Хитай, дуня бойичә кан вәқәси әң көп йүз бериватқан дөләт
2005.12.14
Гәрчә хитай һөкүмити йеқиндин буян көмүр кан вәқәлириниң алдини елиш мәқситидә,4 миңдин артуқ лаяқәтсиз көмүр канларни тақиветиш һәмдә бихәтәр ишләпчиқириш низамнамлирини түзүп чиқиш қатарлиқ чарә - тәдбирләрни қолланған болсиму, хитайда көмүр кан вәқәлири йәнила арқа -арқидин йүз берип, өлгәнләр сани барғансери өрлигән.
Дуняда көмүркан вәқәсидә өлгәнләрниң 80% ти хитайда
Мунасивәтлик статистикилиқ мәлуматларда көрситилишичә, бултурниң өзидә хитайда йүз бәргән кан вәқәсидә өлгәнләр сани 6000 дин ашқан болуп, һәр күни аз дегәндә 16 адәм кан вәқәсидә қаза қилған. Хитайда ишләпчиқирилған көмүр дунядики омуми көмүр миқдариниң 35% ни игилигән, лекин көмүр кан вәқәсидә қаза қилғанлар сани дуня бойичә һесаблиғанда омуми санниң 80% ни игилигән. Шуңа һазир хитай, дуня бойичә көмүр кан вәқәси әң көп һәмдә йүз бәргән көмүркан вәқәсидә адәм өлүш нисбити әң көп болуп һесаблинидикән.
Хоңкоңдики хитай әмгәкчиләр учур мәркизиниң тәтқиқат бөлүми башлиқи маңлониң билдүрүшичә, һазир хитайда базарниң мәбләғқә болған еһтияҗи барғансери көпәйгәчкә, көмүр кан башлиқлири пайдини көзләп, кан ишчилириниң бихәтәрлик мәсилиси билән кари болмиған. Көплигән йәрлик һөкүмәт орунлири көмүр кан арқилиқ иқтисади пайдиға еришишнила ойлиған. Чүнки улар үчүн көмүр баһаси қанчә юқири болса, пайдиму шунчә көп болған. Буниңдин башқа йәнә, ишчиларниң өз алдиға тәшкиллинишигә рухсәт қилинмиған, мустәқил һаләттики ишчилар уюшмиси қанунсиз дәп қаралған.
Иқтисадниң тәрәққи қилишиға әгишип, канда өлидиғанларму көпәймәктә
Вашингтондики хитай учур мәркизиниң мәсули ву хуңда әпәнди өзиниң хитайдики чеғида 9 йил кан ишчиси болуп ишлигән мәзгилини әсләп, "хитайда йүз бериватқан кан вәқәлири пәқәт бүгүнки күндила әмәс, бәлки нәччә он йиллардин буян давамлишип кәлмәктә. Йеқиндин буян йүз бериватқан кан вәқәлири болса хитайдики иқтисадий булаңчилиқ вә рәһимсизликниң техиму еғирлашқанлиқини көрситип бериду" дәп билдүрди.
Зияритимизни қобул қилған узун йил хитайниң көмүр кенида ишлигән ву хуңда әпәнди" бүгүнки күндә хитай иқтисади тәрәққий қилип дуняниң алдинқи орниға өтти. Лекин буниң билән бир вақитта, хитайдики көмүр кан вақәсидә өлүватқан кан ишчилири саниму дуняда биринчиликни игилиди" дәп билдүрди.
У сөзидә йәнә йеқинқи йиллардин буян хитайниң кан саһәсидә йүз бериватқан мундақ бир әһвални, йәни компартийә әзалириниң һәрқайси канларға берип кан ишчилирини екисплататсийә қилиш арқилиқ бейип кетиватқанлиқини вә капиталистқа айлиниватқанлиқини мәлум қилип, "хитай компартийисиниң контроллиқи астидики бүгүнки хитай җәмийити 19 - әсирниң дәсләпки капитализм мәзгилидики әнгилийә вә франсийә қатарлиқ дөләтләрдинму ешип кәтти" дәп көрсәтти.
Хитайниң баһаниси
Америкида нәшир қилинидиған "улуқ ера" гезитидә берилгән мәлуматта мундақ бир қорқунчлуқ әһвал оттуриға қоюлған. Йәни хитайдики көмүр канларда ишләватқан ишчиларниң көп сандикиси яқа юртлардин кәлгән мәдикарлар икәнлики һәмдә улар мәйли ишләпчиқиришта болсун яки бихәтәрлик җәһәттә болсун һечқандақ капаләткә игә әмәслики ашкариланған.
"Улуқ ера" гезитидә берилгән мәлуматта көрситилишичә, хитай дөләт рәһбири вин җабав йеқинда силовакийини зиярәт қилиш җәрянида, хитайда йүз бериватқан кан вәқәлири һәққидә тохтилип" дөләт тәрәққияти җәрянида, бундақ вәқәләрдин хали болғили болмайду. Униң үстигә дөләт чоң болғандин кейин, охшимайдиған җайларда охшимайдиған мәсилиләрниң пәйда болуши турған гәп" дәп билдүргән.
Вашингтондики хитай учур мәркизиниң мәсули ву хуңда әпәнди вин җябавниң бу гепидин интайин нәпрәтлинип" бундақ дегәнлик, хитай әмәлдарлириниң хәлқниң һаяти билән кари болмиғанлиқидур. Бир дөләтниң рәһбири туруқлуқ, бундақ гәпниң униңдәк бир дөләт рәһбириниң ағзидин чиққанлиқиға мән бәкму һәйранмән вә бәкму әпсуслинимән" дәп билдүргән.
Ву хуңда әпәнди сөзидә йәнә " әгәр хитайда йүз бериватқан бу хил кан вәқәлири америка яки франсийә қатарлиқ дөләтләрдә йүз бәргән болса, дөләт рәһбири аллиқачан орун бошатқан болатти "дәп билдүрди. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хейлоңҗяңдики кан вәқәсидә өлгәнләрниң сани 148 кә йәтти
- Хитай вә уйғур елидә әҗәллик кан вәқәлириниң азаймаслиқиниң сәвәби немә?
- Бай наһийисидә кан астида қалған 14 нәпәр кан ишчисиниң һәммиси қаза қилған
- Байдики кан астида көмүлүп қалған 14 ишчиниң һәммиси өлгән болуши мумкин
- Чәй зуңго хитайдики көмүр кан мәсилиси һәққидә тохталди
- Уйғур елиниң фукаң наһийисидики канда партлаш вәқәси йүз бәрди