Истанбулда норуз байримини тәбрикләш мурасими
2008.03.25
Норуз байрими дунядики түрк тили сестимисидики милләтләрниң вәкиллик характеригә игә миллий әнәниви байрими. Һәр йили 3 - айниң 21 - күни уйғур қатарлиқ түркий милләтләр бу байрамни тәбрикләп катта йиғилиш вә мурасим өткүзиду. . Бу байрамда хушал - хорам һалда нахша ейтип, усул ойнап, норуз еши йейишип, баһарниң йетип кәлгәнликини тәбриклишиду, униңдин башқа йәнә челишиш, қочқар соқуштуруш, оғлақ тартишиш қатарлиқ әнәниви тәнтәрбийә паалийәтләрниму өткүзиду. Һәм шу күндин башлап йәр терип , көчәт тикип баһарниң ишлирини башливетиду.
Түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридә хәлқ аммиси бир һәптидин бири норуз байримини тәбрикләш паалийити өткүзмәктә, 2008 - йили 3 - айниң 21 - күни истанбул валийлиқи тәрипидин норуз байримини тәбрикләш мурасими өткүзүлди. Истанбул валийлиқ бинасида ечилған байрам тәбрикләш мурасимиға түркий тил сестимисидики милләтләрниң җәмийәт вә тәшкилатлириниң вәкиллири тәклип қилинған, уйғур, қазақ, қирғиз, түркмән, азари, түрк қатарлиқ қериндаш милләтләрниң вәкиллири истанбул валийлиқиға җәм болуп, бирликтә норуз байримини тәбрикләш паалийити өткүзди. Бу мурасимға шәрқий түркистан вәһпи, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, шәрқи түркистан көчмәнләр җәмийити, түркмәнистан җәмийити, қирғизистан оқуғучилар оюшмиси, қазақ - түрк вәһпи, айдинлар җәмийити, шеһид вә ғазилар җәмийити, әһмәд йәсәвий вәһпи қатарлиқ җәмийәт вә тәшкилатларниң вәкиллири иштирак қилди.
Мурасимға истанбул шәһириниң муавин валиси мустафа алтунташ әпәнди саһипханлиқ қилған болуп түрк тили сестимисидики милләтләрниң һәр қайси җәмийәт вә тәшкилатлиридин кәлгән вәкилләрни қизғин қарши алди. Мустафа алтунташ әпәнди җәмийәт вә тәшкилатларниң вәкиллирини айрим - айрим һалда сәһнигә тәклип қилип, норуз байримини тәбрикләш билән биргә қиммәтлик совға буюмлири һәдийә қилди. Мурасимға қатнашқан җәмийәт вәкиллири, мәһтаб гурубиниң орунлиши билән думбақ - сунай тәңкәш қилған түркләрниң миллий марши оқулған һалда истанбул валийлиқидин истанбул толуқ оттура мәктәпниң алдиғичә йүрүш қилди.
Түркийә вақти саәт 10:30 да истанбул толуқ оттура мәктәпниң йиғин залида 2 - қетимлиқ мурасим башланди. Бу мурасимға түркий милләтләрниң җәмийәт вә тәшкилатлириниң вәкиллири болуп җәмий 2000 дин артуқ киши иштирак қилди, мурасимда истанбулниң муавин валийси мустафа алтунташ әпәнди, истанбул шәһәрниң муавин башлиқи әһмәт саламәт, еминуну райони башлиқи нәвзат әр, әзәрбәйҗанниң истанбулда турушлуқ баш әлчиси сәйяд аран, түркийә 66 - пиядә қораллиқ қисим қумандани генерал пикрәт тулунгүч қатарлиқ шәхисләр сөз қилди. Түркийә баш миниситири рәҗәп таййип әрдуған, дөләт министири мустапа сейит язичиоғли, адаләт министири мәһмәт әли шаһин, мәдәнийәт вә саяһәт министири қатарлиқ министирларниң норуз байримини тәбрикләп әвәткән телиграммилири оқуп өтүлди.
Истанбулниң муавин валийси мустафа алтунташ әпәнди сөз қилип мундақ деди: "норузниң бир җәзбиси бар, норуз келиши билән нурғун нәрсиләрдин ,яманлиқлардин қутулуп йеңидин туғулғанға охшаш болисиз, бу йеңи күн билән һаятиңизни йеңидин башлиғандәк болисиз, шуниң үчүн қериндашлиқ, һәмкарлиқ вә тинчлиқ бу күндин , бу йилдин башлансун. Норуз инсанларни бир йәргә җәм қилип хушаллиқ беғишлайдиған бир байрамдур, қан қериндашлиқ томурлиримиз билән бағланған түрк тупрақлири, түрк дунясиниң бир - биригә техиму йеқин чәмбәрчәс бағлинишни тәләп қилиду. Инсанлар вә җанлиқлар йеңи күн билән җанлиниду, норуз бәхт - саадәтниң аниси, бәрикәт вә хушаллиқниң мәнбәсидур, бу сәвәбтин кишиләр бир - бириниң норуз байримини тәбрикләп, қериндашлиқ көңлини ипадиләп сехиларчә хушаллиқини намайән қилиши лазим."
Кейин норуз байриминиң әнәнивий өрп - адити буйичә төмүрни сәндәл үстидә қоюп базған билән уруш , тухум чекиш, норуз байримини күйләп нахша ейтиш, усул ойнаш қатарлиқ паалийәтләр елип берилди, тамақ зияпитидин кейин мурасим ахирлашти. Мурасим ахирлашқанда биз бу мурасимға қатнашқан уйғурлар билән бу мурасим һәққидә сөһбәт елип бардуқ. (Арслан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Норвегийидики уйғурлар норуз байримини тәбриклиди
- Қазақистандики уйғурлар норуз байримини тәбриклиди
- Түркийидики уйғурлар норуз байримини тәнтәнилик тәбриклимәктә
- Уйғурларниң миллий салаһийәт байрими норуз
- Норвегийә, германийиә вә шветсийидә норуз
- "Түрк дунясида норуз" темисида муһакимә йиғини өткүзүлди
- Қазақистан уйғурлири норуз байрими паалийити өткүзди
- Түркийәдики уйғурлар норуз байримини тәбриклиди
- Алматида норуз байрими тәбрикләнди
- Ғәрб мәмликәтлиридә норуз байрими
- Түркийидә норуз паалийәтлири өткүзүлди
- Қирғизистанда норуз байрими дағдуғилиқ хатириләнди
- Америкидики уйғурлар норуз байрими өткүзди
- Бешкәктики уйғурлар норуз байримини тәбриклимәкчи
- Америкидики уйғурлар норуз байрими сәнәт кечилики өткүзди