Қазақистанда уйғурлар йиғилиш өткүзди


2004.12.06

4- Декабир күни дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкили, сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди, тарихчи вә паалийәтчи сабит абдурахманниң уюштуруши билән йиғин өткүзүлди.

Йиғинға 1944 – йилдики шәрқий түркистан җумһурийити дәврини бешидин өткүзгән пешқәдәмләр, сиясий паалийәтчиләр вә вәкилләр қатнашти. Йиғинда 12 – ноябир күни америкида икки җумһурийәтни хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән паалийәткә қазақистан вә қирғизистандин кәлгән вәкилләр сөз қилип, өзлириниң бу һәқтики тәсиратлирини сөзләп өтти.

Буниң тәпсилатини қазақистандики ихтияри мухбиримиз алдулладин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.