Истанбулда илми муһакимә йиғини өткүзүлди
Мухбиримиз арислан
2010.08.30
2010.08.30
RFA Photo / Arslan
Йиғинға америка вә японийидин кәлгән уйғур мутәхәссислири, истанбулдики һәр қайси университетларда һәр хил кәсипләр бойичә докторлуқ, магистирлиқ унвани үчүн оқуватқан вә оқуш пүттүргән зиялийлардин көп санда киши қатнашти.
Йиғинда уйғур доктур вә профессорлиридин тәбиий пән вә иҗтимаий пән алимлири өзлириниң кәсиплири бойичә муһим нутуқ сөзлиди.
Йиғинда, америкиниң "наса" аләм бошлуқи тәтқиқат мәркизиниң хадимишундақла уйғур академийисиниң пәхри рәиси доктур әркин сидиқ әпәнди 'арзуни реаллиққа айландурушниң мәхпи қанунийити' дегән темида, японийидә хәлқара мунасивәтләр кәспидә доктурлуқ унвани үчүн оқуватқан таш муһәммәт әпәнди "ассимилиятсийә үстидә қайта ойлиниш" дегән темида, түркийә йүзинчи йил университетиниң геологийә оқутқучиси доктур муһәббәт камал ханим " уйғур елиниң екологийилик тәңпуңлуқи вә муһитниң булғиниши" дегән темида, хәлқара чүшәнчә тәтқиқат идарисиниң мутәхәссиси доктур әркин әкрәм "уйғурларниң келәчики һәққидә ойлиниш" дегән темида, уйғур академики рәиси профессор алимҗан инайәт, "гиоиситратегийә вә миссиорлуқ нуқтисидин шәрқий түркистан" дегән темида сөз қилди.
Йиғинда йәнә, юқирида баян қилинғанлардин сирт бәш нәпәр уйғур доктур өзлириниң кәсиплири бойичә тәйярлиқ илмий мақалилирини оқуп өтти.
Йиғин ахирида йәнә, йиғинда сөз қилған алимлар йиғин иштиракчилириниң уйғурларға алақидар сориған соаллириға җаваб бәрди.
Уйғур академийә җәмийити, 2009 - йили, 9 - айда түркийидә яшаватқан уйғур зиялийлири тәрипидин қурулған болуп, бу академийә илмий муһакимә йиғинлири уюштуруп паалийәт қилип кәлмәктә.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.