Истанбулда шәрқий түркистан җумһурийитини хатирләш мурасими өткүзүлди

Һәр йили 12 ‏ - ноябир уйғурлар үчүн тарихи бир күн. Дунядики пүткүл дөләтләр өзлириниң мустәқиллиқ яки дөләт қорған күнлирини хатириләп мурасим өткүзиду.
Мухбиримиз арслан
2008.11.10
Istanbulda-Jumhur-kuni-305.jpg 2008 ‏ - Йили 9 ‏ - нойабир йәкшәнбә күни шәрқий түркистан вәхпиниң орунлаштуруши билән 1933 ‏‏ - йили 12 ‏ - нойабир қәшқәрдә вә 1944 ‏ - йили 12 ‏ - нойабир ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш мурасимидин көрүнүш.
RFA Photo / Arslan

Бу күндә хушаллиқини ипадиләп байрам паалийити елип бариду. Әмма уйғурларчу? гәрчә уйғурларму 20 ‏ - әсирдә икки қетим дөләт қурған болсиму дуняниң сияси йөнилиши тәтүр келип бу дөләтләр ташқи күчләрниң қаршилиқи билән йимирилип кәткән. Шундақтиму дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар бу тарихий күнни һәр йили қайғулуқ ичидә хатириләп йиғин вә мурасим уюштуруп кәлмәктә.

2008 ‏ - Йили 9 ‏ - ноябир йәкшәнбә күни шәрқий түркистан вәхпиниң орунлаштуруши билән 1933 ‏‏ - йили 12 ‏ - ноябир қәшқәрдә вә 1944 ‏ - йили 12 ‏ - ноябир ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш мурасими өткүзүлди. Мурасим истанбулдики шәрқий түркистан вәхпигә йеқин әтрапқа җайлашқан вафа толуқ оттура мәктәпниң йиғин залида өткүзүлди. Мурасимға шәрқий түркистан аммивий тәшкилат мәсуллири, доктур, профессорлар, тәтқиқатчилар, уйғур мәсилисигә қизиққучи вә көңүл бөлгүчи шәхсләр, уйғурларниң достлири вә истанбулда яшаватқан уйғур ‏ - қазақлар болуп җәмий 500 дин артуқ киши иштирак қилди.

Мурасимда истиқлал марши оқулғандин кейин шәрқий түркистан вәхпиниң башлиқи дәм елишқа чиққан генерал мәһмәтриза бекин әпәнди ечилиш нутқи сөзлиди. Мурасимға истанбул университети тил ‏ - әдәбият факултети тарих бөлүминиң оқутқучиси профессор доктор абдулқадир донук әпәнди риясәтчилик қилди.

Мурасимда бәйкәнт университети тарих факултетиниң оқутқучиси профессор доктури абдулхалиқ чай әпәнди "шәрқий түркистанлиқлар һәққидә чүшәнчә" дегән темида, шәрқий түркистан вәхпиниң муавин башлиқи профессор доктор султан мәһмут қәшқәрли " ‏20 - әсирдә қурулған шәрқий түркистан җумһурийәтлири вә униң тарихтики әһмийити" дегән темида, бағчәшәһәр университети қанун факултети оқутқучиси профессор доктор һәсән кони әпәнди" вәзийәттики йеңилиқлар сайисида шәрқий түркистан сиясити "дегән темида, измир әгә университети түркологийә тәтқиқат иниститути оқутқучиси профессор доктор алимҗан инайәт " әң ахирқи дуня мунасивәтлиридә шәрқий түркистан вәзийити "дегән темида сөз қилди.

Бәйкәнт университети тарих факултетиниң оқутқучиси профессор доктор абдулхалиқ чай әпәнди "шәрқий түркистанлиқлар һәққидә чүшәнчә" дегән темида сөз қилип мундақ деди: "хитай коммунист партийиси қанун, һоқуқ вә атом ‏ - ядро қулларға игә болғанлиқи үчүн дөләтни күч билән идарә қилип кәлмәктә. Хитайда үч муһим районни көрүватимиз, шәрқий түркистан мәсилиси, тибәт мәсилиси вә ички моңғул мәсилиси, һәмдә хитай ‏вә тәйвәндики реҗимгә қарши чиққан гуруппиларниң паалийәтлири, бу паалийәтләрдин биз көңүл бөлидиған паалийәт қайси? әлвәттә шәрқий түркистан мәсилиси, қиммәтлик қериндашлирим, бир аз илгири қериндашлиримиз шәрқий түркистандики яқупбәг дәвридин етибарән сияси паалийәтләр 1933 вә 1944 ‏ - йилларда қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийәтлири һәққидә сөзләп өтти."

Профессор доктор абдулхалиқ чай әпәнди хитай даирлириниң уйғурларниң нопусини азайтиш мәқситидә ичкири өлкиләрдин хитайларни көчүрүп әкилип шәрқий түркистанға орунлаштуруватқанлиқини илмий пакитлар билән оттуриға қоюп мундақ деди: "асияниң нопуси әң көп һесаблинидиған хитайниң контроллуқида бир уйғуристан райони уйғур или районимиз бар. Бу районда хитай йүргүзиватқан сиясәтләрни сөзләп өтимән, бу райондики әң муһим болған вәқәләрдин бири хитай нопусини шәрқий түркистанға көчүшкә тәшвиқ қилиш вәқәсидур, хусусән хитай пиланлиқ һалда 1949 ‏ - йилдин етибарән шәрқий түркистанда хитай нопусини көпәйтиш сияситини әмәлийләштүрүп кәлмәктә, илгири шәрқий түркистандики хитай нопусиниң сани 300 миң иди бүгүн 7 милйонға йәтти. Истатистикиларға қариғанда хитай даирилири һәр күни 7 миң нәпәр хитайни шәрқий түркистанға орунлаштурушқа тиришмақта, хитайлар ичкири өлкиләрдин әвәтилмәктә."

Профессор доктор абдулхалиқ чай әпәнди йәнә мундақ деди: " 1992 ‏ - йили сентәбирдин хоңкоңда нәшир қилинған бир җурналда хитай хәлқ комитетиниң бир мәхпи һөҗҗити нәшир қилинған болуп, һөҗҗәттә өткән 2000 йилғичә йәнә 5 милйон хитайни шәрқий түркистанға орунлаштурушни пиланлиғанлиқи билдүрүлгән. Униңдин сирт хитай армийисигә қарашлиқ биңтүән әскәрлири болупму хитайниң ичкири өлкилиридә җинайәт өткүзгән җинайәтчиләрни җазалап әмгәккә селиш мәқситидә шәрқий түркистандики җаза лагирлириға әкилидиғанлиқи оттуриға чиқти. Бүгүнки күндә хитайдин шәрқий түркистандики җаза лагирлириға йөткигән хитай җинайәтчиләрниң сани 50 миңдин ашиду. Бу җинайәтчиләрдин җазаси тошқанлар шәрқий түркистанниң аһалиси һесаблинип охшимиған районларға орунлаштурулмақта. Бу шәкилдә орунлаштурулған хитайларниң саниниң 1 милйондин артуқ икәнликини билимиз. 1953‏ - Йили шәрқий түркистанда уйғур қатарлиқ түрк системисидики милләтләрниң җәмий сани %75 пирсәнтни игиләйтти. Бу 1982 ‏ - йили төвәнләп %55 гә чүшүп қалди. 1990 ‏ - Йилида йәнә төвәнләп әпсуслинарлиқ билән %40 пирсәнткә чүшти. Игилишимизчә шәрқий түркистанда бүгүн хитайниң 500 миңдин артуқ әскәрлири мәвҗут. Хитай бу райондики түрк қериндашлиримизниң нопусини азайтиш үчүн хитайларни көчүрүп орунлаштуруш сияситини тосалғусиз һалда әмәлийләштүрүп кәлмәктә."
 
Мурасим ахирида шәрқий түркистан вәхпи башлиқи мәһмәт ризабекин әпәнди мурасимға иштирак қилған вафа толуқ оттура мәктәп мудири сабир әпәнди, профессор доктур абдулхалиқ чай әпәнди, профессор доктор султан мәһмут қәшқәрли әпәнди, профессор доктор һәсән кони әпәнди вә профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди қатарлиқ шәхсләргә мурасимға иштирак қилғанлиқиға тәшәккүр билдүрүп тәбрикнамә тәқдим қилди.

Ахирида шәрқий түркистан вәхпидә тамақ зияпити берилгәндин кейин мурасим көңүллүк ахирлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.