Истанбулда шәрқий түркистан мәдәнийәт кечиси паалийити өткүзүлди

Һәр йилдикигә охшаш бу йилму истанбул шәһириниң зәйтинбурну районлуқ һөкүмәтниң уюштуруши билән 'мәдәнийәт күнләр' намида, түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридин вә түрк дунясиниң охшимиған җайлиридин зәйтинбурнуға келип олтурақлишип қалған хәлқләрниң, өз ара чүшәнчә һасил қилиши, бир ‏- бириниң өрп ‏- адәт вә мәдәнийәтлирини тонуши үчүн һәр хил мәдәнийәт вә сәнәт паалийәтләр өткүзүлүп кәлмәктә.
Мухбиримиз арислан
2010.09.27
Istanbulda-Sherqiy-Turkistan-medeniyet-kechisi-305 Сүрәт, бу паалийәтләргә қатнишип һәр хил мәдәнийәт вә өрүп адәтләрни тонуштуруватқан шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийити қатарлиқ 18 аммиви тәшкилатниң мәсуллириға шәрәп тахтиси тәқдим қилинған көрүнүш.
RFA Photo / Arslan

Бу паалийәткә зәйтинбурнуда паалийәт қиливатқан 18 аммиви тәшкилат иштирак қилған болуп, бу тәшкилатлардин һәр бири һәр күни нөвәт билән өзлириниң мәдәнийәт өрүп адәтлирини, әнәниви сәнәтлирини намайән қилип паалийәт көрсәтмәктә. Шу җүмлидин 2010 ‏- йили 9 ‏- айниң 24 ‏- күни зәйтинбурну районлуқ һөкүмәткә қарашлиқ йиғин залида шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийити тәрипидин шәрқий түркистан мәдәнийәт кечиси нам астида қазақларниң мәдәнийәт ‏- сәнәтлири тонуштурулди. Бу паалийәт 2010 ‏- йили 9 ‏- айниң 13 ‏- күни башланған болуп 30 ‏- күнигичә 18 күн давам қилидикән.

У паалийәткә, зәйтинбурну шәһәр башлиқи мурад айдин, муавин шәһәр башлиқи гөкхан қасап, иляс сака, истанбулда паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатларниң әзалири вә истанбулда яшаватқан уйғур ‏, қазақлардин әр ‏- аял болуп көп санда киши қатнашти.

Паалийәткә йәнә адаләт вә тәрәққият партийиси, милләтчи һәрикәт партийиси, җумһурийәт хәлқ партийиси, саадәт партийиси, түркийә партийиси қатарлиқ түркийә сиясий партийилириниң зәйтинбурну вәкиллири вә зәйтинбурнуда паалийәт қиливатқан 18 аммиви тәшкилат мәсуллириму қатнашти.
Istanbulda-Sherqiy-Turkistan-medeniyet-kechisi-tamishibinlar-305
Сүрәт, паалийәт мәйданидин көрүнүшләр.
RFA Photo / Arslan

Программа истиқлал марши оқуш билән башланди вә шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң башлиқи яқупҗан ечилиш нутиқи сөзләп мундақ деди: "һәммимизгә мәлум болғандәк, мәдәнийәт бир милләтниң бир дөләтниң әң муһим хәзинисидур, бир милләтниң мәвҗутлуқини сақлап қалған униң тарихи вә мәдәнийити. Тарихиға, мәдәнийитигә, миллий ядикарлиқилириға игә чиқмиған һәр қандақ милләт йоқ болуп кетиду. Мәдәнийәтләр оттурисидики достлуқ, мәдәнийәтләр оттурисидики һәмкарлиқ шу хәлқниң тәрәққий қилишиға түрткә болиду, шуниң үчүн бирлик вә баравәрлик ичидә мәдәнийәтни өзләштүрүш, җанландуруш вә кәлгүси әвладларға өгитиш интайин муһим. Бу шәрқий түркистан мәдәнийәт кечисиниң бирлик баравәрлик, достлуқ қериндашлиқ, тинчлиқ ичидә өтишини вә бу кечиниң түрк дунясиға, ислам дунясиға вә пүткүл инсанларға хусусән хитай ишғал астидики шәрқий түркистан үчүн яхшилиқ елип келишини арзу қилимән."

Программиға тәклип қилинған сәнәтчиләр қазақ вә түрк тиллирида манас дастанидин парчә қатарлиқ бир қанчә парчә нахша ‏- музика тәқдим қилди. Уйғурчә орунланған "гүлмәрәм" қатарлиқ усуллуқ нахша - музика программа иштиракчилириниң қизғин алқишиға еришти. Паалийәт җәрянида йәнә "сүргүн вә өлүм" намлиқ филим көрситилди.
 
Паалийәт ахирида зәйтинбурну шәһәр башлиқи мурад айдин әпәнди сөз қилди вә бу паалийәтләргә қатнишип һәр хил мәдәнийәт вә өрүп адәтләрни тонуштуруватқан шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийити қатарлиқ 18 аммиви тәшкилатниң мәсуллириға шәрәп тахтиси тәқдим қилди.

Мурад айдин сөз қилип мундақ деди: "8‏ йилидин бири зәйтинбурнуда хизмәт қилип келиватимиз, бу йәрдики 18 аммиви тәшкилат билән бирликтә зәйтинбурнуға төһпә қошуш үчүн тиришчанлиқ көрситиватимиз. Гүзәл вәтинимизниң мәдәнийитини җанландуруш вә кәлгүси әвладлиримизға өгитиш, бирлик вә баравәрликимизниң түп мәнбәси болған мәдәнийитимизниң кәң тарқилиши вә уни кәлгүси әвладларға йәткүзүштә зәйтинбурдин башлап төһпә қошуш үчүн тиришиватимиз. Бу йәр түркийидики мәдәнийәтләргә вәкиллик қилиду. Бу йәрдики қериндашлар вә уларни қоллап қуввәтлигән зәйтинбурну хәлқи, шәрқий түркистанға вәкиллик қилиду, балқанларға, румәлигә вә түркийиниң 81 шәһиригә вәкиллик қилиду. Бу йәрдики қериндашлиримиз ай юлтузлуқ байраққа вәкиллик қилиду. Бу йәрдә румәли вә шәрқий түркистанлиқ қериндашлар билән охшимиған шәһәрләрдин келип олтурақлашқан қериндашлар бир йәргә җәм болуп, бирликтә яшап келиватиду. Бу кечә бу йәрдә шәрқий түркистан вә түрк дунясиға вәкиллик қилидиған қериндашлар билән учришиш имканийити болди, буниңдин мәмнун болдум. Мәдәнийәтләрни тонуштурушта, тарқитишта төһпә қошқан пүткүл қериндашларға тәшәккүр ейтимән."

Биз, паалийәт ахирлашқанда бу паалийәткә қатнашқан шәрқий түркистан яшлар җәмийитиниң рәһбәрлик һәйәт мәсуллиридин аруф мәргән әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Аруф мәргән әпәнди бу паалийәтниң әһмийити һәққидики пикирлирини оттуриға қоюп мундақ деди: "бүгүн бу йәрдә шәрқий түркистан хәлқи зулум вә бесим астида қалған болсиму, мушундақ гүзәл бир мәдәнийәт билән яшиған хәлқ икәнлики бу йәрдики инсанларға билдүрүлди, һәқиқәтән шәрқий түркистан мәдәнийәткә бай бир өлкә. Бу хил программилар кишиләрни шәрқий түркистан мәдәнийити һәққидә чүшәнчигә игә қилиду. Бу йәрдә пәқәт мәдәнийәт тонуштурулди, әмма инсанлар буни билгәндин кейин интернет яки башқа ахбарат вастилири арқилиқ шәрқий түркситан һәққидә учур издигәндә у йәрдә йүз бәргән бесим, зулум вә қирғинчилиқни билиду. Шуниң билән шәрқий түркистанға болған чүшәнчиси өзгириду вә вақти кәлгәндә шәрқий түркистан үчүн қаршилиқ оттуриға қойидиған вә шәрқий түркистан давасиға көңүл бөлидиған кишиләрниң сани көпийиду. Бу хил паалийәтләр техиму көп өткүзүлүши керәк. Инсанларниң диққитини шәрқий түркистанға тартиш үчүн бу хил паалийәтләр әһмийәтлик дәп қараймән."

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.