Италийидә хитайлар намайиш өткүзди
2012.01.11
Хәвәрдин мәлум болушичә, 1-айниң 4-күни хитай тиҗарәтчи җу җең билән униң 9 айлиқ қизи җу шия рим шәһиридә бир топ қораллиқ булаңчиларниң һуҗумиға учрап қаза қилған. Италийә бихәтәрлик органлири вә дөләт әрбаблири бу булаңчилиқ вәқәсигә көңүл бөлидиғанлиқини билдүргән. Гуманлиқ икки нәпәр булаңчи қатилни тездин тутуш һәрикити қозғиған. Сақчи тәрәпниң дәсләпки игилигән йип учидин қариғанда, бу икки нәпәр булаңчи рим шәһиридә яшаватқан маракәшлик көчмән кишиләр икән.
Франсийә авази радиосиниң 10-январдики хәвиридә баян қилинишичә, италийиниң рим шәһиридә яшаватқан хитай пуқралириниң булаңчиларниң һуҗумиға учраш вәқәлири даим йүз беридиған нормал һадисигә айлинип қалған. 10-январ күни дуканлирини тақап намайишқа чиққан хитайлар хитайчә вә италянчә йезиқларда “бизгә бихәтәрлик лазим, зораванлиққа қарши турайли” дегәндәк лозункиларни көтүрүвелишқан. Франсийә мухбирлириға нәқ мәйдандин мәлумат бәргән хитайларниң билдүрүшичә, рим шәһиридики хитайларда узундин буян бихәтәрлик роһи һалити йоқалған. Улар даим булаңчиларниң һуҗумиға учраш әндишиси билән яшайдикән. Чүнки, һәр йили қанчә он қетимлап булаңчилиқ вәқәлири садир болуп туридикән. Булаңчиларниң зәрбисигә учриған хитайларниң бәзилири еғир яриланса, бәзилири нәқ мәйданда өлидикән. Бәзи хитай тиҗарәтчиләр бир йилда 6-7 қетим булаңчилиққа учриған һадисиләрму йүз бәргән.
Италийидики хитай содигәрләр җәмийитиниң рәиси ваң исимлик кишиниң билдүрүшичә, йеқинқи қисқа бир мәзгил ичидә хитай содигәрлириниң қораллиқ һуҗумға учраш вәқәлири бәк көп йүз бәргән. Хитай тиҗарәтчиләр даим нәқ пул билән сода қилидиған болғачқа, қораллиқ булаңчиларниң даимлиқ һуҗум нишаниға айлинип қалған. Витторио мәйданида намайишқа қатнишиватқан бир аял хитайниң мухбирға билдүрүшичә, улар булаңчилардин мудапиәлиниш үчүн хусусий қоғдиғучилар әтрити тәшкил қилған болсиму, қораллиқ бандитларға тақабил туруш мәқситигә йитәлмигән. Хитайниң италийидики баш әлчиси, хитай сода җәмийитиниң йиғинида хитай муһаҗирларниң көп миқдарда нәқ пул елип йүрүшиниң хәтирини тәкитлигән.
Хитай пуқралирини қәстләп өлтүрүш, булаш вәқәлири явропада барғансери әвҗ алмақта. Бундақ вәқәләр йеқинқи бир-икки йил ичидә германийидиму көпәйгән иди. Немә үчүн хитай көчмәнлири явропадики қара күчләрниң даимлиқ һуҗум нишаниға айлинип қалиду? голландийидә яшаватқан уйғур зиялийси абдусалам әпәнди бу һәқтә өз қарашлирини билдүрүп мундақ деди:
-явропада яшаватқан хитай пуқралириниң кишилик әхлақ сүпитиниң төвәнлики, мәйнәтлики, шәхсийәтчилики узундин буян ғәрб пуқралирини сәскәндүрүп кәлгән амилларниң бири. Мәтбуат хәвәрлиригә асасланғанда, италийидики хитай көчмәнлириниң сани йеқинқи йиллардин буян көпийип кәткән болуп, италийидә яшаватқан хитай пуқралириниң өзлири яшаватқан муһитниң пакизлиқиға көңүл бөлмәслики, пул теҗәш мәқситидә бир өйдә бир нәччә аилиниң биргә туридиғанлиқи, баҗ оғрилайдиғанлиқи вә қачақ тиҗарәтләр билән шуғуллинидиғанлиқи, болупму сүпәтсиз әрзан таварлар билән италийә базарлирини булғаватқанлиқи хелидин буян италийә пуқралириниң наразилиқини қозғап кәлгән. Италийидики хитай пуқралириниң даимлиқ һуҗум нишани болуп қелишиға, бәлким мушу сәлбий тәсиратлар сәвәб болған болуши мумкин.
Хәвәрдә баян қилинишичә, италийә ички ишлар министири җиддий йиғин чақирип, 1-айниң 4-күни йүз бәргән булаңчилиқ, қатиллиқ вәқәсини музакирә қилған. Омумий бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтишни тәшәббус қилған. Рим шәһәр башлиқиму дохтурханиға берип булаңчилиққа йолуқуп яриланған җең фамилилик хитай аялни йоқлиған. Өлгүчиләргә тәзийә билдүргән.
Италийиниң явропада “мафиялар дөлити” дегән нами бар. Италийә мафиялири дуняниң һәммила йеригә таралған болуп, ялғуз италийә үчүн әмәс, пүтүн явропа дөләтлири үчүнму уларниң күчини тизгинләш, йоқитиш мүшкүл бир иш болуп кәлмәктә. Италийә, германийә, франсийә қатарлиқ әлләрдә италийә мафиялириниң өз-ара җәңги-җедәллири сәвәблик йүз бериватқан өлүм-йетим һадисилири мәтбуатларда пат-пат көзгә челиқип туриду.