Хитайниң сабиқ баш секритари җав зеяңниң йеңидин ашкариланған аваз хатириси

AFP Photo
Аваз лентисида, 20 йилдин бери ашкариланмиған, хитай рәһбәрлик қатлимидики бир қисим ихтилаплар вә җав зеяңниң сиясий ислаһат қарашлири вә униң 4 - июн вәқәсигә қарита баһаси ашкариланған.
Сабиқ баш секритар җав зеяңға аит болған бир қисим аваз хатириси бүгүн радиомизниң хитайчә бөлүми тәрипидин дуняға ашкариланди. Ашкарилинишичә, җав зеяң хитайниң сиясий сестимисини парламент түзүмидики демокиратийгә йетәклимәкчи болған. Бу һәқтики изаһатлардин мәлум болушичә, хитайда җуңгочә сотсиялизм нәзәрийисини оттуриға қойған киши дең шявпиң әмәс, бәлки җав зеяңдур.
Биз сотсиялизм йолида 30 йил маңдуқ: кона пәдидә 30 йил маңған бу җуңго хәлқиғә нимә дәп хитап қилиш керәк? бу йәрдә пәқәт икки хил хитап қилиш усули бар иди: бири, биз сотсиялзм йолиға балдур меңип қаптуқ, кәйнимизгә қайтайли, йеңи демокиратийә йолида маңайли; йәнә бири, биз капитализмни баштин кәчүрмәй туруп сотсиялизмға өтүп кетип қаптуқ, кәйнимизгә қайтип сәпәрни капитализмдин башлайли. Мана бу икки хил сөзләшниң һәр иккиси тоғра иди, әмма вәзийәт көтүрмәйтти."
Җав зеяң, әгәр әйни чағда капитализм вә демокиратийәни очуқ тәшәббус қилса, һәм хәлқ ичидә, һәм рәһбәрлик қатлимида еғир пикир ихтилаби туғулидиғанлиқини, буниң билән әмдила башланған ечиветиш вә ислаһатниң йерим йолда тохтап қелиш еһтималини әскәрткән. Шуңа у ғайисини йәниму башқичә ипадиләшниң йоли үстидә ойланған. У бу һәқтә мундақ дәйду: "
1987 - Йили 13 - қурултайниң доклати үстидә ойлиниватқан чеғимда, ахири бу мәсилигә җаваб таптим: 'җаваб сотсиялизмниң дәсләпки басқучи иди.' Мушундақ болғанда, һәм нәччә он йиллиқ сотсиялистик тарих инкар қилинмиған болатти, бу сәвәблик кона қараш, кона принсипларниң тосалғусидин сақланғили вә ислаһатни давамлаштурғили болатти."
Хитайда 1978 - йили йолға қоюлған йеза ислаһатиниң әсли башламчиси дең шявпиң әмәс җав зеяң икәнлики җамаәт пикири саһәсигә аян иди. Чүнки дең шявпиң 1978 - йили йеза ислаһатини йолға қоюштин аввал, җав зеяң бу ислаһатни сичүән өлкисидә йолға қоюп ғәлибә қазанған, дең шявпиң униң тәҗирисидин пайдиланған вә уни мәркизи һөкүмәткә елип киргән болсиму, җав зеяң вә ху яв баңларниң ғәрб тәрәпдари ислаһат пикирлири, диң шявпиң вә униң пишқәдәм сәпдашлирини раһәтсиз қилған.
1989 - Йили 4 - июн тйәнәнмен вәқәси йүз бәргәндә, җав зеяңниң оқуғучилар һәрикитини қоллаш мәйданини йошуралмаслиқи, униң сиясий һаятиниң ахирилишишиға сәвәб болған; у вәзиписидин елип ташлинип, һаятиниң ахириға йәни 2005 - йили 17 - яниварға қәдәр нәзәрбәнт астида яшиған.