Җаң земин, келәр йили баһарда дөләт һәрбий ишлар комититиниң рәислик вәзиписидин истипа бәрмәкчи


2004.12.29

Хитай мәтбуатлириниң тәкитлишичә, 2004 - йили 12 - айниң 29 - күни ечилған 10 -нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң 13 - қетимлиқ йиғинида, 10 - нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң 3 - омумий йиғинини 2005 -йили 3 -айниң 5 -күни бейҗиңдә өткүзүшни қарар қилған .

Хитай мәтбуатиниң хәвәр қилишичә йәнә, җаң земинниң дөләт һәрбий ишлар комитетиниң рәисилик вәзиписидин истипа бериш илтимасини вә йеңидин мәркизи һәрбий ишлар комитетиға рәис болидиған намзат билән вә башқа әзалирини мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң вәкиллири көздин көчүрүп тәстиқлайдикән.

Бу йил 9 -айда 16 - нөвәтлик хитай коммунист партийиси мәркизи комитетиниң 4 -омумий йиғинида, җаң земинниң мәркизи һәрбий ишлар комитетиниң рәислик вәзиписидин истипа бериш тәлипи оттурға қоюлған болуп, шундақла бу вәзипигә ху җинтавниң тәйинлинидиғанлиқи елан қилинған иди.

Мөрчәрләшләргә қариғанда, мәмликәтлик хәлқ қурултийи келәр йили 3 -айда җаң земинниң вәзипидин истипа бериш тәливини тәстиқлайдикән.

Җаң земин буниңдин илгири хитай компартийиси мәркизи комитетиниң баш секритари, дөләт рәиси, партийә мәркизи комитет һәрбий ишлар комитетиниң рәиси вә шуниңдәк дөләт һәрбий ишлар комитетиниң рәиси қатарлиқ вәзипиләрни өтигән болуп, у, алдинқи үч вәзиписини һазирқи дөләт рәиси ху җинтавға аллиқачан өткүзүп бәргән иди.

Бу һәқтә елан қилинған бир қисим обзорларда ейтилишичә, хитайда коммунист партийә мәркизи комитетиниң һәрбий ишлар комитети билән дөләт һәрбий ишлар комитети намда икки хил атақ болсиму, әмма һәр иккилиси тәң дәриҗилик орган һесаблиниду. Дөләт һәрбий ишлар комитетиниң рәислик вәзиписидин истипа беридиған җаң земин хитай компартийиси мәркизи комитетиниң һәрбий ишлар комитети рәисликидинму тәң истипа бериши керәк.

Сингапор дөләт унвәрситети шәрқий асия тәтқиқат мәркизиниң мудири "78 яшлиқ җаң земинниң дөләт һәрбий ишлар комитетиниң рәислик вәзиписидин истипа бәргәнниң һичқанчилик чоң әһмийити йоқ, чүнки җаң земин бир сиясий шәхс болуш сүпити билән хитайда йәнила өзиниң тәсирини көрситәләйду, бирақ униң тәсири хитайниң сабиқ рәһбәрлиридин бири болған диң шавпиңчилик болмайду" дәп тәһлил қилған.

Җаң земин, 1989 - йили "4 - июн" вәқәсидин кейин шаңхәйдин мәркизи һөкүмәткә вәзиписи өстүрүлүп, йөткәп келингән вә шундин етибарән хитайда 10 нәччә йилдин буян әң һоқуқлуқ бир адәмгә айланған.

Бир қисим хитай мутәхәссисләр, җаң земингә мундақ баһа бериду: җаң земин вәзипә өтәш җәрянида һәрбий қисимларни заманивилаштуруш, дипломатийә йоллирини ечиш, иқтисадни тәрәққи қилдуруш қатарлиқ җәһәтләрдә тиришчанлиқ көрситип, хитайниң хәлқарадики орниниң үзлүксиз юқири көтүрүлишидә рол ойниди.

Хитай мутәхәссислири җаң земинниң орун басари ху җинтавға болса мундақ баһа бериду: ху җинтавму иқтисадни үзлүксиз тәрәққи қилдуруш, байлар билән кәмбәғәлләрниң пәрқини азайтишни оттурға қоюш билән биргә, вәзипигә тәйинләнгән биринчи йилидила "дөләт мудапиә ақ ташлиқ китавини" елан қилип, дөләтниң һәрбий күчини күчәйтип, һәрбий ислаһат елип берип тәйвән мустәқиллиқиға қарши қаттиқ позитсийә тутуп кәлди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.