Истанбулда “хитай-түркийә ислам мәдәнийәт-сәнәт көргәзмиси” ечилди

2012-Йили 8-айниң 31-күни, түркийә дин ишлар идариси билән хитай дин ишлар идарисиниң һәмкарлиқи билән истанбулниң фатиһ районидики ели әмри мәдәнийәт мәркизидә, “түркийә-хитай ислам вә мәдәнийәт-сәнәт әсәрлири” көргәзмиси нам астида паалийәт өткүзүлди.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2012.09.03
Ministir-bekri-buzdagh-xitay-turkiye-islam-medeniyet-305.jpg “хитай-түркийә ислам мәдәнийәт-сәнәт көргәзмиси” паалийәтниң ечилиш мурасимида түркийә баш министир ярдәмчиси бәкри буздағ сөз қилди. 2012-Йили 31-авғуст, истанбул.
RFA/Arslan

Бу паалийәткә хитайдин кәлтүрүлгән уйғур, туңган вә хитайлар, түркийә дини ишлар идарисигә қарашлиқ һәр қайси идарә җәмийәтләрдә ишләйдиған хадимлар болуп көп санда киши қатнашти. Бу йиғинға хитайдин 100 дин артуқ адәм келип қатнашқан болсиму 4 нәпәр уйғурни һесабқа алмиғанда башқиларниң көпинчиси туңган вә хитайларни тәшкил қилидикән. Бу паалийәттә оюн көрситиш үчүн қарақаш наһийилик сәнәт өмикиниң сәнәтчилири кәлтүрүлгән.

“хитай-түркийә ислам мәдәнийәт-сәнәт көргәзмиси” паалийәтниң ечилиш мурасимидин көрүнүш. 2012-Йили 31-авғуст, истанбул.
“хитай-түркийә ислам мәдәнийәт-сәнәт көргәзмиси” паалийәтниң ечилиш мурасимидин көрүнүш. 2012-Йили 31-авғуст, истанбул.
RFA/Arslan

Бу паалийәтниң ечилиш мурасимида түркийә баш министир ярдәмчиси бәкри буздағ, түркийә дин ишлар идариси башлиқи мәһмәт гөрмәс, хитай дин ишлар идарисиниң башлиқи ваң җов, хитай ислам дин җәмийитиниң башлиқи һилалидин қатарлиқ шәхсләр сөз қилди.

Түркийә баш министири муавини бәкри буздағ сөз қилип мундақ деди:
“ислам дини анатулийигә хитайға киргәндин кейин кирди. Бүгүнки күндә түркийидә, мәһмут қәшқири, йүсүп хас һаҗип дегән заман билмәйдиған киши йоқ. Бир заманларда ислам мәдәнийитиниң бүйүк алимлири, бүйүк мәдәнийәт мәркәзлири қурулди, бүйүк мәдәнийәт байлиқи оттуриға чиқти. Түрк күлтүр вә мәдәнийитини сақлап қалған түрк тилидур. Түрк тилниң тилшунаслириниң асаси мәнбәси хитайда болуп, биз мушу җәһәттин тилимизниң асаси мәнбәси сәвәбидин хитай билән күчлүк бир мунасивитимиз бар. Хитайда яшайдиған мусулманлар вә қан қериндашлиримиз, түркийә билән хитай оттурисида мунасивәтләрниң техиму күчлүк болуши җәһәттә наһайити муһим бир көврүктур”.

“хитай-түркийә ислам мәдәнийәт-сәнәт көргәзмиси” паалийәтниң ечилиш мурасимидин көрүнүш. 2012-Йили 31-авғуст, истанбул.
“хитай-түркийә ислам мәдәнийәт-сәнәт көргәзмиси” паалийәтниң ечилиш мурасимидин көрүнүш. 2012-Йили 31-авғуст, истанбул.
RFA/Arslan

Министир бекир буздағ сөзидә йәнә хитайниң мусулманларға қарши елип бериватқан дини бесимларға қарши биваситә гәп қилмиған болсиму, мусулманларниң кишилик һоқуқи вә дини әркинлики болуши керәкликини ипадилиди.

Йиғинда йәнә түркийә дин ишлар идарисиниң башлиқи мәһмәт гөрмәс әпәнди сөз қилип, өткән йили хитайға зиярәткә барғанлиқини, бу зиярәт җәрянида, хитай дин ишлар идариси вә хитай ислам җәмийити башлиқлири билән дини тәлим-тәрбийә, дин хизмәтлири, дини нәшриятчилиқ саһәләрдә бир келишим түзгәнликини, буниң билән бирликтә хитай билән болған мунасивәтлириниң йеңи бир сәһипә ечилғанлиқини билдүрди.

Мәһмәт гөрмәс әпәнди сөзидә йәнә мундақ деди:
“бир тәрәптин хитайдики қәдими ислам мәдәнийитигә хәлқимизниң диққитини тартиш, йәнә бир тәрәптин хитайда яшаватқан нәччә милйон мусулманларниң дини тәлим-тәрбийә елиши, дин ишлири үчүн ортақ хизмәт елип берилиши, түркийә җумһурийити тарихида тунҗи қетим муһит һазирланди.”

Мәһмәт гөрмәс сөзидә йәнә хитай дин ишлар идариси билән түзгән келишим бойичә икки тәрәпниң ортақ елип бармақчи болған хизмәт пиланлири тоғрисида тохтилип мундақ деди:
“бу һәқтә дини идарә башлиқлири өз ара-зиярәт елип берилиду, имам тәрбийиләш вә дини хадимларға тәлим бериш, қуран кәрим вә һәр икки тәрәпниң бәлгилиши билән ислам дининиң асаси әсәрлири вә классик әсәрләрни уйғур вә хитай тилиға тәрҗимә қилиш вә нәшр қилип тарқитиш ишлирини қилиш, дини тәлим-тәрбийә саһәсидә оқуғучи алмаштуруш, һәҗ вә өмрә тәртипләш вә идарә қилиш тоғрисида тәҗрибә алмаштуруш, һәр икки дөләттә мәсчит-җамиәләр, тәлим-тәрбийә мәркәзлирини ремонт қилиш вә қоғдаш тоғрисида тәҗрибә алмаштуруш хизмәтлири әмәлийлишиду. Дини йиғинларға охшаш паалийәтләрни уюштуруш, 2013-йили хитайда, "түркийә-ислам мәдәнийәт-сәнәт көргәзмиси" ечиш қатарлиқ саһәләр келишимниң асасини тәшкил қилиду.”

Мурасим ахирида, түркийә дөләт министири бәкри буздағ вә хитай дин ишлар идарисиниң башлиқи ваң җув, хитай ислам җәмийити башлиқи һилалидин қатарлиқлар билән “хитайда ислам мәдәнийәт-сәнәт әсәрлири” көргәзмисиниң ечилиш лентисини кәсти. Бу көргәзмә паалийити бир һәптә давам қилидиған болуп 6-сентәбир ахирлишидикән. Бу көргәзмигә уйғурчә вә хитайчә дини қолязма әсәрләр қоюлған болуп көргәзмигә уйғур илидики бир қисим җамиә вә мәсчитләрниң сүрәтлири, уйғур вә туңган мусулманларниң иҗтимаий һаятини әкс әттүридиған көп санда рәсимләрни қойған.

Биз бу паалийәт тоғрисида дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит түмтүрк әпәндиниң пикир қарашлирини алдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.