Уйғур елида хизмәткә қобул қилиш еланлири пул йиғишни мәқсәт қилмақта
2006.06.22
Йеқинда уйғур аптонум районлуқ маарип назарити, хитай иқтисад комитети, маарип комитети қатарлиқ он нәччә орун бирликтә уйғур елиниң йеза - кәнтлиридики башланғуч һәмдә оттура мәктәпләргә җәмийәттин оқутқучи қобул қилидиғанлиқи һәққидики оқтурушни тарқатқандин кейин бу елан уйғур елидики чоң кичик тор бәтләрдиму қоюлди.
Мәзкур еланда "уйғур аптонум райониниң йеза- кәнтләрдики җәмий 20 башланғуч һәмдә оттурға мәктәпләргә 1595 штат қобул қилиниду, таллаш обйекти пүтүн хитай бойичә алий мәктәп, алий һәмдә оттура техником мәктәпләрни пүттүргән, 30 яштин төвәнләр һәмдә оқутқучилиқ лаяқәт кинишкисигә игиләрму қобул қилиниду. Тизимлаш вақти 23 - июнғичә" дәп көрситилгән.
Бар хизмәт йәнила пули барлар үчүн
Мәлуматлардин уйғур елида ишсизлиқ вәзийитиниң наһайити еғирлиқи мәлум болупму уйғур яшлириниң алий мәктәпләрни пүттүргән тәқдирдиму ишқа орунлишалмайватқанлиқи еғир бир җәмийәт мәсилиси болуп қалған. Әслидә ишқа елиш тоғрисидики еланлар иш күтүп турғучиларға нисбәтән бир яхши пурсәт болиши керәк иди әмма тәңритағ торида елан қилинишичә, оқутқучи қобул қилиш елани чиқирилип һазирға қәдәр тизимлатқанлар сани 8900 әтрапида икән. Бәзи кишиләрниң мәлум қилишичә тизимлатқан уйғурларниң нисбитиму интайин төвән икән. Биз уйғур яшлириниң мәзкур оқутқучи қобул қилиш пурситигә қандақ муамилә қиливатқанлиқини игиләш үчүн уйғур елиға телефонлар ачтуқ. Уйғур елидики мәлум алий мәктәпни пүттүрүп үч йилғичә иш тапалмайватқан бир уйғур яш зияритимизни қобул қилип, тизимлатқанларниң пул төлиши керәкликини, уларниң пулни йиғип имтиһан алғандин кейинла йоқап кетидиғанлиқи, йәнила пули барларниң балилирила бу ишқа еришәләйдиғанлиқини, нөвәттә уйғур яшларниң бикар тәләп болуп кәткәнликини ейтти.
Уйғурлардики инкас: хизмәткә елиш иланлири хитайлар үчүн
Бәзи кишиләрниң билдүрүшигә қариғанда, бу қетим уйғур елида җәмийәттин кәң көләмлик оқутқучи қобул қилишиниң сәвәби, бу йил уйғур оттура вә башланғуч мәктәплири хитай мәктәплири билән пүтүнләй бирләштүрүветилип хитайчә маарип сүрити күчәйтилгәнлики үчүн, йезиларда хитай тилида дәрс беридиған оқутқучилар йетишмәслик әһвали көрүлүватқан болуп, бу қетимлиқ оқутқучи қобул қилишму асасән хитай тилида дәрс берәләйдиғанларни таллашни обейкта қилған, тизимлатқанлардин йезиқ имтиһани хитайчә елинған.
Нурғун кишиләрниң радиомизға инкас қилишичә, иш күткүчиләр гәрчә уйғур елида юқириқидәк хизмәткә қобул қилиш еланлири арқилиқ һәмдә ихтисаслиқлар базарлири арқилиқ ишқа орунлишишқа урунуватқан болсиму, бу орунларниң тизимлитиш һәмдә имтиһан елиш һәқлири юқири болғандин сирт уйғурларниң бу хил йоллар арқилиқ иш пурситигә еришиши асасән мумкин әмәс болуп, бу хил еланлар уларға нисбәтән, пул йиғишни мәқсәт қилған алдамчилиқтәк, яки болмиса пәқәтла хитайларға чиқирилған еландәк билинидикән.
Уйғур ели маарип торидин ашкарилинишичә бу қетим қобул қилинидиған оқутқучиларға 6, 7, һәмдә 8 дәриҗилик хитай тили имтиһанидин өткән болиши шәрт қилинған болуп, улар 18 асаслиқ пәнләрдин имтиһан елип талланғанлирини, бир мәзгил мәхсус тәрбийиләштин өткүзгәндин кейин уйғур елиниң хотән, қәшқәр, ғулҗа, ақсу, алтай қатарлиқ 7област наһийиә районлиридики башланғуч һәмдә оттура мәктәпләрниң қош тиллиқ маарипини раваҗландуруш үчүн әвәтидикән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Алий мәктәпләрниң пиландин сирт оқуғучи қобул қилиш нисбити төвәнләйдиған болди
- 55 Миңдин артуқ алий мәктәп пүттүргән оқуғучи ғәрбий районға беришқа һазирланмақта
- Бу йил техиму көплигән алий мәктәп пүттүргән оқуғучилар ишсиз қалиду
- Хитайда иқтидарлиқ кишиләр кәм болмақта
- Алий мәктәп пүттүргән уйғур оқуғучиларниң көп сандикиси ишсиз қалмақта
- Маарип чиқими хитайда наһайити еғир йүк болуп қалмақта
- Уйғур оқуғучилар дәрс башлинипла пахта теришкә һәйдәлди
- Хитай вә уйғур ели маарип саһәсидики чириклик мәсилиси
- Хитай һөкүмити һәрбийликтин қайтқан кадирларни орунлаштуруш һәққидә һәр қайси органларға бесим ишләтмәктә
- Хитай һөкүмити алий мәктәпләрниң сиясий муқимлиқидин әндишә қилмақта