Уйғур дияридин чәтәлләргә чиқиш йоли издәп чиқиватқан яшларниң сани күнсайин көпәймәктә. Буларниң ичидә алий мәктәпләрни пүттүргән яшларму бар болуп, улар гәрчә нурғун арзу - үмидләр билән алий билим юртлирида оқуған болсиму, мәктәп пүттүргәндин кейин хизмәт тапалмай, тапқанлар болса иш йәрлиридә еғир бесимға учрап ишсизлар қошуниға қошулуп кәткән.
Өз юртлирида чиқиш йоли тапалмиған мана бу уйғур яшлар яқа юртларға кетишкә мәҗбур болмақта . Иляр әһәт әпәндиму шинҗаң университетини пүттүргәндин кейин чәт бир йезидики мәктәпкә бөлүнгән вә бир мәзгил оқутқучилиқ қилғандин кейин чәтәлләргә чиқишқа нийәт қилип түркийәгә кәлгән.
Униң дейишичә һазир уйғур дияридики көп қисим яшлар ахирқи үмидини чәтәлләргә бағлап қойған болуп, улар өз юртида яшаш үмидини йоқатмақта икән.
юқиридики улиништин, мухбиримиз әркин таримниң иляр әһәт әпәндим билән уйғурлардики ишсизлиқ вә уйғур яшлири һәққидә елип барған сөһбитини аңлиғайсиләр.
Мунасивәтлик мақалилар
- Милләтниң үмиди - яшлар
- Сәндуңда алданған бир уйғур әрниң баяни (1)
- Хитайда харланған бир уйғур қизниң баяни
- Ким кимниң дүшмини? (2)
- Уйғурлар өз юртида кәмситилмәктә
- Уйғур елидә, "2007 - йиллиқ баһар шамили" уйғурларға еғир ишсизлиқ ақивәтини елип кәлмәктә
- Уйғур елидики иш пурсәтлиригә кимләр игә болмақта ?
- Хитайдин чәтәлләргә чиқип олтурақлишип қеливатқан иқтидарлиқ кишиләр барғансери көпәймәктә
- Хитайдики ишсизлиқ мәсилиси сиясий мәсилигә айланмақта
- Бейҗиң һөкүмити очуқ - ашкара һалда техиму көплигән хитай оқутқучилирини уйғур елидә ишләшкә әвәтмәктә