Балиларға җинсийәт, әхлақ тәрбийилирини қачан, қандақ елип бериш керәк?


2006.08.25

Инсанларниң фезиологик җәһәттики йетилишиниң илгирикигә қариғанда тез болушиға әгишип, йетилиш мәзгилидики қизларниң бойиға йәтмәй туруп бала чүшүрүш оператсийиси қилдуруши һәмдә ана болушиға охшаш мәсилиләр нөвәттә пүтүн дуня характерлик бир еғир мәсилә. Һәтта диний һәм миллий әхлақ өлчими бир қәдәр юқири болуп кәлгән уйғур җәмийитиму мәзкур мәсилидин мустәсна әмәс. Хәлқарадики мутәхәссисләр мәзкур мәсилиниң еғирлап бериватқанлиқиға, балиларға болған җинсийәт һәмдә әхлақ тәрбийилириниң кечикип қеливатқанлиқиниңму сәвәбниң бири икәнликини көрсәтмәктә.

Ата анилар күтмигән мәвҗут мәсилиләр

Һәр қандақ бир балида дуня вә өзи үчүн соаллар туғулғанда анисидин "мән қәйәрдин туғулған ана" дәп сорайду? әмма балиларниң бу әң тәбий һәм әң иптидаий соали даимлиқ җавабсиз яки аддийла йосунда "чоң болғанда билисән" дегәндәк муҗимәл сөзләр биләнла җаваблиниду. Мутәхәссисләр ейтидуки мана бу балиларниң җинсийәт уқумиға нисбәтән хата чүшәнчиси яки қорқишиниң башлиниши болуп қелиши мумкин.

Ата анилар балиларниң кәлгүсини пиланлайду вә шуниңға тиришиду әмма һазирқи балиларниң сизниң пиланиңизда йоқ һәм пиландин балдур ишларни қилип қойишиниму ойламсиз? нөвәттә балиларниң балдур муһәббәтлишиши, бойиға йәтмигән қизларниң еғир аяғ болиши вә мушуниңға охшаш ата анилар күтмигән мәсилиләр йүз бәрмәктә. Буниңдин җинсийәт әхлақ тәрбийисиниң бүгүнки күндә толиму зөрүр икәнлики туюлмақта.

Ата анилар үчүн бала алдида җинсийәт аталғулирини вә буниңға мунасивәтлик сөз ибариләрни очуқ аташтинму оңайсиз номуслуқ бир иш болмиса керәк. Әмма дәл мушу нумус күчидин бала вақтида чүшинишкә, билишкә тегишлик әң асасий җинсийәт тәрбийилиди билимләрдин мустәсна қалмақта. Вә буниңға әгишип балилар өсүп йетилиш мәзгилидә интайин чоң мәсилиләргә дуч келиши һәм буни қандақ һәл қилишини билмәй қелиши мумкин, әң чатақ йери сирлирини ата анисидин йошуруп еғир ақивәтләр келип чиқишиму мумкин.

Улар тез йетилмәктә, әмма улар йәнила бала

Медитсина илмидин елип ейтқанда йетилиш мәзгили йәни яш өсмүрләрниң әң һессиятчан әмма роһий һәмдә җисманий вә җинсий амиллири техи толуқ пишип йетилмигән. Һессий давалғучларға һәмдә роһий вә җисманий зәрбиләргә бәрдашлиқ бериш күчиму нисбәтән аҗиз бир басқуч шуңа бу мәзгилдики қизларниң йәни 18 яшқа тошмай турупла еғир аяғ болиши вә яки туғут чәкләш опиратсийисигә бир вә яки бир нәччә қетим учриши уларниң җисманийитигә еғир һалакәтләр елип келиши муқәррәр.

Әмма яш өсмүрләр бу мәсилини техи толуқ тонуп йәтмигән һәмдә оқуғучилиқ дәвридә улар еғир аяғ болғанда ата анилириниң тапа тәнилиридин башқиларниң яман қарашлири гәп сөзлиридин қорқуп асасән ялғуз һәмдә хәтәрлик қарарларни алиду. Йәни бала чүшүрүш опиратсийилирини ата анилириға демигән һалда кичик қанунсиз дохтурханиларда юшурун қилдуриду. Аяллар кесәллики мутәхәссислири шундақ билдүрдики нөвәттә дуняда әйдиз билән әң тез юқумлиниватқанлар дәл йетилиш мәзгилидики яш өсмүрләр болуп, хәтәрлик туғут оператсийилирини 14, 15 яшлардики қизларниң өлишидики әң асаслиқ сәвәб болуп- қалған. Шундақла яш бойиға йәтмигән оқуғучи қизлар еғир аяғ болғанда уларниң җисманий сағламлиқ һоқуқи һәмдә қануний һоқуқлири капаләткә игә қилинмай қалғанлиқи үчүн һәр җәһәттин зиянға учраштин сақланғили болмайдикән.

Пәқәт уйғур елидила уларға ярдәм қилидиған орун йоқ

Бойиға йәтмигән қизлар еғир аяғ болуп қалғанда улар үчүн һәқсиз мулазимәт қилидиған йәни мәслиһәт беридиған мәхсус орган һәмдә дохтурханилар дуняниң һәр қайси җайлирида ечилған. Хитай өлкилиридиму һәр бир шәһәрдә мушундақ орунлар тәсис қилинған икән. Әмма уйғур елидин сүрүштә қилған болсақму әмма нәтиҗидә бундақ бир орунниң техи қурулмиғанлиқи ениқланди.

Бирақ ейтип өткинимиздәк уйғур елидиму мәсилә охшашла мәвҗут шундақла еғирлимақта.

Мутәхәссисләрниң мәслиһәтлири

Америкидиму оттура мәктәп оқуғучилириниң еғир аяғ болуш мәсилигә мунасивәтлик нурғун тәтқиқат орунлири һәмдә мәхсус җисманий һәмдә писхолугик давалаш тәтқиқат орунлириму бар. Улар балиларға җинсий тәрбийини қандақ елип бериш, қачан елип бериш, уларға балдур еғир аяғ болуш һәмдә бала чүшүрүш оператсийиниң елип келидиған зиянлиқ тәрәплири һәққидә яш өсмүрләр һәм уларниң ата анилириға һәқсиз мулазимәт қилиду.

Америка җинсий мәлумат тәрбийә мәркизиниң президенти тамара керайнин ханим балиларниң җинсий тәрбийисиниң қанчә яштин башланса мувапиқ болидиғанлиқи һәққидә тохтилип: "балиларға болған җинсий тәрбийә қанчә балдур башланса қанчә тәбиий башланса шунчә яхши, худди биз йешиға тошмай турупла уларға бәдинидики бурун көзгә охшаш әзалирини тонуштурғанда охшашла балилар җинсий әзалириниму тонуштуришимиз мумкин, униңдин кейин балилар тәбий һалда мән нәдин кәлгән дегән соални қойиду. Бу соал уларниң җинсийәткә қиззиқишидики тунҗи соали шундақла бу хил тәрбийигә елип кириштики һәл қилғуч соал болуп қелиши мумкин. Мәзкур соалға ата анилар көп ойлинип кәтмәй, балиларға пәқәт, ‘чоң болғанда әр аяллар муһәббәтлишип той қилғандин кейин улар наһайити йеқин болиду андин бала туғиду, бала аниниң қусиқидин чиқиду’ дәп адди тилда әмма уларни қайил қиларлиқ җавабқа игә қилса болди униңдин кейин йешиниң чоңийишиға әгишип, китаблар арқилиқ вә яки мәлум тәрбийиви филимләр арқилиқ чүшәндүрүш керәк әлвәттә ата анилар үчүн җинсий аталғуларни учуқ ашкара аташ бәкму раһәтсиз, бу тәбиий һәр қачан раһәтсиз балиму бәлким ата аниниң раһәтсиз кәйпиятта болғанлиқи үчүн өзиму җинсийәттин раһәтсизлиниши оңайсизлиниши мумкин. Мениңчә бу хил тәрбийини балиларға көңүл бөлгән, уларниң ишәнчисигә еришкән һалда елип бериши керәк. Балиниң җинсийәт һәққидә соал сориған вақти дәл тәрбийә беришниң тоғра пәйти. Буниң үчүн әлвәттә ата анилар өзиму асасий җинсийәт, физиологийә билимлиригә игә болиши шәрт әлвәттә.

Болупму он нәччә яштики йетиливатқан қизларға нисбәтән уларға көңүл бөлүш улардики җисманий өзгириш роһи өзгиришләргә ата ана болғучи тоғра муамилә қилип, өзини қәдирләшниң қанчилик муһимлиқи һәққидә бесим әмәс силиқ т6әрбийә елип бериш һәмдә һәр қандақ мәсилигә йолуққанда ата аниниң улар билән биллә икәнлики билдүрүп ишәнчисигә еришиши керәк һәм шундақ муамилә қилиш зөрүр чүнки бу бир милләт яки бир дөләт учраватқан мәсилә болмастин пүтүн инсанийәт ортақ дуч келиватқан пүтүн әвладлар дуч келиватқан җидди мәсилә", деди.

Нөвәттә хитайда йәни хитай маарипини қобул қиливатқан уйғур елидиму балиларға болған җинсий тәрбийә интайин кечиккән һалда һәмдә толиму йүзәки елип берилиду, дәсләпки җинсийәт билән тонушуши йәни оттура мәктәп гигена китабиниң бир икки бәтлик дәрсликидә сөзлиниду. Һәтта бәзи мәктәпләрдә дәрслик китабиниң мәзкур параграфи пәқәтла сөзләнмәйду.

Тамара ханим, балиларға болған җинсий тәрбийә болупму қизларға қарита өзлиридики җинсийәт тәрәққиятиниң пат арида йүз беридиғанлиқини йәттә сәккиз яшлардила беришниң муһимлиқи буниңдин бәк кечиккәндә үнүминиң болмайдиғанлиқини билдүрүп : " йетилиш басқучидики оттура мәктәп оқуғучилириниң балдур җинсий мунасивәттә болиши һәм еғир аяғ болиши америкидики әң чоң, әң реални һәм һәл қилиш қийин болған иҗтимаий мәсилә дәп ейтишқа болиду. Бу йәрдә алаһидә әскәртишикә әрзийдиған мәсилә балиларниң бу һәқтә һечнимә билмигәнлики яки хата билгәнлики сәвәблик бу мәсилә чоңлимақта. Шуңа балиларниң җисманий, җинсий сақлиқини, бихәтәрликини ойлиғанда уларға тәрбийә қанчә балдур башлиған шунчә зөрүр"деди.

Улар бу мәзгилдә тәнқид әмәс ярдәмгә муһтаҗ

Америкида еғир аяғ аялларниң һәр үчиниң бири он нәччә яшлиқ қизлардур. Демәк бу мәсилә амеркидиму интайин кәскин бир мәсилә, америкиниң һәр қайси җайлирида һәр бир мәһәллиләрдиму мушундақ бойиға йәтмигән қизларға ярдәм һәмдә мәслиһәт беридиған орунлар қурулған. Нев йорк шәһиридики он нәччә яшлиқ еғир аяғ қизларға ярдәм мәркизидин лесли ротенберг ханим мундақ дәйду:

"Бүгүнки җәмийәттә балдур еғир аяғ болуш он нәччә яшлиқ қизлар үчүнла еғир мәсилә болупла қалмай, бу йәнә ата анилар дуч келиватқан әң қаттиқ мәсилә. Ата анилар реаллиққа йүзлиниши керәк, чүнки мәйли телевизор, кочиларда һәр қандақ җайда балилар муһәббәт көрүнишлири вә яки җинсийәт көрүнишлири билән учрашмақта, бу чағда улар немиләрни ойлайду, немиләрни өгиниду? буни билмәк тәс әмма биз улар буни хата чүшиниш яки дораштин бурун алдини алалисақ бәлким бу мәсилини түптин һәл қилалмисақму балиларға йәниму чоң бәхтсизлик вә паҗиәләрниң келишини мәлум дәриҗидә тосуп қалалаймиз".

Леслий ханим ата анилар он нәччә яшлиқ балисиниң еғир аяғлиқини билгәндә өзини тутувелип тәнқидни әмәс көйүнүшни алдиға қоюшниң зөрүрликини әскәртип мундақ дәйду:

"Болупму оттура мәктәп оқуғучилириға көңүл бөлүш башқа вақиттинму күчлүк болуш керәк, бу яштики балилар өзидә мәлум характер йетиштүргән болғачқа, башқурушқа бой сунмайду, мустәқиллиқи күчлүк болиду әмма улар давамлиқ ялғузлуқ һес қилиду чүнки уларниң техи өз алдиға бир мәсилиләрни һәл қилиш яки қарар елиши йетилмигән йәнила ярдәмгә муһтаҗ, еғир аяғ яки мушуниңға охшаш мәсилигә учриған вақтиңизда ачиқланмай, сотлимай, тәнқид қилмай, азар бәрмәй балиларға ярдәм қилишимиз зөрүр. Улар ярдәмгә муһтаҗ бу уларниң әң үмидсизләнгән, қорқуп кәткән, ялғузлуқ һес қилидиған мәзгили. Гәрчә ата анилар күтмигән мәсилә йүз бәргән болсиму, өзини бесивелип, тәнқидни әмәс көйүнүшни алдиға қоюп, мәсилә йүз берип болғанда биз пәқәт уни яхшилашқа һәркәт қилишимиз керәк. Башқичә таллаш пәқәтла балиларни техиму хәтәрлик яки қийин бир һаләткә иттириду халас".

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.