Түркийиниң қәйсири вилайитидиму икки шәрқий туркистан җумһурийити хатириләнди
2006.11.15

11 - Ай уйғурлар үчүн алаһидә әһмийәткә игә бир ай. Чүнки уйғурларниң йеқин тарихта қурған икки җумһурийити мана бу айда қурулған. Икки җумһурийәтниң қурулуш йил хатирисини дунядики уйғур аммиви тәшкилатлириға охшашла түркийидики уйғур аммиви тәшкилатлириму һәрхил паалийәтләр билән күтүвалди.
11-Айниң 11-куни истанбулдики тәшкилатлар бирлишип бу күнни күтүвалған болса 12 - қесла қәйсиридики уйғурлар шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң орунлаштурушида бу күнни күтүвалди. Паалийәт шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң алдида байрақ чиқириш мурасими билән башланди. Түркийиниң ай юлтузлуқ қизил байриқи билән ай юлтузлуқ көк байрақ чиқирилди. яш өсмүрләр түркийиниң истиқлал марши билән шәрқий түркистан истиқлал маршини оқуди.
Мурасимдин кейин шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит тумтүрк әпәнди бу йиғилишни өткүзүштики мәқсәт, байрақ чиқириш мурасиминиң әһмийити, үстидә тохталди.
Кейин, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити муавин башлиқи әбубәкри түрксөй әпәнди шәрқий түркистан ислам җумһурийити билән шәрқий түркистан җумһурийитиниң қисқичә тарихи вә дөләт аппаратлири һәққидә мәлумат берип өтти. У сөзидә чәтәлдә яшаватқан пүтун уйғур яшлириниң уйғур тарихини яхши билиши керәкликини, болупму бу икки җумһурийәтниң тарихини билишниң шәрт икәнликини тәкитләп өтти. Кейин қәйсиридики ақсақаллардин абдуллаһ һаҗим, мәмәтҗан өзтүрк қатарлиқ пешқәдәмләр оз әслимилирини яшларға баян қилип өтти.
Мунасивәтлик мақалилар
- Германийидә җумһурийәт байрими өткүзүлди вә мәрһум күрәш күсәнниң нәзириси берилди
- Қирғизистан уйғурлири җумһурийәт күнини хатирилиди
- Норвегийидә шәрқий түркистан җумһурийәтлири хатириләнди
- Шветсийидә икки җумһурийәт вә мәрһум көрәш күсән әпәнди хатириләнди
- Түркийидә шәрқий түркистан җумһирийәтлири хатириләнди
- Әнқәрәдә "шәрқий түркистан кечилики" өткүзүлди
- Уйғурлар қәйсиридә 800 кишилик иптар зияпити бәрди
- Уйғур вәкиллири рамизан ейида хәлқара йәрмәнкидә
- Түркийиниң кастамону вилайитидә уйғур мәсилиси күнтәртипкә кәлди
- Түркийидә шәрқий туркистан дәвасиға тоһпә қошқанларни мукапатлаш мурасими өткүзүлди