Хитайдики әң нопузлуқ тарихшунас уйғур җйән бозән әпәндигә мавзедоң қандақ зиянкәшлик қилған? (2)


2006.05.31

jianbozan-150.jpg
Хитайдики әң нопузлуқ тарихшунас җйән бозән әпәнди. (1898.4.14-1968.12.18)

Өткән әсрниң 60 ‏- йиллирида хитайдики "мәдәнийәт инқилаби" дәп аталған әмәлийәттики 10 йиллиқ мәдәнийәт ханивәйранчилиқи җәрянида, зиянкәшликкә учрап өлүп кәткән алимларниң ичидә бейҗиң университетиниң профессори, хитайдики әң нопузлуқ тарихшунас уйғур җйән бозән әпәндиму бар.

Баштин -ахир мавзедоңниң бивастә зиянкәшликигә учриған

Җйән бозән әпәндиниң өлүми бир пәвқуладдә һадисә дәп қарилиши керәк, ‏- дәп баян қилиду аптор ваң ючин "көзитиш журнили"да елан қилған "мәдәнийәт инқилабида зиянкәшликкә учриған җйән бозән әпәнди һәққидә" дегән мақалисидә. Аптор һазир америкиниң чикаго университетида профессор болуп ишләватиду. Аптор бу мақалә арқилиқ хитайдики әң нопузлуқ тарихшунасларниң бири болған уйғур җйән бозән әпәндиниң баштин -ахир мавзедоңниң бивастә зиянкәшликигә учриғанлиқиниң пакитлирини ашкарилиған.

‏- Бейҗиң университети тәрипидин 1998 ‏-йили нәшр қилинған "бейҗиң универиситетида йүз бәргән чоң вәқәләр" дегән китабта баян қилинишичә, ‏- дәп мақалисини давамлаштуриду аптори ваң ючин, ‏- мавзедоң кишиләрни җйән бозәнни тартип чиқиришқа тәкрар -тәкрар күшкүрткәндин кейин, бейҗиң универиситети парткоми 1966 ‏- йили 4 ‏- айниң 7 ‏- күни "һазирқи муһим ноқта җйән бозәнниң мәсилисигә тутуш қилиш" дәп қарар чиқарған. Шуниңдин кейин таки бу партком 6 ‏-айниң 1 ‏- күни өзи ағдурулуп кәткичә болған арилиқта, җйән бозән әпәнди хилму-хил сорунларда беши әгкүзүлүп, бели мүкчәйтилип, бойниға қара тахта есип "көрәш" кә елинип, уруп, һақарәтлинип , кочида сазайи қилинип турған.

Мав зедоң өзи яхши көрмәйдиған мәшһур кишиләрниң әдипини бериштә "қизил қоғдиғучилар" дн пайдиланған

"Мәдәнийәт инқилабида зиянкәшликкә учриған җйән бозән әпәнди һәққидә" дегән бу мақалидә баян қилинишичә, 1966 ‏- йили 8 ‏- айниң 24 ‏- күни бейҗиң пидагогика университетиниң қаримиқидики қизлар оттура мәктипиниң "қизил қоғдиғучи"лири чиңхуа универиситетиға берип уруш-чеқиш һәрикити елип барғандин кейин, дәрһал бейҗиң универистетиниң йәнюән дегән бағлиқ қорасиға келип җйән бозәнниң өйини ахтурған. Униң китаб, қәдими рәсим қатарлиқ материяллирини пичәтлигән. Җйән бозәнни қаттиқ һақарәтлигән. "Қизил қоғдиғучилар" сақчи болмиғачқа, қоллинидиған һәрикити чәклимигә учримайтти. Уларниң террорлуқ хаһиши чәксиз иди, улар халиғанчә адәм уруши, һәтта қаршилиқ ипадилигән кишини уруп өлтүрүветиши мумкин иди. Ула буниңдин бурун өз мәктипиниң мудириниму уруп өлтүрүвәткән иди. Улар нишанланған кишини тутуп, қолини дүмбисигә қайрип, белини мүкчәйтип қоюп көрәшкә тартқанни "тик учар" дәп атайтти. Мавзедоң өзи яхши көрмәйдиған мәшһур кишиләрниң әдипини бериштә "қизил қоғдиғучилар"дин чәксиз пайдиланған иди.

Бир нәччә күн өткәндин кейин, бейҗиң универиситетиниң "қизил қоғдиғучи"лири келип җйән бозәнни туралғусидин қоғлап чиқарған. ‏- Дәп давамлиқ баян қилиниду һазир америкиниң чикаго университетида ишләватқан профессор ваң ючин тарихшунас уйғур җйән бозән һәққидә язған мақалисидә,‏- шуниңдин кейин йолдин өткән ушшақ балилар җйән бозәнниң ишик алдиға әхләт ташлап, қазиниға түкүрүп, "қара гуроһ", "җин-шәйтан" дәп чуқан селип өтидиған болған. Апторниң баян қилишичә, шу вақитларда баш министир җуинләйниң ишханидин адәм келип җйән бозәнниң әһвалини уқуп турған. Улар "нимә тәлипиң бар" дәп сориғанда, җйән бозән "мини ушшақ балилар әмәс, чоң адәмләр көрәш қилсикән"дәп тәләп қилған.

Җйән бозәнниң өлүми бир пәвқуладдә һадсиә дәп қарилиши керәк

Апторниң баян қилишичә, мавзедоң 1968 ‏- йили 11 ‏- айда, коммунистик партийиниң 8 ‏- қурултейи 12 ‏- омумйиғинида "биздә җйән бозән дегән бирси бар, у бейҗиң универиситетиниң профессори, тарихшунас, буржуа илим нопузи, уни ишләтмисә, бурунқи хан , падиша ,вәзирләрни бирким биләлмәйду, бундақ кишиләргә һәр айда 24 юән, көп болса 40 юән бериш керәк. Йәнә ву хән дегән бирси бар, у бизгә йәнә керәк. Әмма фең юлән, җйән бозән дегән бу зәһәр тарқитидиғанларни қосиқини беқип, қоғдап, ишчи-деһқанларға тәнқид қилғузуп туруш керәк" дегән. Шуниңдин кейин мавзедоңниң бу "әң алий йолюруқи"ни тәшвиқ қилидиғанлар бейҗиң университетиға келип "кала қотини" ға сулап нәзәрбәнткә елинған җйән бозән қатарлиқ 200 дин көп кишини "азат" қилған. Җйән бозәнгә сәл яхширақ туралғу бәргән, гәрчә шу чағда бейҗиң университетида адәттики оқутқучиниң айлиқ мааши 56 юән болсиму, әмма җйән бозәнгә айда 120 юән турмуш пули беридиған болған. Лекин хитайдики әң мәшһур тарихшунасларниң бири, биринчи дәриҗилик профессор уйғур җйән әпәнди мәдәнийәт инқилабидики әң мүшкүл йил, ай, күнләрни чидап баштин кәчүрүп, ахири турмушта кәңричиликкә чиқип болған күнләрниң биридә, 1968‏- йили 12 ‏-айниң 18 ‏- күни аяли билән биллә өлүп кәткән. Униң йенидин "яшисун мавҗуши" дәп хәт йезилған қәғәз чиққан. Апторниң баян қилишичә, җйән бозән әпәнди азат қилинғандин кейин, бейҗиң университетидики "һәрбий вәкил" уни башқа кишиләрни паш қилип хизмәт көрситишкә мәҗбурлиған икән. Улар җйән бозәнниң өлүмини уйқу дориси билән өзини өлтүрүвалди дәп елан қилған. Апторниң қаришичә, җйән бозәнниң өлүми бир пәвқуладдә һадсиә дәп қарилиши керәк. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.