Станбулда шәрқий түркситан җумһурийитиниң қурулғанлиқини хатириләш йиғини өткүзүлди
2007.11.13
12 - Ноябир шәрқий түркистан җумһурийити икки қетим қурулған күн. Хитай таҗавузчилириниң шәрқий түркистанни йүтивелиш хам - хияли бит - чит болған бир күн, қәһриман уйғурларниң җәңгивар роһи, тиз пүкмәс ирадиси өзини намайән қилған, һәққаний даваниң мустәһкәм асасий яритилған бир күн.
Улуғ алим вә инқилабчи рәһбәр сабит дамоллам 1933 - йили, рәһмәтлик маршал мутәпәккур сиясийон әлихан төрәм 1944 - йили дәл мушу 12 - ноябир күни тарихта тунҗи қетим шәрқий түркситан җумһурийитини қуруп чиқип дуняға җакарлиған тарихий бир күн. Мана бу күн мунасивити билән түркийиниң истанбул шәһиридә паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, 12 - ноябир кәч саәт 19:00 да шәрқий түркситан җумһурийитиниң қурулғанлиқини хатириләп җәмийәт мәркизидә йиғин өткүзди.
Йиғин башлинишитин илгири қуран кәрим хәтимә қилинип, шәрқий түркистан ислам җумһурийәтлирини қуруш үчүн һаятини пида қилған шеһитләрниң роһиға дуа қилинди. Йиғинға шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң катипи һәққаний әпәнди риясәтчилик қилди.
Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси доктур атавуллаһ шәһяр "шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулуши вә йимирилиши" темисида, муавин рәиси һидайәтуллаһ оғуз, "шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң тарихй әһмийити" темисида, җәмийәтниң иҗраийә рәиси абдулһәкимхан мәхсум " хоҗинияз һаҗиниң инқилаптики роли" темисида, баш катип һәққаний "сабит дамоллам вә мәмтимин һәзритимниң иш - излири" темисида сөз қилди. Деңизфәнәри җәмийитиниң йиғинға қатнашқан вәкили абдул қарадағ әпәндиму шәрқий түркистан җумһурийәтлириниң қурулғанлиқи тоғрисидики өзиниң чүшәнчилирини сөзләп өтти.
Вәтәнсөйәр әһмәтҗан өзиниң бир қанчә парчә йеқимлиқ иҗадийәт нахшисини оқуп йиғин кәйпиятини җанландурди. Ахирида, кәчлик тамақ зияпитидин кейин йиғин тәнтәнилик ахирлашти. (Арсилан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шәрқий түркистан җумһурийитиниң миллий армийиси тоғрисида әслимә
- Түрк мәтбуатида шәрқий түркистан мәсилиси
- Түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридә шәрқий түркистан җумһурийәтлири хатириләнди
- Шәрқи түркистан җумһурийити-уйғур тарихидики унтулмас сәһипә
- Шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң рәиси абдувәлиҗан вапат болди
- Шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси тарих институтиниң 'алаһидә хизмәт көрсәткән орган' болғанлиқи һәққидә уйғур тарихшунаслириниң баһаси (2)
- Шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси тарих институтиниң 'алаһидә хизмәт көрсәткән орган' болғанлиқи һәққидә уйғур тарихшунаслириниң баһаси (1)
- Рабийә қадир ханим билән сөһбәт --- йеңи ира гезитидики мақалә һәққидә
- Чиңхуа университетида шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә лексийә өткүзүлди (1)
- Калифорнийидә уйғур мәдәнийити кечилики өткүзүлди
- Хәлқараниң хитай коммунист партийисиниң 17 - қурултейи һәққидики инкаслири
- Истанбулдики уйғурлар йиғилип роза һейтни хушал - хурам өткүзди