Хитай җасуслуқ органлириниң йеңи тәдбири


2006.11.03

Д у қ хадимлириниң йеқинда вәтәндин бивастә игилигән мәлуматлириға асасланғанда, хитай җасуслуқ органлири чәтәлдә яшап, хитайға қарши сиясий паалийәтләрдә актип рол ойнаватқан яки уйғур сиясий тәшкилатлириниң паалийәтлирини маддий вә мәнивий тәрәпләрдин қоллаватқан уйғурларға қарита йеңи бир тәдбирни йолға қоюп, уни иҗра қилишқа башлиған.

Бу тәдбирниң асаси мәзмуни: чәтәлдә яшаватқан уйғурларни шу дөләт һөкүмети билән депломатийә сөһбитигә тайинип вәтинигә қайтуруп әкилиштин ибарәт болуп, хитай җасуслуқ органлири буниң үчүн, чәтәлдә яшаватқанларниң ата – анисиниң намида, өз пәрзәнтини қайтуруп әкилип бериш тоғрулуқ хитай һөкүмитигә сунған илтимас шәклидә тәйяр бир һөҗҗәт һазирлиған. Һөҗҗәттә, ата – анилар имза атқан әһвал астида, хитай һөкүмити уларниң чәтәлдики пәрзәнтини әкилип беришкә теришидиғанлиқи әкис әттүрүлгән.

Бу хил әһвалдин хәвири болған зибибуллаһ әпәндиниң ейтишичә, хитайниң бир сүрә гуваһчиларни әгәштүрп кирип, тәйяр һөҗҗәткә имза етишқа дәвәт қилиш һәрикити ата – аниларни чөчүткән вә уларниң тәләплири ата – анилар тәрипидин дәсләпки қәдәмдә рәт қилинған. Зибибуллаһ әпәнди, бу һадисиниң өзи билидиған бир кишиниң аилисидә йүз бәргәнликини тилға алди.

Германийидики уйғур зиялиси турсун әпәнди, хитай җасуслуқ органлириниң чәтәлдики уйғурларға қарита бундақ бир чарә қоллунишидики сәвәп һәққидә тохталди. Турсун әпәндиниң ейтишичә, хитай һөкүмитиниң бу йеңи тәдбириниң мәқсити, ялғуз чәтәлдики уйғур сиясий һәрикитини парчилаш вә йетим қалдуруш, уйғур сиясий панаһлиқ тилигүчиләргә қарита тосалғу пәйда қилиш һәм өзиниң уйғур миллитигә қарита йүргүзүватқан зулумлирини ялғанға чиқириштинла ибарәт болуп қалмастин, бәлки ғәрб дөләтлириниң хитайға қарита, хитай қачқунлирини тизгинләш һәққидә ишлитиватқан бесимлиригә иҗабий җавап қайтуруштин ибарәт икән.

Бу хил тәдбирни ялғуз уйғурларға тәдбиқлаш арқилиқ, хитай һөкүмити бир тәрәптин чәтәлләрдики уйғурларниң сиясий паалийәтлиригә дәхли йәткүзүш мәқсидигә йәтсә, йәнә бир тәрәптин, хитайдин бизар болуп чәтәлгә қечиватқан уйғурларни тизгинләш мәқсидигә йетидикән. Шундақла, чәтәлдин қайтуруп келингән уйғурларни чәтәлни яманлап, хитайниң чәт дөләтләрдинму яхши икәнликини тәшвиқ қилдуруш үчүн хизмәт қилдуралайдикән.

Хәвәрләргә қариғанда, бу йил германийидин хитайға қайтурулған мухтәр тиливалди вә муса һаҗидин ибарәт икки нәпәр уйғур, бу җәһәттә өз ролини җари қилдурушқа мәҗбурлан ған.

Д у қ рәһбәрлирниң қарашлириға асасланғанда, хитай һөкүмити йеқинқи бир қанчә йилдин буян, чәтәлдики уйғурларни телефун сөһбити вә хитай әлчиханиси арқилиқ, өзлиригә ишләшкә мәҗбурлаш вәқәлирини көп қетим садир қилған. Вәтәнгә зиярәткә барған уйғурларни өзлири үчүн ишләшкә көндүрүп, андин уларниң зияритигә иҗазәт бериш йолини тутқан. Бу уйғурлар өзи яшаватқан дөләткә қайитқандин кейин, һазирға қәдәр хитайға мәлумат бериш вәзиписини ада қилип келиватқан болсиму, буларниң мутләқ көп қисми, өзлириниң хитайға ишләватқанлиқини уйғур тәшкилатлири мәсуллириға мәлум қилип қойған вә хитайни алдап кәлгән. Бу сәвәптинму хитай җасуслуқ органлири, чәтәлдики уйғурларниң паалийәтлирини үнүмлүк тизгинләш мәқсидигә йетәлмигән. Әксичә, уйғурларниң хитайға қарши сиясий муҗадилиси дуня сиясий сәһнисидә барғансири тигишлик орниға көтүрүлгән. Хитай һөкүмити үчүн, уйғурларни тизгинләшниң әң мувапиқ йоли, уларни өз вәтинигә қайтуруп келип, һәм ғәрб әллириниң күнсери көпийиватқан хитай қачқунлириға чәк қоюш һәққидики бесимидин қутулуш һәм уйғур тәшкилатлириниң күчини аҗизлитиштин ибарәт болған. (Әкрәм)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.