Алий мәктәп пүттүргән уйғур оқуғучиларниң көп сандикиси ишсиз қалмақта


2006.04.05

Йеқинда хитайда елип берилған бир қетимлиқ җәмийәт тәкшүрүштин мәлум болушичә, һазир хитайда мәктәп пүттүрүш алдидики алий мәктәп оқуғучилириниң пәқәт 8 % и үмүтвар болуп, 75% и хизмәт тепиш мәсилисидә интайин чүшкүн вә зор бесим астида қалған. Кәлгүси турмушқа ишәнчи йоқ болған оқуғучиларниң нисбити 50% тин ашқан.

Чйәнвей исимлиқ бир хитай оқуғучиниң мәлум қилишичә, хизмәт тепиш һазир наһайити қайғулуқ бир ишқа айланған. Чүнки көп сандики оқуғучилар миң яхши оқуған һаләттиму хизмәт тепиштин аввалқи түрлүк имтиһанларға қатнишип, сансиз җәдвәлләрни тоштуруп йәнила һечқандақ үмүткә еришәлмигән. Бир қисим оқуғучилар һәтта үмүтсизләнгәнликтин әқлидин адишип даваланмиса болмайдиған әһвалға чүшүп қалған.

Радиомизниң һәқсиз ленийисигә кәлгән телефонлардин мәлум болушичә, уйғур елидики алий мәктәп пүттүргән оқуғучиларниң хизмәткә орунлишиш мәсилиси техиму еғир болуп, болупму уйғур оқуғучиларниң хизмәт тепиш имканийити йоқ дийәрлик һаләткә йәткән.

Радиомизниң зияритини қобул қилған исмини мәлум қилишни халимиған бир алий мәктәп кадири, шинҗаң дашөниң чәтәл тил факултетини пүттүргән бир уйғур оқуғучиниң хизмәт издәп бармиған йери қалмиғанлиқини һәмдә барған йәрдикиләрниң униңға " рәнҗимәң, биз уйғурни алмаймиз" дәп униң илтимасини рәт қилғанлиқини мәлум қилди.

Исмини мәлум қилишни халимиған бу алий мәктәп кадири һазир уйғур елидики алий мәктәп пүттүргән уйғур оқуғучилар үчүн хизмәт тепиш һәқиқәтән бәкму тәс бир ишқа айланғанлиқини һәтта хитай мәктипидә оқуған уйғур баллириниңму хизмәткә орунлишиш пурситигә игә болалмайватқанлиқини һәмдә өзиниң бу хил һаләттин интайин нарази икәнлигини билдүрди.

Исмини мәлум қилишни халимиған бу хизмәтчи йәнә йеқинда уйғур елигә хитайниң ичкири өлкиләрдин йәнә бир түркүм алий мәктәп пүттүргән хитай яшлирини әкилидиғанлиқини ашкарилап, қаттиқ нәпрәтләнди.(Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.