Америка дөләт мәҗлиси хитайниң җәмийәт контроллиқи һәққидә испат бериш йиғини өткүзди
2005.04.18
Америка дөләт мәҗлисигә қарашлиқ "америка- хитай иқтисад вә бихәтәрликни тәкшүрүш комитети" өткән һәптиниң ахири, хитай һөкүмитиниң җәмийәтни контрол қилиш түзүми вә васитиси һәққидә испат бериш йиғини өткүзди.
Йиғинда испат бәргән америка дөләт мәҗлиси әзалири вә хитай ишлири мутәхәссислири, хитайдики күнсери ечиветилгән әркин базар игилики, хитайда сиясий әркинликкә йол ачамду? хитай һөкүмити қандақ қилип мәтбуатлар вә интернет арқилиқ хәлқ райини йитәкләватиду? һәмдә бу, америкиниң мәнпәәтигә қандақ тәсир елип келиду? дегән мәсилиләр һәққидә нуқтилиқ тохталди.
Һечқандақ иш бәдәл төләнмәй йүз берип қалмайду
Америка оригин штатидин сайланған авам палата әзаси дәйвид ву йиғинда сөз қилип, америка дөләт мәҗлисиниң әйни вақитта хитайға " мәңгү алаһидә етибар берилидиған дөләт" имтиязини бәргәндә, америка сода саһәсидикиләр 'хитайниң иқтисадиниң әркинлишиши сиясий әркинликкә йол ачиду' дегән қарашни тәрғип қилғанлиқини, бирақ бу қарашниң хата икәнликини билдүрди. У мундақ деди:
"Бу дуняда һечқандақ иш бәдәл төләнмәйла өзликидин йүз берип қалмайду. Бир һакиммутләқ һөкүмәт капиталистик түзүмгә игә болуши тамамән мумкин. Мениң мәзкур комитетқа билдүрмәкчи болғиним, өткәнки әсирдики күрәш демократийә билән фашизм, коммунизм оттурисидики күрәш болған. Биз бу күрәштә йеңип чиқтуқ. Буниң сәвәби биз демократийә чоқум өзликидин ғәлибә қилиду дәп қариғинимиздин әмәс, бәлки өзимизниң ғәйритимиз вә күчимиз билән тәврәнмәстин ишәнчимиз үчүн күрәш қилғанлиқимиздин болди."
Биз чоқум қәтий бошашмастин, әркинлик, ечиветиш вә қанун билән дөләт башқуруш қатарлиқ түпки дуня қарашларни қоллишимиз керәк.
Авам палата әзаси дәйвид вуниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити сингапор вә малайсияға охшаш капиталистик түзүмдики базар игилики билән һакиммутләқ һөкүмәтни бирләштүргән һөкүмранлиқ шәклини қоллинишни үмид қиливатқан икән.
Униң ейтишичә, америка чоқум интернетни өз ичигә алған барлиқ қоллинишқа болидиған вастиләрни қоллинип, һакиммутләқ түзүм үстидин ғәлибә қилиши керәк. Әмма униң қаришичә, америка өзила хитайни өзгәртәлмәйдиған болуп, америка чоқум хитайниң дөләт ичидики демократийә вә әркинликни қоғлишидиған күчләрни қоллап, хитайниң тинчлиқ билән өзгиришини қолға кәлтүриши керәк.
Америка ширкәтлири хитайдики интернет контроллиқиға шерик боливатиду
Испат бериш йиғинида сөз қилған йәнә бир америка дөләт мәҗлиси әзаси, индианна шитатидин сайланған дән бертин, америкиниң чоқум барлиқ имканийәттин пайдилинип, һәр қандақ вақитта вә һәр қандақ җайда демократик һәрикәтләрни давамлиқ риғбәтләндүриши керәкликини көрсәтти. Униң қаришичә, һазирқи учур дәвридә, хитай һөкүмити, пүтүн дуняни қаплаватқан демократийә вә әркинлик еқимини тосиялмайдикән.
Бу дуняда һечқандақ иш бәдәл төләнмәйла өзликидин йүз берип қалмайду.
Әмма авам палата әзаси дән бертин, америка ширкәтлириниң, хитай һөкүмитиниң интернеткә болған контроллиқини күчәйтишигә техника җәһәттин ярдәм бериватқанлиқидин интайин әндишә қиливатқанлиқини ипадилиди. У мундақ деди:
"Бир мустәбит һакимийәт үчүн ейтқанда, шунчә кәң даиридики хәт- чәкләрни тәкшүрәлиши анчә әҗәплинәрлик иш әмәс. Әмма Google вә Cisco ға охшаш америка ширкәтлириниң, хитайдики интернетни контрол қилиш урунушлириға шерик болуши, кишини интайин биарам қилиду"
Хитай иқтисадий җәһәттә илгирилиди, сиясий ислаһатта арқида қалди
Америка ташқи ишлар министирлиқи демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк ишлири мәһкимисиниң мәслиһәтчиси сузен осливен ханим испат бериш йиғинида, хитайниң кишилик һоқуқи, болупму сөз әркинлики вәзийити һәққидә баһа берип мундақ деди:
"Гәрчә өткәнки 20 йилдин буян, хитайниң иқтисадий тез илгирилигән болсиму, бирақ сиясий ислаһат җәһәттә толиму кәйнидә қалди. Хитайда, хәлқара кишилик һоқуқ бәлгилимилиридики һоқуқини йүргүзүшкә тиришқан пуқраларни бастуруш йәнила сестимлиқ мәсилә болмақта. Биз илгири ху җинтав башчилиқидики хитайниң төтинчи әвлад рәһбәрлириниң сиясий ислаһат қәдимини тезлитип, хәлққә техиму көп сөз әркинлики беришини үмид қилған идуқ. Бирақ, бу үмидлиримиз әмәлгә ашмиди."
Униң билдүришичә, америка һөкүмити сөз әркинлики вә учурниң хитайға әркин еқип кириши мәсилисигә интайин әһмийәт бериватқан болуп, барлиқ пурсәттин пайдилинип, хитай һөкүмитигә бу мәсилини оттуриға қоймақта.
Пуқралиқ һоқуқиға интиливатқан күчләрни қоллаш керәк
Испат бериш йиғининиң ахирида сөз қилған америка калифорнийә университети хитай ишлири тәтқиқат мәркизиниң мудири профессор ричард баум, хитайда нөвәттә бир партийә һакиммутләқ түзүм болсиму, бирақ пуқралиқ һоқуқиға интиливатқан җәмийәтниң бих сүрүшкә башлиғанлиқини билдүрди. Униң ейтишичә, америка һөкүмити чоқум хәлқ ичидики бу хил тәрәққиятларни қоллап қуввәтлиши керәк икән. У мундақ деди:
"Хитайниң төвән қатлимидики демократийә тәләп қиливатқан күчләрниң зорийишиға пурсәт яритип бериш үчүн, биз чоқум сәвричанлиқ билән тәйярлиқ көрүп, йирақни көзлигән һалда бу хил пуқралиқ һоқуқиға интиливатқан җәмийәтниң бихлирини тәрбийилишимиз керәк. Шуниң билән бир вақитта, биз чоқум қәтий бошашмастин, әркинлик, ечиветиш вә қанун билән дөләт башқуруш қатарлиқ түпки дуня қарашларни қоллишимиз керәк"
Мәзкур хитай ишлири мутәхәссисиниң ейтишичә, хитай бесим вә мәҗбурлаш биләнла америкиниң қиммәт қаришини қобул қилмайдикән. Бу дигәнлик америка чоқум һәмкарлишидиған вақитта хитай билән йеқиндин һәмкарлишип, риқабәтләшмисә болмайдиған вәзийәттә риқабәтлишидиған бир хил узун йиллиқ сиясәт қоллишинишқа тәйярлиқ көриши керәк икән. (Арзу)