Али мәктәптә оқуған көплигән оқуғучилар пушайман қилмақта
2006.08.17
"Хитай яшлар гезити" тәрипидин елип берилған бу қетимқи тәкшүрүштин мәлум болушичә, мәзкур тәкшүрүш зияритини қобул қилған 9000 ға йеқин алий мәктәп оқуған оқуғучиларниң 40% кә йеқини өзлириниң алий мәктәптә оқуғанлиқидин қаттиқ пушайман қилған. Һәмдә 50% тин артуқи " нурғун пул хәҗләп алий мәктәптә оқуған билән, һечбир керәклик нәрсә өгинәлмидуқ. Оқуған нәрсиләрниң әмәлий әһмийити болмиди" дәп қақшап, өзлириниң алий мәктәп дәрсликлиригә интайин нарази икәнликини билдүргән.
Пашайманиң сәвәби
"Хитай яшлар гезити "ниң мәзкур тәкшүрүш доклатида көрситилишичә, 40% кә йеқин али мәктәп пүттүргән оқуғучиниң пушайман қилишидики сәвәб, мәктәп пүттүргәндин кейин хизмәт тапалмайватқанлиқи икән.
Хитай маарип министирлиқиниң йеқинда елан қилған санлиқ мәлуматида көрситилишичә, 2001 - йили хитайдики алий мәктәп пүттүргәнләр сани 1 милйон 150 миң, 2003 - йили 2 милйон 120 миң, 2005 - йили 3 милйон 300 миң болуп, 2006 - йилиға кәлгәндә, бу сан 4 милйон 130 миңдин ашқан. Демәк йеқинқи йиллардин буян хитайдики алий мәктәп пүттүргән оқуғучилар сани изчил һалда наһайити тез сүрәттә көпийишкә башлиған, шуниң билән бир вақитта, алий мәктәп пүттүргән оқуғучиларниң хизмәт тепиш мәсилисиму барғансери тәслишип кәткән.
Маашқа болған тәләп барғансери төвәнлимәктә
Мунасивәтлик мәлуматларда көрситилишичә, дәсләптә хитайдики һәрқайси алий мәктәпләр кеңәйтип оқуғучи қобул қилиш сияситини йолға қоюштин бурун, алий мәктәп пүттүргән оқуғучиларниң айлиқ маашқа болған тәлипи 2500 йүәндин 3000 йүәнгичә иди. Лекин 2005 - йилиға кәлгәндә мәктәп пүттүрүп хизмәт тапалмай йүргәнләрниң айлиқ маашқа болған тәлипи барғансери төвәнләп, 1000 йүән, 800 йүән һәтта 500 йүәнгиму чүшүп қалған.
Уйғур елидики әһвал техиму еғир
Радиомизниң һәқсиз ленийисигә келиватқан телефонлардин мәлум болушичә, һазир уйғур елидә алий мәктәп пүттүргән уйғур оқуғучилириниң мәктәп пүттүргәндин кейин хизмәт тапалмаслиқи, мәзкур җайдики хитай оқуғучилириға қариғанда техиму еғир болмақта, шундақла алий мәктәп оқуған уйғур оқуғучилири арисида пушайман қилиш әһвали техиму еғир болған. Бу хил әһвал уйғур елиниң йезилиридики деһқан ата -аниларниң бешини техиму қаттиқ қатурған.
Зияритимизни қобул қилған ғулҗа районидики бир деһқан аял, деһқанларниң өз пәрзәнтлирини оқутуш үчүн нурғун пул сәрип қилидиғанлиқини, лекин мәктәп пүттүрүп кәлгән балиларниң хизмәткә орунлишалмай йүргәнликини сөзләп келип, бир қисим ата -аниларниңму оқуғучиларға охшаш пушайманда икәнликини билдүрди.
Зияритимизни қобул қилған бу деһқан ана, сөһбәт җәрянида йәнә балилири алий мәктәп пүттүргәндин кейин мәйли хизмәт тапалисун яки тапалмисун, өзи миң җапа тартсиму йәнила уларни оқутмақчи болуватқанлиқини ейтти. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Оқуш пүттүргән уйғур оқуғучиларниң хизмәт тепиши тәс болмақта
- Алий мәктәпни пүттүргән оқуғучиларниң хизмәт тепиши тәскә чүшмәктә
- Хитай вә уйғур елидә, зиялилар һәддидин артуқ хизмәт қилғанлиқтин өмри қисқармақта
- Оттура мәктәп оқуғучилири җәмийәт, аилә вә мәктәптин немиләрни күтиду?
- Хитайда алий мәктәпләрниң оқуш һәққи 20 йил ичидә 25 һәссә өсүп кәтти
- Бу йил оқуш пүттүргән уйғур оқуғучиларниң хизмәт тепиши тәскә чүшмәктә
- Хитайдики даңлиқ бейҗиң вә чинхуа университетлириниң инавити тәврәнмәктә