Уйғур елиниң фукаң наһийисидики канда партлаш вәқәси йүз бәрди
2005.07.11
Тәңритағ тор бети вә шундақла хитай хәвәрләр тор бетиниң 11 - июл күни бәргән хәвиридин мәлум болушичә, 11 - июл күни сәһәр саәт 2 дин 30 минут өткәндә, фукаң шинлуң көмүр кенида туюқсиз газ партлап кәткән.
65 Адәм өлгән
Хәвәрләр тор бетидә бериливатқан әң йеңи мәлуматлардин мәлум болушичә, мәзкур вәқә йүз бәргән әйни вақитта қудуқ астида ишләватқан 87 канчи арисида қаза қилғанлар сани барғансери көпәймәктә. Йәни өлгән канчилар сани дәсләптә елан қилған 3 адәмдин 65 кә көпәйгән.
Биз фукаң шинлуң көмүр кенида йүз бәргән бу ечинишлиқ вәқә һәққидә техиму тәпсилийрәк мәлуматларға игә болуш үчүн, фукаң наһийилик һөкүмәт идарисиға телефон қилдуқ. Лекин мәзкур идаридики бир һөкүмәт хадими әркин асия радиосидин кәлгән телефон икәнликини аңлап, наһайити қопал һалда: "бу һәқтики хәвәрләрни тор беттин көрүвалсиңиз болдиғу, мән я нәқ мәйданға бармисам, вәқәниң немә сәвәбтин келип чиққанлиқини нәдин биләй, униң үстигә нәқ мәйданға кәткәнләр техи қайтип кәлмигән турса! биз буйәрдә пәқәт җәсәт көйдүрүш қатарлиқ ахирәтлик ишларғила мәсул!" дәп җаваб бәрди.
"Тунҗи қетимлиқ вәқә"
Фукаң наһийилик һөкүмәттин қанаәтләнгидәк җаваб алалмиғандин кейин, биз телефонни фукаң шинлуң ширкитигә улидуқ. Зияритимизни қобул қилған ху фамилилик бир башқурғучиниң мәлум қилишичә, фукаң шинлуң көмүр кени 2000 - йили қурулған болуп, бу қетим йүз бәргән вәқә шинлуң көмүр кени қурулғандин буян йүз бәргән тунҗи қетимлиқ вәқә болуп һесаблинидикән.
Мәзкур башқурғучиниң ейтишичә, бу қетим йүз бәргән кан вәқәсидә қаза қилғанлар арисида икки нәпәр қазақ вә 2 нәпәр уйғур болуп, қалғанларниң һәммиси дигидәк хитай канчилири икән.
Сөһбәт җәрянида, мухбиримиз униңдин мәзкур көмүр кенида туюқсиз газ партлап кетиштики сәвәбни сориғинида, у " бу һәқтә ениқ бир нәрсә дәп берәлмәймән, биз һазир бу һәқтә дәл тәкшүрүш елип бериватимиз" дәп җаваб бәрди.
Көмүр кан вәқәсидә әң көп адәм өлгән дөләт
Әнгилийә б б с радио телевизийә ширкитиниң хәвәрләр тор бетидә берилгән мәлуматта көрситилишичә, хитайниң енергийә мәнбәсигә болған иһтияҗи күнсери күчәйгәнликтин, йәрлик көмүр кан тәминләш орунлири наһайити зор бесимға учриған һәмдә техиму көпләп көмүр ишләпчиқиришни ойлиған. Шуниң билән йеқинқи йиллардин буян хитайда йүз бәргән көмүр кан вәқәлири йилдин - йилға көпийип, қаза қилғанлар сани шиддәтлик өрлигән. Мәсилән бултурниң өзидила хитайда қаза қилған канчилар сани 6000 дин ашқан болуп, дуня бойичә көмүр кан вәқәсидә өлгәнләр саниниң 80٪ ни игилигән. Бу йилқи кан вәқәсидә қаза қилғанлар сани һазирға қәдәр 1000 дин ашқан. Бу йил йүз бәргән кан вәқәси ичидә өлгән канчилар сани әң көп болғини, бу йил 2 - айда лявниңда йүз бәргән 214 нәпәр канчиниң өлүп кетишини кәлтүрүп чиқарған сүнҗавән көмүр кан вәқәси болуп һесаблинидикән.
Мунасивәтлик мәлуматларда көрситилишичә, һазир хитайда қанунсиз қурулған һәмдә назарәт қилиш системиси кәм болған көмүр канлар наһайити көп болғанлиқтин, һәркүни дигидәк чоң - кичик көмүр кан вәқәлири йүз берип, адәм өлүп туридикән.
Гәрчә мәркизий бихәтәрлик комитети шәхси көмүр канларни тақиветиш буйруқини чүшүргән болсиму, базарниң көмүргә болған иһтияҗи күнсери күчийип кетиватқанлиқидин, йәрлик әмәлдарлар шәхси көмүр кан башлиқлири билән тил бириктүрүп, көмүр кан содисини йәнила қанунсиз һалда давамлаштуридиған әһвал наһайити еғир болған. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қара 2 - тәбиий газлиқида партлаш йүз берип, икки адәм өлди
- Үрүмчидики хоңйәнчи електир истансисида партлаш вәқәси йүз бәрди
- Майтағдики партлаш "хизмитидин айрилип қалған бир хитай ишчи тәрипидин елип берилған"
- Хитай даирилири уйғур елидә йәнә бир алтун кенини ачти
- Людаван көмүр кани тақилиши мумкин