Истанбулда яшаватқан уйғур җамаити қурбан һейт байримини тәбрикләшти


2007.12.24

IstanbuldaHeyt1-200.jpg
3 яштин 6 яшқичә болған 12 өсмүрдин тәркип тапқан бир гуруп, "уйғурум" қатарлиқ бир қанчә парчә шеир оқуп паалийәткә қатнашқанларниң қизғин алқишиға еришти. RFA Photo / Arslan

Қурбан һейт мусулманларниң йилда бир қетим елип баридиған байрамдур, қурбан һейтта иқтисади имканийити бар болған мусулманлар аллаһ йолида қой боғузлайду. Қурбан һейт мусулманларни инақ ‏- иттипақлиққа, бирлик‏- баравәрликкә, байлар йоқсулларға ярдәм қилип һейтниң хушаллиқидин ортақ бәһримән болушни тәшәббус қилиду.

Бу күндә, уйғурларму өз ‏- ара, бир ‏- биригә хушаллиқини изһар қилишиду, уруқ ‏- туғқанларни зиярәт қилиду, меһманларни қизғин қарши алиду, бу күн уйғурларниң әң хушаллиқ байрам күнидур. Шу сәвәбтин уйғурлар бу хушаллиқ күндә, ата ‏- анилирини, уруқ ‏- туғқанлирини зиярәт қилиду, йетимләргә, йоқсулларға ярдәм қилиду, мушундақ қилиш арқилиқ, бир ‏- биригә болған меһри ‏- муһәббәтни ашуриду.

Бу хушаллиқ күндә истанбулда яшаватқан уйғурларму истанбулниң ақсарай районидики юлтуз той залиға йиғилип өз ‏- ара қурбан һейт байримини тәбрикләшти.

IstanbuldaHeyt-200.jpg
2007 ‏- 12 ‏- Айниң 22 ‏- күнидики паалийәткә 1000 дин артуқ киши қатнашқан. RFA Photo / Erkin

2007 ‏- 12 ‏- Айниң 22 ‏- күни йәни қурбан һейт байриминиң 3 ‏- күни истанбулда паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан тәшкилат вә җәмийәтләрниң уюштуруши билән истанбулда яшаватқан пүткүл уйғурлар истанбулниң ақсарай районидики юлтуз той залиға йиғилип қурбан һейтни хушал ‏- хурам өткүзди.

Шәрқий түркистан вәхпи, шәрқий түркистан маарип җәмийити, шәрқий түркистан яшлар җәмийити, шәрқий түркистан һәмкарлиқ җәмийити, қатар 4 җәмийәт бирликтә уюштурған бу паалийәт түркийә вақти саәт 30:13 дә башлинип 16:30 ахирлашти.

Паалийәткә 1000 дин артуқ киши қатнашқан болуп шәрқий түркситан вәхпи хадимлиридин камал өзтүрк, шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң хадимлиридин, абдуреһим қәшқәри риясәтчилик қилди. Қуран оқуш билән башланған паалийәттә шәрқи түркистан вәхпиниң мәсуллиридин профессор султан мәһмут қәшқәрли, ечилиш нутқи сөзлиди һәмдә паалийәткә қатнашқан меһманларниң қурбан һейт байримини тәбриклиди. Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси доктур атавулла шәһяр, шәрқий түркситан яшлар тәшкилатиниң рәиси тибәт йүҗәтүрк,шәрқий түркистан һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси исмаил чингиз, 1944 ‏- йили ғулҗида қурулған шәрқи түркистан җумһурийитиниң рәиси мәрһум әлихан төрәмниң оғли қутлуқхан төрәм қатарлиқ рәһбәрләр бир ‏- бирләп сәһнигә чиқип сөз қилди вә пүткүл меһманларниң қурбан һейт байримини тәбриклиди.

Әхмәтҗан "һәмдиләр болсун" дегән нахшини орунлиғандин кейин раһилә, айгүзәл, қәлбинур қатарлиқ өсмүр қизлар сәһнигә чиқип, мәмәтели тәвпиқниң "милли марш" намлиқ шеирни декламатсийә қилди. Кейин "гүзәл түркистан" намлиқ нахшини орунлап, йиғин залини һаяҗанға салди. Илиярҗанниң орунлишида ғерип ‏- сәнәм филимидики, "ярим кәлмиди" қатарлиқ бир қанчә парчә нахша тәқдим қилинди. Униңдин башқа йәнә шаирә сийтинса лоқманниң "бу вәтән кимниң", "һиммитим" дегән шеирлири пәзиләт қатарлиқ 4 оқуғучи тәрипидин деклиматисийә қилинди. 3 яштин 6 яшқичә болған 12 өсмүрдин тәркип тапқан бир гуруп, "уйғурум" қатарлиқ бир қанчә парчә шеир оқуп паалийәткә қатнашқанларниң қизғин алқишиға еришти. Йиғин ахирида паалийәт көрсәткән өсмүр балилар китаб сомкиси қатарлиқ мадди буюмлар билән мукапатланди. )Арслан(

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.