Кан йезисидики деһқанлар йезидики парихорлуқни мәтбуатларға ашкарилап адаләт тәләп қилидиғанлиқини билдүрди
2012.06.28

Радиомиз чапчал наһийиси кан йезисидики тәбиий тоқайлиқниң бузғунчилиққа учриғанлиқи һәққидики вәқәниң тәпсилатини билиш үчүн, кан йезисидики деһқанлар һәм йеза кадирлириға телефон қилғинимизда, деһқанлар йеза кадирлириниң парихорлуқ қилмишлириниң еғир икәнликини инкас қилди. Йеза кадирлири болса мәсилидин өзини қачуруп, зияритимизни қобул қилишни рәт қилди.
Кан йезисидики деһқанларниң инкас қилишичә, кан йезисидики йеза кадирлириниң парихорлуқ қилмиши чапчал наһийисидә улар билидиған башқа йезилардин еғир болуп, бу әһвал узундин буян деһқанларниң наразилиқини қозғап кәлгән.
Кан йезисидин зияритимизни қобул қилған бир деһқан бирнәччә йилдин буян йезида йүз бериватқан деһқанларниң наразилиқини қозғиған бирнәччә қетимлиқ парихорлуқ қилмишини әмили мисаллар арқилиқ баян қилди.
Бу деһқанниң баяни һәм йезидики башқа деһқанлардин игилигән учурлардин мәлум болушичә, кан йезисида 2010-йилдин буян йүз бәргән парихорлуқ қилмишлиридин, деһқанлардин мәхпий сетиветилгән тоқайлиқтин киргән хәлқ пулиниң сани мәхпий тутулуши, 2010-йили һәм 2011-йили дөләтниң деһқанларниң шал вә буғдай териш үчүн бәргән ярдәм пулиниң деһқанларға берилмәслики, 2010-йили намрат аилиләргә берилгән 1200 тонна көмүрдин 20 тоннисиниңла бу иштин хәвәрдар болған бирнәччә деһқанға тәқсим қилинип, қалғининиң сетиветилиши, 2011-йили дөләтниң йәр тәврәшкә чидамлиқ өй қурулуши үчүн аҗратқан намрат аилиләргә 24 миң йүәндин, адәттики аилиләргә 14 миң йүәндин бәргән ярдәм пулидин кан йезисида намратларға 9000 йүәндин, адәттики аилиләргә 7000 йүәндин тарқитилип, қалған пулниң йезилиқ һөкүмәттики кадирлар арисида ғайиб болуши, 2011-йили йил ахирида йүз бәргән 183 миң йүән пулниң йезидики 20 деһқанниң банка һесаб номуриға уруветилип, бир күн өткәндин кейин деһқанлардин қайтурувелиш вәқәси, йезида дохтурхана қурулуши һәм йол ясаш намида сетиветилгән нәччә йүз миң йүән қиммитидики яғач материяллири қатарлиқ мәсилиләрни кан йезисидики деһқанлар йеза кадирлиридин сүрүштүргән. Деһқанлар йәнә бу ишларда җавабкарлиқи бар дәп қаралған ваң шилуң, дең йичаң, полат, езиз әхмәт, әкрәм қатарлиқ йеза кадирлирини наһийилик һөкүмәт һәм областқа әрз қилған.
Радиомиз кан йезиси деһқанлириниң йеза кадирлириниң парихорлуқ қилмиши һәққидики әрзигә нисбәтән йезилиқ һөкүмәттики кадирларниң қандақ инкас қайтуридиғанлиқини билиш үчүн, йеза башлиқи йезиниң партком секретари җең хоң йиң, садиқҗан қатарлиқларға телефон қилғинимизда, телефонимизни алған һәр икки кадир мухбирниң йезиға берип әмили әһвални тәкшүрүшини ейтип, зияритимизни қобул қилишни рәт қилди.
Деһқанлардин игилигән әһваллардин мәлум болушичә, деһқанларниң әрзи сәвәблик йезидики парихорлуқ қилмишини тәкшүрүш үчүн йезиға әвәтилгән интизам тәкшүрүш гурупписи бир қисим әһвалларни ениқлиған. Әмма наһийилик һөкүмәт һәм областлиқ һөкүмәтниң парихорлуқ қилмишлири толуқ испати билән ениқланған бу кадирларға һечқандақ чарә көрүлмәслики деһқанларниң наразилиқини күчәйтип, деһқанларда йәрлик даириләрниң деһқанларниң әрзини қобул қилип, мәсилини адил бир тәрәп қилишиға болған үмидиниң үзүлүшигә сәвәб болған.
Йезидики деһқанларға вәкил болуп, әрз үчүн бейҗиңға барған дилмурат муслин 3 айдин буян мунасивәтлик һөкүмәт даирилириниң деһқанларниң әрзини қобул қилмаслиқи, йезилиқ һөкүмәт қатарлиқ йәрлик даириләрниң бейҗиңға адәм әвәтип, уни зорлуқ васитиси билән қайтуруп кетишкә урунуши қатарлиқ әһвалларниң, өзини деһқанларниң әрзини мәтбуат орунлириға ашкариливетиш арқилиқ, йезидики деһқан қериндашлириниң дәрдини аңлитишқа мәҗбур қилғанлиқини билдүрүп, һөкүмәт даирилириниң уларниң дәрдини аңлиғандин кейин мәсилини адил бир тәрәп қилишиға йәнила үмиди барлиқини тәкитлиди.
Кан йезисидики наһәқчиликләр үстидин шикайәт қилған бу деһқанлар йәнила һөкүмәт даирилириниң деһқанларниң дәрдигә қулақ селип, мәсилини адил бир тәрәп қилишини үмид қилидиғанлиқини ипадилимәктә иди.