Канадада йеңи йил бешида һөкүмәт сайлими өткүзүлиду
2005.04.26
Канада баш министири пол партин мәхсус телевизийә нутқи сөзләп, лебирал партийиниң ички қисмида йүз бәргән иқтисадий сәтчилик тоғрисида канада хәлқидин кәчүрүм сориди һәмдә сот комитетиниң тәкшүрүш доклати елан қилинғандин кейин, келәр йили федерал омумий сайлам өткүзүшкә қошулидиғанлиқини билдүрди.
Көбәктики франсуз милләтчилири мустәқиллиқ тәләп қилип мәғлуп болғандин кейин, һакимийәт бешидики лебирал партийиниң сабиқ баш министири көбәктики федерал тәшвиқати үчүн 250миллйон канада доллири пул тәстиқлиған. Әмма, мәзкур пулниң йеримини лебирал партийиниң көбәктики қоллиғучилири бөлүшивалған. Бу иқтисадий сәтчилик ашкариланғандин кейин, баш министир пол мартин хәлқтин кәчүрүм сорашқа мәҗбур болған.
©
2005 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада баш министири хитайни зиярәт қилмақчи
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати канада шөбиси канададики уйғурлар билән сөһбәт өткүзди
- Хитай қизил крист җәмийитиниң бир уйғур әмәлдари канададин паналиқ тилиди
- Америкилиқ уйғуршунас канада йорк университетида илмий доклат бәрди
- Канаданиң хитайда турушлуқ хитай дипломатийә әмәлдари парихорлуқ билән әйибләнди