Истанбулда ечилған хәлқаралиқ көргәзмә паалийитигә уйғурларму қатнашти
2007.11.19
15 - Ноябир түркийиниң истанбул шәһиридики пәсханә йиғин залида ечилған хәлқаралиқ көргәзмә паалийитигә уйғурларму қатнашти. "Түркийиниң көңүл вә тәшәккүрләр җәмийити" тәрипидин орунлаштурулған бу паалийәткә түркийидин вә чәтәлләрдин болуп җәмий 102 аммиви тәшкилат вә хәлқаралиқ җәмиийәтләр иштирак қилди.
Бу йәрдә йәнә охшашла вақитта хәлқаралиқ бир йиғин оюштурулған болуп, йиғинниң ечилиш мәқсити, пәләстин хәлқигә ғәмхорлуқ қилиш, уларға һесдашлиқ билдүрүш болуп, йиғинға, "хәлқаралиқ қуддус учришиши" дәп нам бәргән. Йиғинға тәшкилат рәһбәрлири, доктор, проффессурлар, тәтқиқатчилар, ахбаратчилар вә мохбирларни өз ичигә алған 2000 нәпәр чәтәллик меһманларни өз ичигә алған җәми 10 миңдин артуқ киши қатнашқан. Бу йиғин вә көргәзмә паалийити 15 - ноябирдин 18 - ноябирғичә 4 күн давам қилидикән.
Йиғинға, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сийит тумтүрк әпәнди, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң иҗраийә рәиси абдулһәкимхан мәхсум тәклип билән қатнашқан.
Биз йиғинға қатнашқан дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сийит тумтүрк әпәнди билән бу йиғинниң җәряни тоғрисида сөһбәт елип бардуқ, көргәзмигә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити тәклип қилинған болуп. У җәмийәтниң мәсуллири уйғурларниң милли кеийм - кичәк, доппа, шәрқий түркистан хәритиси, дөләт бәлгиси вә ай юлтузлуқ көкбайрақни көргәзмигә қойған. Шәрқий түркистан вә уйғурларни тонуштурған уйғур, түрк, ингилиз вә әрәп тиллирида йезилған китаб, журнал, тәшвиқат варақлири, VCD пиластинкиси қатарлиқ материялларни һәқисз тарқатқан.
Биз бу һәқтә мәлумат елиш үчүн шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң муавин рәси һидайәтулла оғуз әпәндини зиярәт қилдуқ. (Арсилан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Станбулда шәрқий түркситан җумһурийитиниң қурулғанлиқини хатириләш йиғини өткүзүлди
- Түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридә шәрқий түркистан җумһурийәтлири хатириләнди
- Ортақ дегән дөләт хитай билән болған мунасивитимизни бузиду
- Түркийә һөкүмити түрк сода - санаәтчилирини уйғур дияриға мәбләғ селишқа чақирмақта
- Түркийидә милйонларчә инсан шеһидлири үчүн яш төкмәктә
- Әзәрбәйҗандики илмий муһакимә йиғинида уйғурларға алаһидә орун берилди
- Берлинда йипәк йоли мәдәнийити көргәзмиси ечилди
- Истанбулдики уйғурлар йиғилип роза һейтни хушал - хурам өткүзди
- Хотән қәғизи барғанчә етибарға елинмақта
- Түркийә парламент әзаси танәр йилдиз әпәндиниң уйғурлар һәққидә ейтқанлири
- Түркийә журналисти мәмәт рагип вуралниң уйғурлар һәққидә ейтқанлири
- Түрк дуняси яшлири қурултийиниң уюштурғучиси орхан кавуҗуниң уйғурлар һәққидә ейтқанлири