәбиий пән вә санаәт пәнлири университетиниң профессори ху шиңдов, хитай алий маарипиниң оқуғучи қобул қилиш миқдарини ашурушиниң бир муһим сәвәб болидиғанлиқини ейтти:
"Хитай бу бир нәччә йилдин буян оқуғучи қобул қилиш миқдарини барғансери ашурғанлиқи үчүн, алий мәктәпләрни пүттүргән оқуғучиларниң сани алдинқи бир қанчә йилларниңкигә қариғанда нәччә һәссә көп болди. Шуңа алий мәктәпни пүттүргән оқуғучиларниң һәтта магистирлиқ вә докторлуқ унванини алғанларниңму хизмәт тепиши тәс боливатиду. Бу һазирқи қийин бир мәсилә".
Җәмийәт еһтияҗи билән мас қәдәмдә әмәс
Америка боер университети иқтисад факултетиниң профессори җең җуйүән хитай алий маарипиниң кәспий қурулмиси билән җәмийәт еһтияҗиниң мас қәдәмдә болмаслиқиму буниңға бир сәвәб болалайдиғанлиқини ейтти:
"Сизниң мәктәптә үгәнгиниңиз билән җәмийәтниң еһтияҗи мас кәлмисә, у чағда сизниң хизмәт тепишиңиз әлвәттә тәскә чүшиду. Һазир хитайда сода вә юқири пән-техникилиқ саһәләрдә еһтияҗ чоң. Шуңа оқуғучилар кәсп таллиғанда чоқум җәмийәт еһтияҗини йеқиндин көзитиши вә бу һәқтә әтраплиқ издиши керәк".
Җу җеңйүән йәнә америкидики алий мәктәпни пүттүргән оқуғучиларниң хизмәт тепиш әһвалидиму тохталди:
"Америкидики алий мәктәпләрни пүттүргән оқуғучиларму әлвәттә һәммиси йүздә йүз хизмәт тапалмайду. Уларниң арисида тәхминән 70% и хизмәткә орунлишлиса, қалған 30% и магистирлиқ вә докторлуқ унванини елиш үчүн давамлиқ өгиниду. Шундақла улар бу җәрянда йәнә җәмийәтниң еһтияҗиға қарап, кәспигә мувапиқ өзгәртиш киргүзиду".
Хәвәрләргә қариғанда, хитайда алий мәктәпләрни пүттүргән оқуғучиларниң тәхминән 35% и һөкүмәт органлирида ишләшни халайдикән. Шәхсий карханиларда ишләшни халайдиғанлар болса пәқәт 1% ни игиләйдикән.
Профессор ху шиңдов, оқуғучиларниң һөкүмәт органлирида ишләшни яхши көришидики сәвәб һәққидә тохтилип, хитайда мәмурий һоқуқ йәнила базар иқтисадиға көп арилишивалғачқа, алий мәктәп оқуғучилириниң һөкүмәт орунлирини бир қәдәр һоқуқлуқ вә муқим дәп қарайдиғанлиқини ейтти. У сөзидә йәнә, хитайдики омумйүзлүк җәмийәт кәйпиятиниңму нормал әмәсликини әскәртип өтти.
Уйғур елидики әһвал техиму еғир
Хитайдики омумйүзлүк хизмәткә орунлишиш әһвалиниң яхши болмаслиқи билән биргә уйғур елидики алий мәктәпләрни пүттүргән оқуғучиларниң иш тепишиму барғансери тәслишип кәткән.
Радиомизниң һәқсиз линийисигә телефон қилған уйғур елидики мәлум бир алий мәктәпни пүттүргән әхмәт исимлик бири, өзиниң бир йилдин буян һечқандақ йәрдин хизмәт тапалмиғанлиқини, шуңа һазир мәлум бир ресторанда күткүчилик қилип ишләватқанлиқини ейтти. Әмма у биздин униң авазини радиода аңлатмаслиқимизни тәвсийә қилғачқа, биз униң билән өткүзгән сөһбитимизни аңлатмидуқ.
Германийидики дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит бу һәқтә тохтилип, уйғур елидики алий мәктәпләрни пүттүргән уйғур оқуғучилири хизмәт тапалмайватқан пәйттә, хитай һөкүмитиниң һә дәп ичкиридики хитай оқуғучиларни һәр хил имтиязлар билән уйғур елигә келип хизмәт қилишқа қизиқтуруватқанлиқини билдүрди.
Хәвәрдә көрситилишичә, хитай маарип министирлиқи 11- қетимлиқ 5 йиллиқ пиланда, алий маарипниң кеңийишини мувапиқ дәриҗидә тизгинләп, оқуғучи қобул қилиш миқдарини азайтишқа тәйярлиқ көрмәктә икән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Техиму көп хитайлар уйғур елигә келип хизмәт издимәктә
- Хитай вә уйғур елидики маарипниң сүпити начар болмақта
- Кеңәйтип оқуғучи қобул қилиш техиму көп оқуш пүттүргәнләрни ишсиз қалдурмақта
- Хитай нопусиниң ешишиға әгишип уйғурларниң ишсизлиқ һәм кишилик һоқуқ вәзийити начарлашмақта
- Хитайда кишиләр иш тепиш җәрянида һәр җәһәттин кәмситишкә учримақта
- Уйғур елиниң ихтисас игилири барғанчә сиртларға ақмақта