Исмайил сәмәт хитай һөкөмити тәрипидин өлүмгә һөкүм қилинди


2006.04.06

Үрүмчи шәһәрлик хәлқ оттура сотниң 2005 йили 10‏-айниң 31‏- күни чиқарған һөкүмнамисида, исмайил қари вәя исмайил сәмәт дөләтни парчилаш җинайити, қанунсиз партлатқуч ясаш җинайити өткәзди дәп әйибләнгән.

Һөкүмәт тәрәптин әйибләш

Үрүмчи шәһәрлик хәлқ тәптиш мәһкимиси, исмайил сәмәтни, 1997‏- йили 1‏- айда абдуқадир әмәт вә һәсән мәхсум қатарлиқ 26 адәм билән биргә сәуди әрәбистанға барған, һәсән мәхсум, абдуқадир әмәт вә исмайил сәмәтләр " шәрқий түркистанни мустәқил қилиш мәсилиси тоғрисида көрүшкән, 1997‏- йили 3‏- айда пакистанниң равалпинди шәһиридә һәсән мәхсум, абдуқадир әмәт қатарлиқ 9 киши билән биргә" шәрқий түркистан ислам партийси" ни қуруп чиққан һәмдә муҗаһит тәрбийиләш үчүн 1997‏-йили 5‏- айда тунҗи түркүмдики 11 адәмни афғанистанға тәрбийиләш үчүн елип барған дәп әйиблигән.

Тәптиш мәһкимиси шундақла, исмайил сәмәтниң 1997‏- йили 9‏- айда афғанистанда химийивий партлитиш қурулмиси ясашни өгитидиған" лиза" лагирини қуруп, 100 гә йеқин адәмни тәрбийилигәнликини һәмдә шу йили 10‏-айда һәсән мәхсумниң орунлаштуруши билән пакистанниң исламабад шәһиридә икки қарарда 20 гә йеқин адәмгә партлитиш қурулмиси ясашни өгитип, уларни йәттә түркүмгә бөлүп, хитайға террорлуқ пиланини иҗра қилишқа киргүзгәнликини илгири сүргән.

Тәптиш мәһкимиси йәнә исмайил сәмәтни, 1998‏- йили 3‏- айниң 19‏-күни " шәрқий түркистан ислам партийиси" ниң вәкили сүпитидә, қирғизистанниң бешкәк шәһиридә " шәрқий түркистан азатлиқ тәшкилати" ниң вәкили мәмтимин һәзрәт қатарлиқлар билән көрүшүп йеғин ечип, икки тәшкилатни бирләштүрүш тоғрисида мәслиһәтләшкән һәмдә бирликкә келип " шәрқий түркистан ислам партийиси" билән " шәрқий түркистан азатлиқ тәшкилати" ниң бирләшкәнлики тоғрисида келишим имзалиған, дәп әйиблигән.

Җавабкарниң инкаси

Лекин, сотниң һөкүмнамисидиму баян қилинғандәк, исмайил сәмәт пүтүн әйибләшләрни рәт қилип, әйбнамида бекитилгән пакитлар пүтүнләй хата, мән гунаһисз, дегән.

Исмайил сәмәтниң ақлиғучиси" җавабкар исмайил сәмәт қанунсиз қорал-ярағ, оқ-дора, партлатқуч ясиған дегән пакитни бекитишниң дәлил-испати толуқ әмәс. Гуваһчиларниң гуваһлиқи билән җавабкарниң иқрари мас кәлмәйду. Шуңа уларниң гуваһлиқини бекитишкә болмайду, дәп исмайил сәмәтни ақлиған.

Һөкүмнамида исмайил сәмәтниң 1997‏- йили 3‏- айда һәсән мәхсум вә абдуқадир қатарлиқ тоққуз киши билән биргә абду қадир әмәтниң пакистанниң равалпинди шәһиридики өйидә өткүзүлгән " шәрқий түркистан ислам партийиси" ни қуруш йеғиниға қатнашқанлиқи илгири сүрүлгән. Әмма абду қадир әмәт билән өткүзгән телефон сөһбтимиздә у исмайил сәмәтни тонумайдиғанлиқини, бундақ бир йеғинниң пакистанниң равалпинди шәһиридә өткүзүлгәнликидинму қәтий хәвири йоқлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.