Бу йил техиму көплигән алий мәктәп пүттүргән оқуғучилар ишсиз қалиду


2006.05.11

Хитай дөләт тәрәққият вә ислаһат комитети йеқинда бу йил алий мәктәп пүттүридиған оқуғучилар саниниң илгирики йилларға қариғанда 22% көпийидиғанлиқини һәмдә мәктәп пүттүргән оқуғучиларниң хизмәткә тәқсим қилиниш мәсилиси илгирикидин техиму тәскә тохтайдиғанлиқини мәлум қилған.

Алий мәктәп пүттүргән оқуғучиларниң хизмәт тепиши қейин болмақта

Йеқинда хитайда елан қилинған бир қетимлиқ вәзийәт анализ қилиш доклатида көрситилишичә, бу йил хитайдики алий мәктәп пүттүргәнләрниң аз дегәндә 60% и ишсиз қалидикән. Ишқа орунлишиш вәзийити һәддидин зиядә начар болғанлиқтин, алий мәктәп пүттүргән оқуғучилар арисида, хизмәт издәштә мааш сүрүштүрмәй" мәйли қандақ хизмәт болса боливириду" дәйдиған әһвал наһайити омумлишип кәткән.

Бир қисим маарип мутәхәссислириниң көрситишичә, алий мәктәп пүттүргән оқуғучиларниң хизмәт тепишта бу хил һаләткә чүшүп қелиши 90 - йилларниң ахиридин башлап 2005 - йилиға қәдәр, хитайдики һәр қайси алий мәктәпләрниң оқуғучи қобул қилишта " кеңәйтип оқуғучи қобул қилиш" сияситини қолланғанлиқидин икән. Чүнки нурғун мәктәпләр бу җәрянда, пул тепиш үчүн, қобул қилидиған оқуғучилар санини қариғуларчә һәдидин зиядә көпәйтивәткән.

Йеқинда хитай маарип менистерлиқи елан қилған мәлуматта көрситилишичә, 2006 ‏- йили алий мәктәп пүттүридиған оқуғучилар сани 4 милйон 130 миңдин ашқан болуп, бултурқиға қариғанда 22% көпәйгән. Лекин һәрқайси хизмәт орунлириниң мәктәп пүттүргән оқуғучиларға болған еһтияҗи интайин төвән болған.

Уйғур елидики ишқа орунлишиш вәзийити техиму начар һаләттә

Уйғур елидики алий мәктәп пүттүргән оқуғучиларниң хизмәт тепиш мәсилиси техиму тәскә тохтимақта. Мәсилән, зияритимизни қобул қилған ақсу районидики бир деһқан аялниң мәлум қилишичә, мәзкур райондики алий мәктәп пүттүрүп, унван елип өз юртиға қайтип кәлгән оқуғучилар хизмәткә орунлишиш үчүн қолида диплом туруқлуқ йәнә бир қетим имтиһан беридикән. Кишини әпсусландуридиғини, имтиһандин өтәләйдиғанлар пәқәт пули бар вә йоли бар йәрлик әмәлдарларниң пәрзәнтлири болуп, пули йоқ кәмбәғәл деһқан балилириниң бу хил имтиһандин өтәлиши мумкин әмәс икән.

Зияритимизни қобул қилған бу деһқан аялниң ейтишичә, мәзкур райондики хизмәткә орунлишиш вәзийити йиллардин буян интайин начар болғанлиқтин бир қисим алий мәктәп пүттүрүп кәлгән оқуғучилар үрүмчигә қәдәр берип әрз қилған. Шуниң билән бу хил имтиһан бериш арқилиқ хизмәткә орунлишиш түзүми йеқинқи бир ‏- икки йилдин буян иҗра қилинишқа башлиған. Лекин һәр йили ақсу райони бойичә алий мәктәп пүттүргән оқуғучилар сани 5000 әтрапида болсиму, мәзкур имтиһандин өтүп ишқа орунлишалайдиғанлар пәқәт 50 ‏- 60 әтрапида болуп, уларниң арисида деһқан балисиниң орунлишиши йәнила мумкин әмәс икән.

Зияритимизни қобул қилған бу деһқан аял сөһбәт җәрянида йәнә, йеқинқи бир ‏-икки йилдин буян хизмәткә орунлишиватқан бу аз сандики оқуғучиларниң айлиқ мааши пәқәт 300 йүән әтрапида икәнликини сөзлиди. Зияритимизни қобул қилған бу деһқан аял сөзиниң ахирида уйғур деһқанлириниң тәқдири һәққидә тохтилип, өзиниң, һөкүмәтниң йеза районлирида йүргүзүватқан сияситидин қаттиқ үмидсизлинидиғанлиқини билдүрди.(Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.