Истанбулдики уйғурлар йиғилип роза һейтни хушал ‏- хурам өткүзди


2007.10.15

Роза һейт мусулманларниң дини байрими болуп һәр йили рамизан ейида 30 кун роза тутуп болғандин кейин өткүзүлиду. Роза һейт болса уйғурларниң дини байрими болупла қалмастин бәлки миллий әнәниви байрими. Улуғ рамизан ейи ахирлишип роза һейтму йетип кәлди. Пүткүл дунядики мусулманлар бу һейтни тәнтәнилик қизғин кәйпият ичидә өткүзмәктә. Ана вәтинидин айрилип истанбулда яшаватқан уйғурларму бир орунға йиғилип роза һейт байримини хушал - хурам өткүзди.

9 ‏- Айниң 13 ‏- күни истанбулдики шәрқий түркистан тәшкилат вә җәмийәтләрниң уюштуруши билән истанбулда яшаватқан уйғурлар шәрқий түркистан вәхпигә йиғилип роза һейтни хушал ‏- хурам өткүзди.

Шәрқий түркистан вәхпи, шәрқий түркистан маарип җәмийити, шәрқий түркистан яшлар җәмийити, шәрқий түркистан һәмкарлиқ җәмийити, қатар 4 тәшкилат бирликтә роза һейтни тәбрикләш паалийити уюштуруп истанбулдики уйғурларни бирлик вә инақлиққа чақириқ қилди. Паалийәт шәрқий түркистан вәхпидә өткүзүлгән болуп шу йәрниң вақти саәт 14:00 дә башлинип 17:00 дә ахирлашти.

Паалийәткә 600 дин артуқ киши қатнашқан болуп шәрқий түркситан вәхпи хадимлиридин камал әпәнди риясәтчилик қилди. Қуран оқуш билән башланған паалийәттә шәрқи түркистан вәхпиниң баш катипи һамутхан көктүрк ечилиш нутқи сөзләп вәтән ичи вә сиртидики пүткүл уйғурларниң роза һейтни тәбриклиди. Андин кейин шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң иҗраийә рәиси абдулһәкимхан мәхсум сөзгә тәклип қилинди, абдулһәкимхан мәхсум сөзидә уйғурларниң роза һейтни тәбриклигәндин кейин пүткүл уйғурларни бирлик вә инақлиққа чақриқ қилди.

Паалийәткә қатнашқан барлиқ меһманлар абдулһәкимхан мәхсумни қизғин алқишлиди. Кейин йәнә шәрқий түркистан яшлар җәмийити рәиси тибәт йүҗә түрк, шәрқий түркистан һәмкарлиқ җәмийитигә вәкалитән камал әпәнди, пешқәдәм вәтәнпәрвәр сәләйһаҗим артуши, түркийиниң сабиқ қатнаш министириниң баш катипи әһмәт атәшчи, қатарлиқ шәхсләр бир - бирләп сәһнигә чиқип сөз қилди һәмдә пүткүл меһманларниң роза һейтни қизғин тәбриклиди.

Раһилә, айгүзәл, қәлбинур қатарлиқ өсмур қизлар сәһнигә чиқип, "у йәрдә бир вәтән бар шәрқий түркистан" намлиқ түркчә шеир оқуди, "җан дада маңа өз вәтиним керәк" намлиқ уйғурчә мақалини наһайити һессиятлиқ оқуған болуп паалийәткә қатнашқан меһманлар көз яшлирини тохтиталмай қалди. Мәһмутҗанниң иҗрасида дутар билән орунланған уйғурчә нахшилар тәқдим қилинди. Униңдин башқа йәнә шәрқий түркистан яшлар җәмийитиниң мәсуллиридин йүсүп йүсүп оғли шеир декламатсийә қилди.

Ахирида меһманларға шәрқий түркистан байриқи билән түркийә байриқи оюлған ачқуч асқу вә қуран кәримниң айәтлири йезилған ләвһә қатарлиқ маддий әшялар һәдийә қилинди. (Арислан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.