Канада тәвәликидики бир нәпәр хитай инженер америкида сотқа тартилди
2006.12.25
Канада ахбарат васитилириниң хәвәр қилишиға қариғанда, канада пуқраси болған бир нәпәр хитай инженер юқири пән техника һәрби мәхпийәтликини оғрилаш җинайити билән америкида сот қилинған. Канада CBC телевизийисиниң хәвәр қилишичә, канада тәвәликидики мәң шавдоң исимлик бир нәпәр хитай инженер һәрби мәшиқ үчүн ишлитидиған компутер юмшақ деталини оғрилап, хитай һөкүмитигә сатқанлиқи ашкарә болғандин кейин, америка федерал тәкшүрүш идариси тәрипидин қолға елинип, сотқа тартилған. Бу йил 42 яшқа киргән, бейҗиңлиқ мәң шавдоң америкиниң юқири пән –техника райони болған- калифорнийәниң Silicon Walley дә узун йил хизмәт қилғаникән. Лекин канада ахбарат васитилири мәң шавдоңниң қачан канада пуқраси болғанлиқи һәққидә учур бәрмиди. Һазирға қәдәр хитай һөкүмитиму бу һәқтә һечқандақ инкас қайтурмиди.
Һәрби мәқсәттики юмшақ деталиниң хитайға сетилиши америкиниң бихәтәрликигә тәһдит
Канада CBC телевизийисиниң хәвиридә ейтилишичә, мәң шавдоң 2004 –йили өзи хизмәт қилған, америкиниң Quantum 3D ширкити тәтқиқ қилип ясап чиққан, компутер юмшақ деталиниң шифрисини оғриливелип, уни көпәйтип хитай һөкүмитигә сатқан. Бу юмшақ детал күрәшчи айропилан учқучилирини тәрбийиләштә ишлитилидиған болуп, мәң шав доң бу мәһсулатниң лаһийилиниш усуллири биләнму хитай һөкүмитини тәминлигән. Америка федерал тәкшүрүш идарисиниң силикон валләй районидики баянатчиси йөсүп сәдләй CBC телевизийисидә мәң шавдоң делоси һәққидә тохтилип: бу юмшақ деталлар наһайити көп пулға ярайду. Техиму муһим болғини америкиниң уруш айропилан учқучилири бу юмшақ детални ишлитип мәшиқ елип бариду. Дөләт мудапиә мәһсулати болған бу юмшақ деталниң чәтәлгә әхпорт қилиниши қаттиқ чәкләнгән. Мәң шавдоң һәрби мәхпийәтликни оғрилаш җинайитини шәкилләндүрди", деди.
Америка һөкүмәт тәрәпниң адвокати кевин рян болса, бу дилониң америкиға ихтисадий тәһдит елип келипла қалмастин , америкиниң дөләт бихәтәрлики вә һәрби қурулмисиға наһайити еғир тәһдит шәкиләндүргәнликини әскәртти.
Хитай җасуслириниң америкидики паалийәтлири биринҗи орунда
Канадада чиқидиған шиңдао гезитиниң хәвәр қилишичә, йеқинқи йиллардин буян америкида, хитайларниң җасуслуқ паалийәтлири һәққидики делолар көпәйгән. Хитай һөкүмити мәң шавдоң тәминлигән ахбарат арқилиқ өзидики чоң бошлуқни толуқливалған.
Бу гезит йәнә америка билән хитайниң иқтисат вә хәвипсизликни баһалаш комитетиниң мәһсули Peter Brukis ниң йеқинда елан қилған доклатини нәқил кәлтүрүп, нөвәттә 140 дөләтниң америкида җасуслуқ паалийәтлири билән шуғуллинип, америкиниң дөләт мудапиә вә сода мәхпийәтликини оғрилаш билән мәшғул болуватқанлиқи, уларниң әнәниви уссулдики җасуслуқ паалийәтлири билән чәклинип қалмай, бәлки, әлчихана хадимлири, мәслиһәтчиләр, сода вәкиллири салаһийити билән паалийәт елип бериватқанлиқи, бу 140 дөләт ичидә хитайниң биринчи, русийиниң иккинчи орунда туридиғанлиқини баян қилған.
Америкида хитайниң 3000 миң ширкити җасуслуқ паалийәтлири билән шуғуллиниду
Бу гезитниң ашкарилишичә, америка федерал тәкшүрүш идариси америка хитайға алаһидә диққәт қилиши керәк дәп қарайдикән. Чүнки хитай җасуслири америкиниң җасуслуққа қарши һәрикитидә әң чоң тәһдит һесаблинидикән. Хитайниң аз дегәндә 3000 ширкити америкида ахбарат топлаш, болупму әң илғар пән –техника ахбаратлирини топлаш вәзиписи билән шуғуллинидикән . Бу гезитниң тәкитлишигә қариғанда, америкиниң юқири пән-техника райони болған калифорнийәниң Silikon Walley дики хитай җасуслириниң сани һәр йили 20% дин 30% гичә тиз сүрәт билән ешип барған. Хитай тәрәп бу җасуслири билән топлиған ахбаратлар арқилиқ қисқа вақит ичидә, күчүк һәрби күчини қуруп чиққан.
Мәң шав доң америка федерал сот мәһкимиси тәрипидин 38 түрлүк җинайәт билән әйибләнгән болуп, униң ичидә җасуслуқ паалийәтлири билән шуғуллинип, һәрби вә сода техника мәхпийәтликини оғрилаш, һәрби мәхпийәтликләрни қанунсиз сиртқа чиқириш, қанунсиз йол билән қолға кәлтүргән техникини чәтәл һөкүмитигә сетиш, сахта испат ясап чиқиш қатарлиқлар җинайәтләр бар.
Бу америкиниң юқири пән техника райони Silikon Walley дә бир йилға йәтмигән вақит ичидә хитай җасуслириниң иккинчи қетим ашкарилиниши болуп һесаблиниду. Буниңдин илгири бу районда қолға елинған йефей вә җоң миң исимлик икки нәпәр хитай компутәр мутәхәссиси өзлириниң хитай һөкүмити үчүн җасуслуқ паалийәтлири билән шуғулланғанлиқини етирап қилғаниди.
CBC Телевизийисиниң әскәртишичә, мәң шавдоң, америка 1996 йили "сода җасуслиқи қануни" ни йолға қойғандин кейин сотқа тартилған, чәтәл һөкүмәтлири үчүн җасуслуқ қилған 3-киши болуп қалған. Әгәр униң җинайәт шәкилләндүргәнлики сот тәрипидин бәкитилсә, униңға аз дегәндә 15 йиллиқ қамақ җазаси берилидикән.
Буниңдин илгири канада һөкүмитиму 1000 дин ошуқ хитай җасусиниң канадада җасуслуқ паалийәтлири билән җидди шуғуллиниватқанлиқини оттуриға қойғаниди. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада даирилириниң бихәтәрлик доклатида хитайниң җасуслуқ қилмишлири һәққидә бишарәт берилди
- Хитай даирилири икки японийиликни уйғур елидә җасуслуқ қилиш җинайити билән чегридин қоғлап чиқарған
- Канада, америкиларда хитай җасуслири әйибләнмәктә
- Канада һөкүмити канададики хитай җасуслириға қарита тәдбир елип бармақчи
- Канада даирилири хән гуаңшиң сиясий панаһлиқ тәлипини рәт қилди
- Хитай бихәтәрлик тармақлири уйғурларни җасуслуқ һәрикәтлиригә мәҗбурлимақта
- Америкида қанчилик хитай җасуси бар?
- Сабиқ хитай дипломати чен йоңлин америка дөләт мәҗлисидә гуваһлиқтин өтти
- Хән гуаңшиң америкиғиму үч қетим җасуслуқ қилиш үчүн барғанлиқини ашкарилиди
- Хав феңҗүн коммунист хитай һөкүмитиниң сүйиқәстини ашкарилиди
- Австралийә, сиясий панаһлиқ тилигән хитай депломатиниң илтимасиға алаһидә етибар беридиғанлиқини ейтти
- Канадада хитай җасуслири сүрүштүрүлмәктә
- Хитай һөкүмити австралийидә террорчилиқ билән шуғулланған