"Бейҗиңниң аталмиш террорчилиққа қарши уруши, уйғурларға қаритилған рәһимсиз бастурушни йошурмақта" (1)


2007.07.23

Йеқиндин бери ғәрб мәтбуатида уйғурларни вә хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғурларға қаратқан сияситини хәлқара җамаәткә тонуштуридиған нурғунлиған хәвәр , мақалә вә мулаһизиләр елан қилиниватқан болуп, 22‏- июл күни әнглийиниң даңлиқ "Sunday Times" гезитидә елан қилинған " бейҗиңниң аталмиш террорчилиққа қарши уруши, уйғурларға қаритилған рәһимсиз бастурушни йошурмақта" сәрләвһилик мақалә хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғурларға қаратқан сиясити һәққидә ғәрб мәтбуатида елан қилинған мақалиләрниң йирик мисали һесаблиниду.

37 яштики уйғур паалийәтчиси исмаил сәмәт

"Sunda Times" Йәни йәкшәнбә вақит гезитиниң тонулған мухбири майкел шәрдан тәрипидин елан қилинған мақалидә, хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғурларға қарита елип бериватқан сиясити, уйғур паалийәтчиләр қаратқан қаттиқ сиясити, һашар, уйғурларниң паспортлирини тартивелиши вә уйғур қизлирини һөнәр өгитиш намида хитайниң ичкири өлкилиригә йөткәш сиясити қатарлиқ нурғун мәсилиләр оттуриға қоюлған болуп, йеқинда уйғур елиниң қәшқәр, үрүмчи вә ғулҗа қатарлиқ шәһәрлиридә зиярәттә болған аптур мақалисини, әркин асия радиосиниң хитай һөкүмити тәрипидин өлүм җазасиға һөкүм қилинған уйғур паалийәтчиси исмаил сәмәт өлүм һөкүминиң иҗра қилинғанлиқи тоғрисида бәргән хәвири билән башлиған.

" Хитай җаллатлири әтигән саәт 9 дин бурун исмаил сәмәтни өлүм мәйданиға елип бериш үчүн кәлди. Улар қояш исмаил сәмәт шәрқий түркистан дәп атиған земиндики тәңритағлири үстидин әмдила баш көтәргән мәзгилдә уни түрмә камиридин елип маңди. Бир күн бурун у аяли бүвиһәҗәр, 7 яштики оғли вә 6 яштики қизи билән ахирқи қетим дидар көрүшкән иди. Уларға үч йиллиқ җүдалиқтин кейин, өмүрлүк видалишиш үчүн пәқәт 10 минот вақит берилгән. Исмаил сәмәт 37 яштики уйғур паалийәтчиси иди. У һечқандақ адәм өлтүрүш яки зораванлиқ җинайити билән әйибләнмигән. Үч хитай сотчиси уни, ана вәтәнни бөлүшкә урунған вә қорал вә партлатқуч дора сақлиған дәп әйибләп өлүм җазасиға һөкүм қилған. Исмаил сәмәт сотта қейин- қистақ астида мәҗбурий иқрар қилдурулғанлиқини тәкитлигән. Лекин сот униң сөзлирини рәт қилип, 1999‏- йили өлүм җазасиға һөкүм қилинип өлтүрүлгән икки кишини исмаил сәмәткә қарши шаһит қилип көрсәткән." Дәп язиду аптур мақалисида.

"Балиларға яхши қара , уларни яхши оқут"

Исмаил сәмәтниң йеға-зарә ичидә аилиси билән өткүзгән ахириқи минотлирини тәсвирлигән аптур майкел шәрдан мақалисини мундақ давамлаштуриду " у сүкүт ичидә туруп тәқдиргә тән бериду . Исмаил сәмәт аялиға қарап " гунаһсиз икәнликимни испатлаш үчүн қолумдин кәлгәнлики тиришчанлиқни көрсәттим . Лекин тәқдир мушундақ орунлаштурған икән. Сени икки бала билән ялғуз қалдуруп китиватқанлиқим үчүн мини кәчүргин. Балиларға яхши қара , уларни яхши оқут."

Хитай даирилириниң 8‏- феврал күни исмаил сәмәтни бир нәччилигән кишиләр билән бирликтә түрмидә етип өлтүргәнликини билдүргән аптур мақалисини мундақ давамлаштуриду " улар исмаил сәмәтниң җәситини мусулманларға айрилған топа-чаң ичидики бир мазарлиқта дәпнә қилиш үчүн аилисигә тапшуриду. Исмаил сәмәтниң аяли бүвиһәҗәр, бу чәкләнгән макан һәққидә бирдин ‏- бир хәвәр мәнбәси һесабланған әркин асия радиосиниң мухбириниң исмаил сәмәтниң бәдинигә қанчә оқ тәккәнлики тоғрисидики соалиға " бир оқ яриси көрдүм. Йүрикигә тигиптикән" дәп җаваб бәргән.

"Хитай һөкүмити шинҗаң үстидики контроллуқини әбәдийләштүрүш үчүн, тәшвиқат уруши вә қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири алмақта"

Мақалисидә, исмаил сәмәтниң өз миллий кимликини қоғдаш үчүн көрәш қиливатқан 9 милйон уйғур миллитиниң бир мәнсуби икәнликини билдүргән майкел шәрдан, хитай һөкүмитиниң 2001‏- йили 9‏- сентәбир күнигичә, йәни " террорчилиққа қарши уруштин пайдилинишни тонуп йәткүчә болған арилиқта , уйғур паалийәтчилири тәрипидин елип берилған наразилиқ намайишлири, қораллиқ бомбилаш вә партлитиш һәрикәтлирини дуня җамаәтчиликидин йошурғанлиқини тәкитлимәктә.

Бүгүн болса, дәйду аптур әнглийидә чиқидиған "Sunda Times" гезитидә елан қилған мақалисидә, " хитай һөкүмити шинҗаң үстидики контроллуқини әбәдийләштүрүш үчүн, бир тәрәптин тәшвиқат уруши елип бармақта , йәнә бир тәрәптин қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири алмақта.

Уйғур елидики йәр үсти вә йәр асти байлиқларниң хитай иқтисади үчүн һаяти әһмийәткә игә икәнликини тәкитлигән аптур мақалисини мундақ давамлаштуриду, " хитай һөкүмити әлқаидә тәшкилатиниң 1000 дин артуқ шәрқий түркистан исламий һәрикити әзасини тәрбийилигәнликини илгири сүрмәктә.

Хитай қазақистан вә пакистанни қолға чүшкән уйғур милитанларни хитайға тапшуруп беришкә қайил қилған . Хитай һөкүмитиниң мәхпий сотлаш вә өлүмгә һөкүм қилип һөкүмни иҗра қилиш сиясити, нөвәттә пакистан һөкүмитигә қарши һәрикәт елип бериватқан радикал диний гуруппиларни ғәзәпләндүргән болуши мумкин. Шәрқий түркистан исламий һәрикитиниң сиясий рәһбәрлиридин бири дәп көрситилгән исмаил сәмәт, 2003‏- йили пакистан һөкүмити тәрипидин равалпинди шәһиридә тутулуп, хитайға тапшуруп берилгән иди. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.