Истанбулниң җаваһер меһманханисида ечилған хәлқаралиқ йиғинда уйғурларниң әһвали тонуштурулди


2007.12.12

2007‏- Йили 12 ‏- айниң 8 ‏- 9 ‏- күнлири түркийәниң истанбул шәһиридики җаваһер меһманханисиниң бали залида хәлқаралиқ йиғин ечилди. Икки күн давам қилған бу йиғинға уйғурларму қатнашти. Йиғинни "ислам дуняси иҗтимаий тәшкилатлар бирлики" җәмийити оюштурған болуп, йиғинға шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиму тәклип билән қатнашти.

Бу йиғинға түркийә дини ишлар министирликиниң муавин рәиси мәмәт гүрмәс әпәнди риясәтчилик қилди. Йиғин мусулман болмиған әлләрниң сламдин қорқуш, исламға дүшмәнлик билән қараштин ибарәт хата чүшәнчиләргә түзүтүш бериш мәқситидә ечилған болуп, йиғинға "исламофубия йәни исламдин қорқуш иллити йиғини" дәп нам бәргән. Йиғинда, "ислам дуняси иҗтимаий тәшкилатлар бирлики" җәмийитиниң рәиси нәҗми садиқоғлу, "түркийә көңүлләр вә тәшәккүлләр " вәхпиниң рәиси ниҗати җәйлан, "хәлқара ислам қурултийиниң баш катипи әкмәлиддин еһсан оғли", мализийәниң сабиқ муавин рәиси әнвәр ибраһим, кәшмирниң сабиқ рәиси сәрдар абдулқәйюмхан, әнглийилик язғучи карән армситрүң қатарлиқ рәһбәрләр ечилиш нутуқи сөзлиди.

Йиғинға, түркийә, америка, әнгилийә,франсийә, голландийә, сәуди әрәбистан, мисир, иорданийә, кувейт, малайисийә, пакистан, оругай, албанийә, қибрис, иран, полша қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән, дөләт әрбаблири, қурултай вәкиллири, җәмийәт рәһбәрлири, тәшкилат әзалири, алимлар, язғучилар, тәтқиқатчилар, доктурлар, профессорлар, акадимикләр вә оқутқучилар қатнашти.Йиғинға 650 чәтәллик меһманлар болуп җәми 1000 миңдин артуқ киши қатнашти.

Йиғинда мисир әлеһрам сиясәт вә истиратегийә тәтқиқат идарисиниң муавин башлиқи һәсән әбу талип "хәлқаралиқ чоң күчләрниң исламға вә мусулманларға тутқан позитсийиси" темида сөз қилип, мундақ деди: хитайда 50 милйондин артуқ мусулман бар, лекин хитай һөкүмити мусулманларниң санини аз көрситиш үчүн 45 милйон мусулман барлиқини елан қилди, хитай һөкүмитиниң ислам дөләтлири билән мунасивити яхши болсиму, шинҗаң районидики мусулманларға қаттиқ қол сиясәт йүргүзмәктә, коммунист һакимийәт мусулманларға зулум қиливатиду, уйғур районидики мусулманлар бесим, диктатор астида яшаватиду.

Йиғин ахирида шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллиридин һидайәтулла оғуз әпәнди һәсән әбу талип әпәнди билән учришип, йиғинда уйғурларниң әһвалини тонуштурғанлиқиға уйғурларға вакалитән тәшәккур ейитти һәмдә шәрқий түркистандики вә хитайдики мусулманларниң сани һәққидә хата ипадилигәнликини чүшәндүрүп түзүтүш бәрди.

Биз бу һәқтә, мәлумат елиш үчүн йиғинға қатнашқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллиридин һидайәтулла оғуз әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. (Арсилан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.