Хитайниң тәрәққияти уйғур елини өз ичигә алған һәр қайси җайларда ишсизлиқ мәсилисини техиму еғирлаштурмақта
2006.09.01
Хитай шинхуа агентлиқи тәрипидин берилгән хәвәрдә көрситилишичә, бу йил 6 - айға қәдәр хитай иқтисадиниң тәрәққи қилиш нисбити 11% кә йәткән. Лекин ишқа орунлишиш нисбити иқтисадниң тәрәққий қилиши билән техиму арқида қалған. Мәсилән хитай даириниң санлиқ мәлуматида ейтилишичә, 5". "9 Йиллиқ пилан җәрянида, дөләт ишләпчиқириш омумий қиммити йилиға орта һесабта 8. 6% Пирсәттин өрлигән. Ишқа орунлашқанлар сани йилиға 8 милйондин көпәйгән ; лекин " 10. 5" Йиллиқ пиланда, дөләт ишләпчиқириш омумий қиммити йилиға 9. 5% Дин өрлигән болуп, ишқа орунлашқанларниң көпийиши 7 милйонға чүшүп қалған. Демәк "10. 5" Йиллиқ пилан мәзгилидики ишсизлар сани " 9. 5" Йиллиқ пилан мәзгилидинму көп болуп, әслидики ишсизлар санидин 560 миң көпәйгән.
Немә үчүн иқтисадниң тәрәққий қилиши билән, ишсизлиқ мәсилиси техиму еғирлишиду? -дегән бу мәсилидә, түрлүк анализлар мәйданға кәлмәктә. Бир қисим анализчилар " нормалда иқтисадниң тәрәққи қилиши билән, ишқа орунлишиш несбитиму өрлиши керәк иди. Лекин хитайдики тәрәққиятниң ақивити техиму көп адәмләрни ишсиз қалдуруватиду. Бундақ болуштики сәвәб, хитай иқтисадни тәрәққий қилишта, асасән екиспорт қилишқа вә чәтәл мәблиғигә тайинип қалған" дәп билдүрмәктә. Йәнә бир қисим анализчилар, " иқтисадниң тәрәққй қилиши билән ишсизлиқ мәсилисиниң еғирлишиши қурулма җәһәттики өзгүрүшләр түпәйлидин келип чиққан шундақла бу хил ақивәтни кәлтүрүп чиқарған йәнила хитайниң алаһидә нопус мәсилиси " дәп қаримақта.
Әнгилийә б б с радио телевизийә ширкитиниң бу һәқтики мәлуматлириида хитайдики ишсизлиқ мәсилиси, болупму алий мәктәп пүттүргән оқуғучиларниң ишсизлиқ мәсилиси һәммидин еғир иҗтимаий мәсилигә айланғанлиқини алаһидә оттуриға қоюлған һәмдә бу хил иҗтимаий мәсилиниң җәмийәтниң муқимлиқи вә тәрәққиятиға зор тәсир көрситиватқанлиқи көрситилгән.
Әнгилийә б б с радио телевизийә ширкити тәрипидин берилгән бу мәлуматта йәнә 2003 - йилидин буян хитайда ишсиз йүргән али мәктәп оқуғучилар саниниң шиддәтлик өрләп кетиватқанлиқи шундақла ишсизлар саниниң 2006 - йилиниң өзидила 2 милйонға йәткәнлики алаһидә тәкитләнгән.
Мунасивәтлик мәлуматларға қариғанда, һазир уйғур елидики ишсизлиқ мәсилиси йилдин йилға еғирлашмақта болупму алий мәктәп пүттүргән уйғур оқуғучиларниң ишсизлиқ мәсилиси кишиләрниң қаттиқ наразилиқини қозғимақта. Бир қисим алий мәктәп оқуватқан оқуғучилар мәктәп пүттүргәндин кейинла ишсиз йүридиғанлиқини ойлап пушайман қилип мәктәптин чекинидиған әһвалму барғансери омумлишишқа башлиған.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, мухбиримиз меһрибанниң мәхсус программисидин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң "пәвқуладдә вәзипилик йеза оқутқучилири" сиясити уйғурлар ичидә хитай тилини омумлаштурушниң йәнә бир йеңи басқучи
- Иқтисад қанчә тиз тәрәққи қилса әмгәк күчлиригә шунчә еһтияҗлиқ туруп, немә үчүн хитайда ишсизлиқ мәсилиси һәл болмайду?
- Али мәктәптә оқуған көплигән оқуғучилар пушайман қилмақта
- Оқуш пүттүргән уйғур оқуғучиларниң хизмәт тепиши тәс болмақта
- Алий мәктәпни пүттүргән оқуғучиларниң хизмәт тепиши тәскә чүшмәктә
- Хитай вә уйғур елидә, зиялилар һәддидин артуқ хизмәт қилғанлиқтин өмри қисқармақта
- Бу йил оқуш пүттүргән уйғур оқуғучиларниң хизмәт тепиши тәскә чүшмәктә
- Хитай һөкүмити нимә үчүн уйғур райониға һәрбий офитсерларни орунлаштурушни "муһим нуқтиниң муһими" дәп тәкитләйду?
- 55 Миңдин артуқ алий мәктәп пүттүргән оқуғучи ғәрбий районға беришқа һазирланмақта