Чәй зуңго хитайдики көмүр кан мәсилиси һәққидә тохталди
2005.08.11
8 - Айниң 11 - күни хоңкоңдин берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң тизимликидики лаяқәтсиздәп бекитилгән көмүр кан сани әслидики 5000 дин 7000 ға көпәйгән. Хитайниң дөләт бихәтәр ишләпчиқиришни назарәт қилиш идариси йеқинда елан қилинған бу 7000 лаяқәтсиз көмүр канни дәрһал иштин тохтитиш буйруқини чүшүрүп, ислаһат елип бериш хизмитини техиму бәк күчәйтишни оттуриға қойди.
Гәрчә, хитай һөкүмити хитайда йүз бериватқан көмүр кан вәқәлирини бир тәрәп қилишта арқа -арқидин буйруқ чүшүрүп, лаяқәтсиз дәп қаралған көмүр канларни ишләпчиқириштин тохтитип, ислаһат елип беришни күчәйтиватқан болсиму, көплигән мутәхәссисләр " хитайдики көмүр кан мәсилисини пәқәт һөкүмәтниң бу хил буйруқ вә түзүмлири арқилиқ бир тәрәп қилиш мумкин әмәс, әң муһими ишчилар өзи бирликкә келип, өз һоқуқини қоғдашни билиши керәк" дәп көрсәтмәктә.
Хитайниң қиливатқини пәқәтла шәкилвазлиқ
Франсийидә турушлуқ хитай ишчилар мәсилиси мутәхәссиси чәй зуңго әпәнди хитай һөкүмитиниң йеқиндин буян арқа- арқидин лаяқәтсиз көмүр канларни тақаш буйруқи чүшүрүп, көмүр канларни рәткә салмақчи болуватқанлиқини " пәқәт ташқи дуняға көрсәтмәкчи болуватқан бир хил шәкилвазлиқ қилмиши, чүнки йәрлик һөкүмәт орунлири юқиридин чүшүрүлгән буйруқларни һечқачан әстайидил иҗра қилмайду" өз ой - пикирлирини мисаллар арқилиқ мундақ баян қилған:
" Хитайда көмүр кан партлаш вәқәлири тохтимай йүзбәрмәктә, хитай һөкүмити болса, дәсләптә 5000 көмүр кенини тақаш һәққидә буйруқ чүшүргән иди, һазир келип йәнә, 7000 миңни тақаш буйруқини чүшүрүпту, бундин илгири хитай һөкүмити лаяқәтсиз көмүр канларни мәхсус тизимлап чиққан. Лекин буниң һечқандақ әһмийити болмиди, чүнки дәл мушу тизимликтики лаяқәтсиз дәп көрситилгән карханилар ишләпчиқиришни тохтаттуқ дәп қоюп, йәр астидин йәнила йошурун һалда ишни тохтатмиған. Мәсилән, йеқинда хенән вә гүйҗув қатарлиқ җайларда юқириниң буйруқини иҗра қилмиғанлиқтин йүз бәргән көмүр кан вәқәлириниң өзи ениқ испат болалайду. Шуңа мәнчә, қаримаққа хитай һөкүмити лаяқәтсиз көмүр канларни тақивитиш вә рәткә селиш буйруқини чүшүрүп, бихәтәр ишләпчиқиришни күчәйтиватқандәк қилғини билән, әмәлийәттә буниң әкс тәсири техиму күчлүк болуп, көмүрниң баһаси һәссиләп өсүшкә башлиди. Шуниң билән сәнши, хебей, шинҗаң вә ички муңғул қатарлиқ җайларда, йәрлик һөкүмәтниң мәнпәтхор вә мәсулийәтсизликидин, бир қисим лаяқәтсиз шәхси көмүрканлар һөкүмәт хадимлири билән бирлишип, көмүр баһасиниң өрлишидин пайдилинип, пул тепишниң койидила болуп кәтти. Улар кан ишчилириниң һаятини бир чәткә қайрип қоюп, техиму көплигән көмүргә игә болуш үчүн, һәрхил һилә - микирләрни ишлитип, өз мәнпәтигә чоғ тартмақта. Аңлишимчә, адәттики көмүркан содигәрлири йилиға аз дигәндә нәччә йүз миң һәтта нәччә милйон йүән пул тапалайдикән. Шуңа хитай һөкүмитиниң көмүр кан мәсилисини бир тәрәп қилишта чиқарған бир йүрүш сиясәтлиридин келип чиқиватқан бу хил әһвал адәмни бәкму әндишигә қоймақта"
Ишчилар өз һоқуқини қоғдашни билиши керәк
Зияритимизни қобул қилған хитай ишчилар мәсилиси мутәхәссиси чәй зуңго әпәнди сөзидә йәнә : " хитайдики көмүр кан вәқәлирини азайтишта пәқәт һөкүмәтниң сияситигила тайиниш йетәрлик әмәс, әң муһими көмүр кан ишчилири өзи һәрикәткә келип, өз һоқуқини қоғдашни билиши керәк " дәп көрсәтти:
" Нурғун тәҗрибиләр шуни көрситип беридуки, әгәр ишчиларниң өз алдиға өз мәнпәтини қоғдайдиған тәшкилати болмайдикән, көмүр кан вәқәлири йәнила давамлиқ һалда йүз берип, көпийиши мумкинки һәргизму азаймайду. Биз игилигән санлиқ истатистикиларға қариғанда, вәқә йүз бәргән көмүр канларниң йеримидин көп қисми ишләпчиқиришта өлчәмдин ешип кәткән. Мәсилән, шин җавән вә шинҗаңда йүз бәргән көмүр кан вәқәсидә, бухил әһвал техиму бәк еғир болған. Мәзкур җайларда қаза қилған көмүркан ишчилири вәқә йүз бериштин бурун, қудуқ астиниң интайин хәтәрлик икәнликини билгән вә ишләшни рәт қилған. Лекин кан мәсуллири уларни давамлиқ ишләшкә мәҗбурлиған. Демәк, шуни һис қилғили болудуки, хитайдики көмүр кан ишчилириниң һечқандақ һоқуқи болмиған. Көмүр кан мәсуллири болса, кан ишчилириниң һаятини һәргизму ойлап қоймиған. Бундақ шараит астида, әгәр кан ишчилири өзи тәшкиллинип, өз һоқуқи үчүн тиришмиса, уларниң һаяти йәнила хәтәр астида болуп, кан вәқәлириму өзлүксиз давамлишивериду". (Меһрибан)