Тәйвәндә хәлқаралиқ айродромниң намини өзгәртиш җаң кәйшиниң образини йоқ қилишни илгири сүрмәктә
2006.09.06
"Мәркизи агентлиқи" ниң 9 - айниң 6 - күни тәйбейдин хәвәр қилишичә, тәйвән кабинети бүгүн қатнаш министирлиқи оттуриға қойған тәклипни тәстиқлап, җаң кәйши намидики хәлқаралиқ айродромниң намини өзгәрткән. Нами өзгәртилгән бу хәлқаралиқ айродром тәйбей шәһириниң тавюән наһийисидә болуп, у 1979 - йили бина қилинишқа башлиғандила гоминдаң партийисиниң тәклипигә асасән җаң кәйшиниң нами билән "җоңҗең айродроми" дәп аталған икән. Әмди бу айродром җаң кәйшиниң нами билән әмәс, бәлки тәйвән земинидики бир юртниң нами билән " тавюән айродроми" дәп атилиду. Бу хәлқаралиқ айродромниң қисқартилма нами TPE .
Өктичиләр "бу минҗиндаңниң ирадиси" дәйду
"Б б с" ниң баян қилишичә, бу өзгиришни гәрчә тәйвән даирилири хәлқниң арзусиға асасән болди, дәп чүшәндүрсиму, әмма өктичиләр буни тәйвәнни мустәқил қилмақчи болуватқан минҗиндаң партйиисниң ирадисини әкс әттүрди, дәватиду. Хәвәрдә баян қилинишичә, тәйвәндә хәлқаралиқ айродромниң намини өзгәртиш һәққидики бу тәстиқ һазир 2000 -йили гоминдаң партийисиниң һөкүмранлиқи тәйвәндә аяғлашқандин буян давамлишиватқан җаң кәйшиниң образини дөләт органлиридин вә башқа җамаәт сорунлиридин йоқ қилиш һәрикитини илгири сүрмәктә.
Чен шуйбйән президент болғандин кейин җаң кәйшиниң образи йоқ қилинишқа башлиған иди
Б б с ниң баян қилишичә, җаң кәйшиниң тәсиригә қандақ баһа бериш тәйвәндә узундин буян талаш -тартишта туруватқан бир мәсилә. Әмма шуниси ениқки, җаң кәйши 1949 - йили гоминдаңниң қалдуқ қисимлири билән тәйвәнгә қечип келип, бу аралға һөкүмранлиқ қилишқа башлиғандин буян, у йәрлик тәйвән хәлқиниң пикир әркинликини бастурушни давамлаштурған. 2000 - Йили чен шуйбйән тәйвәнгә президент болуп сайланғандин кейин, тәйвәндә гоминдаңниң бир партийә һөкүмранлиқи аяғлашти. Шуниңдин кейин тәйвәндә һөкүмәт органлирида, мәктәпләрдә, бағча қатарлиқ җамаәт сорунлирида җаң кәйшиниң образи йоқ қилинишқа башлиди. Буйил һәрбий лагирлардиму җаң кәйшиниң образи елип ташланди. Тәйбей шәһириниң тавюән наһийисидики хәлқаралиқ айродром тәйвәнниң хәлқаралиқ қувуқи болған асаслиқ айродроми болуп, әмди бу айродромниң нами өзгәртилгәндин кейин, қисқиси, тәйвәнгә қайта кәлгән кишиләр өзиниң нәгә келип қалғанлиқини биләлмәй теңирқап қелиши мумкин.
Өктичиләр һазир чен шуйбйәнни йиқитиш һәрикити қозғаватиду
"Америка авази" ниң хәвәр қилишичә, тәйвәндә һазир өктичиләр президент чен шуйбйәнни йиқитиш һәрикитини қозғаватиду. Ейтишларға қариғанда 9 - айниң 9 - күни чен шуйбйәнни йиқитиш үчүн чоң көләмлик җим олтуруш күриши башлинидикән. Өктичиләрниң бу һәқтики сөз -һәрикәтлири йешилчиларниң наразилиқини кәлтүрүп чиқарғанлиқтин, уларму чен шуйбйәнни қоллаш үчүн намайиш қилишқа тәйярланмақта.
Чен шуйбйән: тәйвән коммунист хитайға қайтарма һуҗум қозғаш иқтидариға игә
"Мәркизи агентлиқи" ниң 9 - айниң 5 - күни хәвәр қилишичә, тәйвән президенти чен шуйбйән һазир җәнубий тинч окяндики арал дөләтлирини зиярәт қиливатиду. У зиярәт җәрянида мухбирларниң соаллириға җаваб бәргәндә, өзиниң бу қетимқи зияритини коммунист хитай һөкүмитиниң дипломатийә арқилиқ тәйвәнниң итипақдашлирини тартип кетиш, тәйвәнниң мәвҗут болуп туридиған бошлуқини тосуш яки йоқ қилиш сияситигә қарши турушни мәқсәт қилиду, дәп чүшәндүргән. У сөзидә йәнә "һазир тәйвәндә чиқиватқан қалаймиқанчилиқ дәвргә маслашқан, тәйвәнниң әмәлийитигә уйғун келидиған бир асасий қанунниң йоқлиқидин болуватиду. Мана һазир тәйвәндә асасий қанун ислаһати елип баридиған вақит йетип кәлди" дегән. Тәйвән президенти чен шуйбйән ройтрс агентлиқиниң соаллириға җаваб бәргәндә " коммунист хитай 2001 - йилидила тәйвәнгә омумйүзлүк таҗавуз қилиш иқтидариға игә болған иди, әмәлийәттә тәйвәнму униңға қайтарма һуҗум қозғаш иқтидариға игә" дегән.
Тәйвәндә кишиләр " коммунист" дегән атаққа қелиштин нумус қилиду
Тәйвәндә чиқидиған "алма гезити" ниң 9 - айниң 5 - күнидики санида баян қилинишичә, гәрчә хитайда "җуңголуқ" , "коммунист" , "қизил" дегән аталғуларға игә болуш шәрәплик һесаблансиму, әмма тәйвәндә кишиләр һазир бундақ аталғулар билән атилишни һақарәт дәп қарайду. Тәйвәнликләр адәттә " қара чаплиди" дегән сөзни һазир "қизил чаплиди" дәп атайдиған болди. Әгәр бирким "коммунист" яки "җуңголуқ" дегән атаққа қалса яки "қизил чапланған" болса, уни интайин еғир алиду . Мақалидә баян қилинишичә, буниңдин 3 йил бурун телевизорда ма йиңҗю әпәндигә қарита қилинған бәзи "япта гәп" ләр болған икән. Майиңҗю уни "маңа қизил чаплиди" дәп сотқа әрз қилғанда, сот мәһкиси телевизийә истансисиниң бир мудириға "қизил чаплаш гунаһи садир қилған" дәп һүкүм чиқирип , уни төләм бериш вә намақул болушқа буйриған. Һазир тәйвәндә асассиз "қизил чаплаш" кишилик һоқуққа таҗавуз қилғанлиқ дәп қарилиду. Мақалидә баян қилинишичә , тәйвәндә һазир йәнә бир өзгириш барки, у болсиму тәйвәндә һазир кишиләрни "американ" яки "япон" дәп аташниң һақарәт мәниси йоқ. Кишиләр ли деңхуйни "япон" дәп атиса у хош болиду. Тәйвәндә кишиләр һазир " коммунист хитайға йеқин" дегән мәнини ипадиләйдиған атаққа қалмисила өз -ара хапилишип қалмайду. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвәндә президент чен шуйбйәнни йиқитқучилар билән қоллиғучиларниң қариму -қаршилиқи дәриҗә өрлимәктә
- Буниңдин кейин йүз беридиған башқурулидиған бомба синиқи тәйвәнниң болуши мумкин
- Тәйвәндә гоминдаңчилар президент чен шүйбйәнни вәзиписидин қалдуруш үчүн һәрикәт қозғап мәғлуп болди
- Чен шуйбйән билән майиңҗюниң сөһбәт хатириси (1)
- Уйғур юртлирида мав зедоң һәйкили қачан чеқилиду?
- Бейҗиң: тәйвәнниң хитайни бирликкә кәлтүрүш пиланидин ваз кәчкәнлики "еғир еғвагәрчилик"
- Чен шуйбйән хитайдики бир өлкә башлиқи әмәс
- Чен шуйбйәнниң'дөләтни бирликкә кәлтүрүшни ахирлаштуруш' қарари
- Тәйвәндики наһийә-шәһәр башлиқлири сайлимида хитай немә үчүн еһтиятчан ?