Көрүнәрлик журналист турдахун нәзәрофниң 75 йиллиқи хатириләнди

27 - Сентәбир күни алмата шәһириниң "ләззәт" ашханисида қазақистан уйғур мәтбуатиниң раваҗлинишида муһим рол ойниған көрүнәрлик журналист турдахун нәзәрофниң 75 яшқа толуш мунасивити билән хатириләш паалийити өткүзүлди.
Мухбиримиз ойған
2010.09.28

Турдахун нәзәроф алди билән уйғур тилида чиқидиған җумһурийәтлик "коммунизм туғи" йәни кейинки уйғур авази гезитиниң тәһрир болуп ишлигән. Кейин уйғуршунаслиқ тәтқиқат институтида тәтқиқат билән шуғуллинип, көплигән тәтқиқат вә әдәбий һәм журналистик әсәрләрни язған.
 
Турдахун нәзәроф 1986 - йили қазақистанда йүз бәргән "қазақ оқуғучиларниң наразилиқ һәрикәтлирини қоллиди," дегән әйибләш билән иштин һәйдәлгән.

Мәзкур мурасимға  уйғур зиялийлири, мәрһумниң уруқ - туғқанлири, юртдашлири, достлири, кәсипдашлири һәм шагиртлири қатнашти. Мәрһумға атап қуран оқулғандин кейин турдахун нәзәрофниң һаят йоли вә әмгәк паалийити һәм инсаний пәзиләтлири әсләп өтүлди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.