Хитай вә уйғур елидә әҗәллик кан вәқәлириниң азаймаслиқиниң сәвәби немә?
2005.11.08
Бу йилниң 3 - пәслидә, уйғур елидә арқа- арқидин чоң кан вәқәлири йүз бәрди. 7 - Айда фукаңдики шинлуң көмүр канида 87 адәм өлди, өткән айда бай наһийиси, шиху шәһири вә санҗидики көмүр канлардиму һәр хил кан вәқәлири йүз берип, 30 тин артуқ адәмниң өлүшини кәлтүрүп чиқарди.
Көмүр кан вәқәлири өзүлмәй йүз бәрмәктә
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, гучуң наһийисидики бир көмүр канда сәйшәнбә күни әтигән йәнә запас сақланған партлатқуч дора партлап кетип, 11 адәм өлгән. Үч адәм из- дерәксиз йоқалған.
Уйғур аптонум районлуқ һөкүмәт тармақлири болса өткән һәптә канниң бихәтәрликини күчәйтиш тәдбирлириниң бири сүпитидә, 19 канни тохтитип тәртипкә селип, йәнә 22 канни нуқтилиқ назарәт қилиш һәққидә буйруқ чүшүргән иди.
Хитай һөкүмәт тармақлири буниң алдидиму, йәни 10 - айниң башлири пүтүн уйғур елидики 192 канни тақап тәртипкә салидиғанлиқини билдүргән. Хитай мәтбуатлириниң йеқинда билдүрүшичә, бу йилниң алдинқи сәккиз ейида хитайда канларда вәқә көрүлүш нисбити төвәнлимәстин, бәлки 8.5% Ашқан.
Һөкүмәт әмәлдарлириниң көмүр канлар билән тил бириктүрүш әһвали еғир
Хитай һөкүмәт даирилириниң көмүр канларниң бихәтәрликини күчәйтиш тәдбирлири немә үчүн әҗәллик кан вәқәлирини азлиталмайду?
Хитайдики көмүр канларниң бихәтәрлики һәққидә тәтқиқат елип бериватқан америка хардфорд университениң муавин профессори, доктор бурус әспосито әпәнди, кичик типтики көмүр канларниң көпликиниң буниң асаслиқ сәвәби икәнликини көрсәтти. У мундақ деди:
…. Көп һалларда йәрлик һөкүмәтниң рәһбәрлири бундақ канлар билән четишлиқ. Улар яки көмүр канниң хоҗайини яки көмүр кандин мәнпәәт алиду. Улардин бу канларни тақашни буйруш худди қарақчиларни банкини сақлашқа қойғандәкла бир иш.
"Хитай дунядики әң чоң көмүр ишләпчиқарғучи дөләт, у бу йилниң алдинқи туққуз ейидила 1 милярд тоннидин артуқ көмүрни қезип болди. Көмүр хитайдики әң асаслиқ енергийә мәнбәси. Турмуш вә санаәтни қамдайдиған енергийиниң тәхминән 70% тин 75% и көмүрдин келиду. Һалбуки бу көмүрләрниң 40% и кичик типтики көмүр канлардин келиду. Вәқә йүз беридиғиниму дәл мушундақ кичик типтики көмүр канлар. Уларниң көп қисми чоң канларниң йениға җайлашқан, қанунсиз мәшғулат елип бариду. Көп һалларда йәрлик һөкүмәтниң рәһбәрлири бундақ канлар билән четишлиқ. Улар яки көмүр канниң хоҗайини яки көмүр кандин мәнпәәт алиду. Шуңа өткәнки 30 йил ичидә гәрчә хитай һөкүмити кичик канларни тақаш һәққидә тәһдит селип, һәр хил тәдбирләрни қолланған болсиму, әмма һечқандақ үнүми болмиди. Чүнки йәрлик һөкүмәт әмәлдарлириниң бу канларда мәнпәәти бар, улардин бу канларни тақашни буйруш худди қарақчиларни банкини сақлашқа қойғандәкла бир иш. Улар тақимайду".
Хитай һөкүмитиниң тәдбирлириниң үнүми көрүлмиди
Хитай һөкүмити дүшәнбә күни , йәнә йеңи бихәтәрлик тәдбирини қоллинип, кан ишчилири қудуққа чүшкәндә канниң мәсул хадимлириниң биллә чүшүшини тәләп қилди. Әмма бурус әсписито әпәндиниң көрситишичә, бу тәдбирниң бәлким чоң вә оттура типтики канларда қисмән рол ойниши мумкин болсиму, әмма әң көп вәқә көрилидиған кичик типтики канларниң бихәтәрликини яхшилашта үнүми болмайдикән. Кичик көмүр канларниң мәблиғи аз, пәқәт мәнпәәтнила көзләйдиған болғачқа, бихәтәрликни яхшилашқа мәбләғ селишни халимайдикән.
Бурус әсписито әпәндиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити һазир көмүрканлардики мәсилиләрни тонуп йитиватиду. Әмма уни һәл қилишниң чарисини тапалмайватиду. Енергийигә зор еһтияҗи болғачқа, оттура - кичик типтики көмүр канларға көз юмуватиду. Хитайниң чиқирилиш алдида туриватқан көмүр канларниң бихәтәрликини яхшилаш һәққидики йеңи қануниниңму әмилилишиши натайин . Чүнки бу қанунни иҗра қилғучилар дәл мәсилә бар көмүр канлардин мәнпәәт еливатқанлар.
Униң көрситишичә, хитай һөкүмити кәлгүсидә оттура вә кичик типтики канларни тақап, 6 дин 10 гичә чоң, кәң көләмлик кан раюнлирини қуруп чиқип, канларниң бихәтәрликини яхшилашни ойлашмақта. Бу пиланниң әмәлгә ашидиған , ашмайдиғанлиқини йәниму көзитиш керәк.
Көмүр байлиқиға бай район
Уйғур ели хитайдики көмүр записи әң мол район. Қисмән мәлуматларда хитайдики көмүр кан записиниң 40% и уйғур елидә икәнлики билдүрүлгән.
Уйғур елидики иқтисадий тәрәққият әһваллирини тәтқиқ қиливатқан бурус әспосито уйғур елидиму кичик типтики көмүр канларниң көп икәнликини билдүрди:
"Уйғур елидә һәқиқәтән нурғун көмүр кан записи бар. Әмма мениң қаришимчә, һөкүмәт даирилири көмүрсанаитини тәрәққи қилдуруш әмәс бәлки, нефит вә тәбии газларни ечишқа техиму көңүл бөливатиду. Уйғур елидики көмүр канлар көп қисми кичик типтики канлар. Қезилған көмүрләрму асаслиқи йәрликтә ишлитилиду. Кичик канлар көмүрләрни тазилимастин сатқачқа, қезилған көмүрләрдә булғиниш техиму еғир".
Униң көрситишичә, көмүр йәнә узун бир мәзгилгичә хитайдики асаслиқ енергийә мәнбәси болиду. Әгәр хитай һазирқи көмүр канларниң түзүлмисини өзгәртмисә, көмүр канда вәқә йүз бериш ниспитиму төвәнлимәйду.
Хитайниң көмүр канлири дуня бойичә әң хәтәрлик көмүр канлар һисаблинидиған болуп, хитай һөкүмәт даирилири һәр йили 4000 дәк кишиниң көмүр кан вәқәлиридә өлүдиғанлиқини билдүргән. Әмма бурус әспосито әпәндиниң мөлчәрлишичә, бу сан техи төвән мәлум қилинған болуп, әмәлийәттә хитайда һәр хил көмүр кан вәқәлиридә йилда өлүдиғанларниң сани 8000 ға йитидикән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Гучуңдики бир көмүр канда партлаш йүз берип, 14 адәм қазаға учриди
- Санҗидики кан вәқәсидә икки адәм өлди
- Шихуда йүз бәргән көмүр кан вәқәсидә 16 адәм өлди
- Шихудики көмүр канда партлаш йүз берип, 16 ишчи кан астида қалди
- У а р һөкүмәт даирилири канға мәбләғ салғанлар ичидә рәһбири кадирларниң барлиқини инкар қилди
- Уйғур райони партком һөкүмәт әмәлдарлириниң канлардики пайлирини қайтурувелишни рәт қиливатқанлиқини инкар қилди
- Һөкүмәт әмәлдарлириниң көмүр канлириға салған мәблиғини қайтурувелиш муддитини кечиктүрди