Уйғурлар қәтий нийәткә кәлсила, өз юртлириниң тоғра намини әслигә кәлтүрәләйду
2007.02.09
Тәйвәндә һазир "тоғра нам қоллиниш һәрикити" давамлишиватиду. Б б с ниң хәвәр қилишичә, тәйвәндә алди билән дөләт игиликидики ширкәтләрдин үч чоң ширкәтниң намидики "җуңго" яки "җуңхуа" дегән нам әмәлдин қалдурулған. Тәйвәндики әң чоң ширкәтләрниң бири болған "җуңхуа почтиси" дегән ширкәтниң намидики "җуңхуа" дегән нам әмәлдин қалдурулуп, һазир "тәйвән почтиси" дәп атилишқа башлиған. Буниңдин кейин почта маркилириму "тәйвән" дегән намда бесилидикән. Тәйвәнниң "җуңго нефит ширкити" , җуңго кемисазлиқ ширкити" дегән ширкәтлириму, өз намидики "җуңго" дегәнни әмәлдин қалдуруп, униңға тоғра нам қоллинип "тәйвән нефит ширкити" , "тәйвән кемисазлиқ ширкити" дәп аташқа башлиған.
Тәйвәнниң муавин президенти лү шюлйәнниң ейтишичә, тәйвәндә һәр қандақ орган, җай яки мәхсус намлар йәни чоң қуруқлуқтики "җуңго" дегән ясалма нам арилишип қелип уқум қалаймиқанчилиқи пәйда қилғанлики намлар, мәсилән, тәйвәндики "җуңхуа һава қатниши" дегән намни енгилизчә China Airline дәйдиған, тәйвәндики "мәркизи банка"ни Central bank of China дәйдиған хата намлар пүтүнләй әмәлдин қалдурулуп, униң тоғра нами яки тоғра атилиши әслигә кәлтүрилидикән. Аваз
Биңтуәндә узун йил оқутқучилиқ билән шуғулланған, һазир америкида туруватқан илшат әпәнди тәйвәндә йолға қоюлуватқан "тоғра нам қоллиниш һәрикити" ниң тоғрилиқини, уйғурларму әнәнивий йәр-җай намлирини сақлап қелип, уни әвладларға өз пети қалдуруши лазимлиқини тәкитлиди. Илшат әпәнди йәнә уйғур юртлириниң хитай һөкүмити тәрипидин бормиланған намлирини әмәлдин қалдуруп, тоғра нам қоллиниши тамамән мумкинликиниң пакитлирини көрсәтти.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити уйғур елида хитайчә маарипни йәниму күчәйтип елип бармақчи
- Қош тиллиқ маарипму? хитай тиллиқ маарипму?
- Хитай өлкилиридә оқуған уйғур оқуғучилар өз миллитигә қандақ мәнпәәт вә зиянларни елип келиду?
- Уйғурлар миллий маарипта җиддий хәвпкә дуч кәлмәктә
- Хитай һөкүмити хитай өлкилиридә оқуйдиған уйғур оқуғучилар санини һәссиләп көпәйтмәкчи