Ислам қурултийида уйғурлар мәсилиси музакирә қилинмақчи


2005.12.07

Сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиридә 3-нөвәтлик ислам қурултийи башланди. Ислам дөләтлириниң икки күн давамлишидиған мәзкур йиғинида ислам әллири нөвәттә дуч келиватқан муһим мәсилиләр музакирә қилиниду һәмдә ислам қурултийиниң ислаһатиға даир йеңи пикирләр оттуриға қоюлиду.

Мәккидики уйғур журналист сираҗидин әпәндиниң билдүрүшичә, қурултайда хитайниң бесими астида яшаватқан уйғур мусулманлириниң мәсилилириму алаһидә бир тема сүпитидә музакирә қилинидикән.

Бу һәқтики мәлуматларни, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.