Хитай ташқий перивут записини америкиға қарши козур қилип қоллинамду ?


2007.08.13

Dollar-Sale-200.jpg
Бейҗиңдики бир пул нусхилирини сетиш дукинида, сетишқа чиқирип қойған америка доллири вә хитай пули. 12 - Авғуст, 2007. the US dollar bills and Chinese yuan notes on sale at a currency souvenir shop in Beijing, 12 August 2007. AFP PHOTO/TEH ENG KOON

Америка дөләт мәҗлисиниң бир комитети йеқинда хитайни хәлқ пулиниң қиммитини тәңшәшкә үндәйдиған бир қанун лаһийиси мақуллиғандин кейин, хитай һөкүмитиниң бир тәтқиқат орни өткән һәптә америкиға тәһдит селип, бейҗиң һөкүмити хитай ғәзинисидики доллар записини америка дөләт мәҗлисиниң бесимиға қарши козур қилип қоллинидиғанлиқини агаһландурған иди. Әгәр хитай америкиниң хәлқ пули қиммитини өстүрүш һәққидики еғир бесимиға учриса, растинла ғәзинидики долларни америкиға қарши сияси козур қилип ишлитәмду ? мутәхәссисләр буниң мумкинчилики чоң әмәс, дәп қаримақта.

Хитай тәтқиқат органлири тәһдит салди

Әнгилийә " күндилик телеграф" гезитиниң өткән һәптидики бир хәвиригә қариғанда хитай дөләт кабинтиниң тәрәққият тәтқиқат мәркизи қармиқидики пул - муамилә тәтқиқат орниниң мәсули шя биң, җуңго, ғәзинидики 1 трилион 330 милярд доллар ташқий перивут записини "сияси козур"қилип қоллунуп, америка дөләт мәҗлисиниң хәлқ пули қиммитини күчәйтиш һәққидики бесимиға қарши туралайду, дәп тәкитлигән.

Хәвәрдә йәнә, хитай иҗтимаий пәнләр академийисиниң хе фән исимлик йәнә бир иқтисадшунаси һөкүмәт башқурушидики енгилиз тилида чиқидиған "җуңго" гезитидә, әгәр җуңго халиса ғәзинидики долларни бирақла базарға селип, америка доллирини вәйран қиливетәләйду, дегәнликини вә тәрәққият тәтқиқат мәркизи һәм пәнләр академийисидики бу икки мутәхәссисниң сөзи америкиға ашкарә иқтисади тәһдит селиш һисаплинидиғанлиқини язди.

Нөвәттә хитайниң дөләт ғәзинисидики1 трилион 330 милярд доллар қиммитидики ташқий перивут записиниң 900 милярд доллирини америка доллири игәллигән болуп, буниң көп қисими америка ғәзинә чекини асас қилмақта. Әнгилийә "күндилик телеграф"гезити бу һәқтики хәвиридә, гәрчә бу тәһдит хитайниң рәсми һөкүмәт әмәлдарлири тәрипидин оттуриға қоюлмиған болсиму, лекин хитай бу юқири дәриҗилик хитай мутәхәссислириниң тунҗи қетим ғәзинидики долларни сияси козур қилип ишлитишни тилға елишидур, дәп көрсәтти.

Америка иқтисадиға қанчилик тәсир көрситиду ?

Ғәзинидики долларни бирақла базарға селишниң америка иқтисадиға көрситидиған тәсири қанчилик болиду ? бу мәсилидә мутәхәссисләрниң пикири бирдәкликкә игә әмәс. Бәзи мутәхәссисләр, әгәр хитай америка доллириниң қиммити чүшүватқан бир мәзгилдә долларни төкмә қилип сатса, бу долларни вәйран қиливетиши мүмкинлики яки бу америка һөкүмитиниң заюм тапаветини зор миқдарда ашуруп, америка өй базири содисидики мәсилини еғирлаштуруветидиғанлиқини, нәтиҗидә бу америка иқтисадиниң чекинишигә сәвәбчи болидиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Лекин йәнә бәзи мутәхәссисләр бу әһвалда америка иқтисади қисмән тәсиргә учрисиму, лекин әң көп зиян тартқучи дөләт йәнила хитайниң өзи болуп қалидиғанлиқини билдүрмәктә. Пәрһад билгин, америка малийә гуруһи State- Street ширкитиниң тәтқиқатчи хадими, бу сөзләрни радиомизниң бу һәқтики суаллиримизға җавап бәргәндә тәкитлиди.

Хитайниң базар инавитигә пайдисиз

Хитай пәнләр академийисиниң мутәхәссиси хе фән, " җуңго гезити"дики баянатида йәнә, хитайниң дөләт ғәзинисидики доллар записи америка доллирини қоғдаш ролини ойнаватқанлиқини әскәртип, русийә, шветсийигә охшаш бир қисим дөләтләрниң ташқий перивутида долларниң игәллигән нисбити азаймақта. Пәқәт доллар билән хәлқ пулиниң қиммити муқумлуқини сақлиғандила, долларниң хитай ғәзинисидә игәллигән нисбити азаймаслиқи мүмкин. Әмма хәлқ пулиниң қиммити өстүрүлсә, мәркизи банка ғәзинидики долларни төкмә қилип сетип, долларниң қиммитидә давалғуш пәйда қилалайду, дәп тәкитлигән.

Хитай дөләт кабинти тәрәққият мәркизи вә хитай пәнләр академийисидики бу икки әмәлдарниң сөзи хәлқара пул - муамилә саһәсиниң диққити вә әндишисини қозғап, бу шу күнила пул - муамилә базирида инкас пәйда қилған вә шу күни пул - муамилә базирида долларниң фонд - стерлиң вә явро билән алмаштуруш нисбити төвәнлигән . Америка State - Street малийә гуруһидики пәрһад билгин, бу икки хитай мутәхәссисиниң сөзлирини мәсулийәтсизлик қилиш, дәп әйибләп, әгәр хитайлар ғәзинидики долларни түрмә қилип сатса, бу хәлқара базарда хитайниң инавитигә тәсир қилидиғанлиқини билдүрди.

Буш: бу ақивитини ойлашмиған тәвәккүлчилик

Президент буш бу икки хитай мутәхәссисиниң хитай дөләт ғәзинисидики долларни төкмә қилип сетиш пикирини" тәвәккүлчилик", дәп агаһландурди.

Буш америка Fox телевизийә қанилиниң зияритини қобул қилғанда бу икки нәпәр мутәхәссисниң сөзи хитай һөкүмитиниң мәйданиға вәкиллик қилидиғанлиқиға гуман билән қарайдиғанлиқини тәкитлигән болсиму, лекин у йәнила әгәр хитай долларни төкмә қилип сатса, бу ақивитини ойлашмай қилған"тәвәккүлчилик"болуп қалиду, дәп агаһландурди.

Хитай хәлқ банкиси долларни төкмә қилип сатмаймиз

Әнглийә гезитиниң хәвири вә президент бушниң сөзи хитай даирилириниң сәзгүрликини қозғиған болса керәк. Хитай хәлқ банкиси йәкшәнбә күни әнглийә "күндилик телеграф" гезитиниң хәвиригә инкас қайтуруш мәҗбурийитидә қалди.

Шинхуа ахбарат агентлиқи бу һәқтики хәвиридә, хитай хәлқ банкиси мәсулиниң америка доллирини төкмә қилип сетиш һәққидики сөз чөчәкләрни рәт қилип, америка дөләт заюмини өз ичигә алған доллар мүлки җуңго ташқий перивут записиниң муһим тәркиви қисми, дәп әскәрткәнликини вә җуңго бу мәсилигә узун мәзгиллик вә истиратегийилик нуқти - нәзәрдә қарайду, дегәнликини язди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.