Хитай даирилири уйғур дияридики бир қисим сода орунлириниң исимини өзгәртмәктә
2007.06.12
Түркийиниң әзәлдин бери явропа билән асияни туташтуруп туридиған муһим өткүнчи дөләт болуши түркийини әзәлдин муһим тиҗарәт мәркәзлириниң биригә айландурған иди. Шуңа уйғур дияридики тиҗарәтчиләрниңму түркийигә келип тиҗарәт қилиши кәң учрайдиған бир әһвал.
Униң үстигә йәнә уйғур елидики хәлқләрниң түркийидин кәлгән малларни яхши көрүп сетивалидиған болғачқа уйғур диярида илгири-кейин истанбул талла базири, ата - түрк қуруқ ююш дукини, туран ресторани қатарлиқ исимлар қоюлған сода орунлири ечилған иди.
Лекин, бизниң йеқинда алған мәлуматимизға қариғанда, хитай даирилири һазир бу хил исимлар үстидә инчикилик билән назарәт елип бериватқан болуп, қәшқәрдә ечилған туран рестораниниң исми йеқинда хитай даирилириниң бу исимни өзгәртиш һәққидики агаһландуруши сәвәблик " нуран" дәп өзгәртилгән.
Биз бу һәқтә әнқәрәдики ихтияри мухбиримиз әркин тарим туран рестораниниң хоҗайини билән телефон арқилиқ сөзлишип, хитайниң бу қилмишлири тоғрисида мәлуматқа игә болди.
юқурдики улиништин, ихтияри мухбиримиз әркин таримниң бу һәқтики тәпсили мәлуматини аңлиғайсиз.
Мунасивәтлик мақалилар
- Чәтәлликләргә үрүмчи хәлқаралиқ айродроминиң өзидила бивастә виза бериш сиясити йолға қоюлидикән
- Хитай һөкүмити әрәб бирләшмә хәлипилики билән җинайи ишлар тоғрисида келишим имзалиди
- Америка дөләт мәҗлиси хитайниң пул сиясити һәққидә испат бериш йиғини өткүзди
- Тоқсудики уйғур тиҗарәтчиләрниң беши қатти
- Америка дөләт мәҗлиси авам палатаси, хитай - америка мунасивәтлири һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзди
- Дөңкөврүк һәққидә параңлар (2)
- Дөңкөврүк һәққидә параңлар (1)
- Уйғурлар қәтий нийәткә кәлсила, өз юртлириниң тоғра намини әслигә кәлтүрәләйду
- "5 - Номурлуқ кесәл" ниң " туяқ- еғиз яллуғи" икәнлики ашкариланди
- Уйғур елидики чарвиларда тарқалған кесәллик вә "туяқ - еғиз яллуғи"
- Хитай даирилири уйғур елидә чарва малларға кесәл тарқалғанлиқини юшурмақта
- Уйғур елиниң чарвичилиқ мәйданлирида чарва - малларға ғәйри кесәллик тарқалди