Квебекниң канаданиң ичидики дөләт, дегән салаһийәткә еришиши мустәқиллиқ үчүн башқан бир қәдәмму?
2006.11.28
Канада парламенти бүгүн консерватип партийиси һөкүмитиниң баш министири Stephen Harper ниң квебек (Quebec) ниң дөләтлик орнини етирап қилидиған тәклип лайиһисини 16 авазға қарши 266 авазниң қошулуши билән мақуллиди. Буниң билән канада, квебекниң канада федератсийисидә қелиш шәрти билән, униң дөләтлик орнини етирап қилди.
Harper Һөкүмити кубеб мустәқиллиқ долқуниниң алдини елиш үчүн бу тәклип лаһиини оттуриға қойғанлиқини әскәртсә, қарши турғучилар бу тәклип лайиһиси квебек мустәқилчилиригә илһам бериду, дәп қаримақта. Мустәқиллиқни тәшәббус қилидиған квебек гуруһи партийиси бу тәклип лайиһисиниң мақуллинишини өзлиригә хәлқара сорунларда мустәқил авазини аңлитиш пурсити ата қилидиғанлиқини илгири сүрмәктә.
Канада ахбарат вастилири бүгүн Harper һөкүмитидики хитай нәслидин болған бир министирниң бу тәклип лайиһисигә наразилиқ билдүрүп истипа бәргәнликини хәвәр қилди. Канада баш министири Stephen Harper парламентта консерватип партийиси һөкүмитиниң квебекни канада федерал сестимиси ичидики бир милли дөләт, дәп етирап қилидиғанлиқини җакарлиди.
Квебек шитати канададики йәр көлими әң чоң, адәм сани әң көп штаттур. Асаслиқи франсуз тилида сөзлишидиған бу шитат узундин бәри канададин айрилишни тәшәббус қилип кәлмәктә. Harper Ниң билдүрүшүшичә, у, консерватип партийиси һөкүмитиниң квебекни канада фәдәрал сестимиси ичидики бир милли дөләт дәп қарайдиғанлиқи һәққидики тәклип лайиһисини парламентниң мақуллишиға сунған.
Квебек канада ичидики милли дөләт, әмма мустәқил дөләт әмәс
Мутәхәссисләр буни квебекниң мустәқиллиқ йолида басқан муһим бир қәдими, дәп баһалимақта. Консерватип партийиси һакимийәт сиртидики вақтида квебекниң мустәқиллиқигә қарши турған партийиләрниң бири иди.
Stephen Harper Парламентниң товән палатасида қилған сөзидә " квебек канада ичидики милли дөләт. Квебек бирликкә кәлгән канаданиң ичидики бир дөләтму? буниң җаваби шундақ, квебек мустәқил дөләтму ? буниң җаваби әлвәттә яқ" деди. У сөзидә, квебекликләрниң канада дөлитини қуруш вә уни тәрәққи қилдуруш җәрянида өзигә хас қиммәт қаришини яратқанлиқини вә өзлиригә хас мәдәнийити вә тилини қоғдиғанлиқини тәкитлиди.
Бу икки тәрәпниң сияси җәһәттә келишишиниң мәһсули
Консерватип партийиси һөкүмитиниң бу тәклип лайиһиси парламенттики өктичи партийиләрдин либерал вә йеңи демократлар партийәлириниң қоллишиға еришти.. Парламенттики йәнә бир өктичи партийә - квебекниң мустәқиллиқини тәшәббус қилидиған квебек гуруһи партийиси бу тәклип лайиһисидики квебек канаданиң ичидики милли дөләт, дегән маддиға квебек нөвәттә йәнила канаданиң тәркивидә турмақта, дегән сөзни қошушни тәләп қилди.
Квебек мустәқилчилириниң рәһбири Gilles Duceppe дәсләптә, Harper ниң бу тәклипигә квебекниң сияси тәқдиригә пәқәт квебекликләрла қарар берәләйду, дәп җавап бәргән болса, кейин бу тәклип лайиһиси канаданиң сияси җәһәттә басқан дадил бир қәдими, шундақла квебек мустәқиллиқ һәркити тәшәббусчилириниң ғәлибиси дәп иҗабий баһа бәрди.. Бу тәклип лайиһисигә қарши турғучилар болса Stephen Harper ни дөләтни парчилаш билән әйиплимәктә.
Америка бирләшмә агентлиқи канададики чоң гезитләр Harperниң квебекниң тәқдири һәққидики бу сөзлиригә иҗабий баһа бериватиду, дәп хәвәр қилса, әнгилийә радио ширкити болған BBC Stephen Harper бөлүнүшни тәшәббус қилидиған квебек гуруһи партийиси квебекниң мустәқил дөләт икәнликини етирап қилишни тәшәббус қилидиған тәклип лайиһисини парламентқа сунуштин бир күн бурун, тәшәббускарлиқ билән бу тәклип лайиһисини оттуриға чиқирип, бир хәтәрниң алдини алди, дәп баһа бәрди.
Квебекниң мустәқиллиқиға алаһидә диққәт қиливатқан франсийә ахбарат агентлиқи вә франсуз тилидики “La Press” гезитлири баш мақала елан қилип, Harper ниң бу сөзлирини тарихи харәктерлик илгириләш, дәп баһалиди. Франсуз тилида сөзлишидиған квебек 1980 вә 1995-йиллири мустәқиллиқ мәсилисини омуми хәлқниң авазиға қойғаниди.
1980 Йилидики авазға қоюшта мустәқилчиләрниң авази 40. 44%, қарши аваз 59. 56% Болған болуп, нәтиҗидә мустәқилчиләр мәғлуп болғаниди. 1995 - Йилидики авазға қуюшта болса, йерим пирсәнткә йәтмигән интайин аз пәрқ билән йәнә мустәқилчиләр уттуруп қойғаниди..
Квебек хәлқи билән уйғур хәлқиниң сияси тәләплири охшишип кетиду
Федерал һоқуқлардин бәһримән боливатқан квебек билән аптономийә һоқуқи берилгән уйғур аптоном раюни мәлум җәһәттин сияси охшашлиқларға игә, лекин квебекни аптономийәниң обйекти болған франсузлар идарә қиливатқан болса, уйғурлар уйғур аптоном раюниниң асаслиқ һакимийәт орунлиридин сиқип чиқирилмақта һәтта уйғурларниң тилиму чәкләнмәктә.
Уйғур сияси һәрикитиниң рәһбири рабийә ханим явропаға қилған сәпиридә квебектә тохтап өткинидә, бу икки сияси түзүлмә вә бу икки район һәққидики пәрқләр һәққидә тохтилип мундақ дегәниди:
"Мән монтреалға келип, өз тили, өз йезиқи, өз мәдәнийити вә өзиниң өрүп- адәтлири билән яшаватқан бәхтлик хәлқләрни көрүп шинҗаң уйғур аптоном районидики тили, мәдәнийити чәкләнгән, кишилик һоқуқлири дәпсәндә қилинған уйғурларни бу йәрдики франсузлар вә һиндианлар билән селиштурдум. Бу хәлқләр бу земинниң игиси болғанлиқи үчүн бәхиткә, алаһидә имтиязға еришипту. Амма уйғурлар зәмин игиси болғанлиқи үчүнла зулумға, милли тазилинишқа учримақта.
Канада квебекниң мустәқиллиқини етирап қилишқа ахири мәҗбур болиду
Җүмә күни парламенттики муназиридә квебек гуруһиниң рәһбири Gilles Duceppe "дөләтниң ичидики дөләт" тәклип лайиһисини қоллап мундақ деди:
"Канада һөкүмитиниң тунҗи қетим квебекниң дөләтлик орнини етирап қилғанлиқи бизни интайин хошал қилди. Бундин кейин башқа дөләтләрму бизни қоллайду биз квебекниң мустәқиллиқи үчүнла көрәш қилсақ, канада квебекниң мустәқил дөләт икәнликини ахири етирап қилиду:.
Канада чиқидиған либерал қараштики Toronto Star гезити Stephen Harper ниң сөзлирини от үстигә яғ чачқанлиқ, дәп атиди. Бу гезит Harper ниң бомба харәктеридики бу сөзлири һәргизму квебек мустәқиллиқ күчлириниң тәлипини қандуралмайду. Һәтта бу уларға дөләтни парчилаш пурсити яритип бериду. Harper Ниң ақиланә болмиған бу сөзлири бөлгүнчи күчләрниң йүрикини техиму йоғинитиду, дәп язди.
Буниңдин илгири либерал партийиниң рәһбәрлиридин Michael Ignatieff квебекниң франсуз мәдәнийити вә тарихиниң канаданиң башқа йәрлиригә охшимайдиғанлиқини вә канада асаси қануни бойичә квебекниң мустәқил дөләтлик орниниң етирап қилиниши керәкликини билдүргәниди.
Консерватип партийиси һөкүмити баш министири Stephen Harper тәрипидин оттуриға қуюлған бу тәклип лайиһисиниң өктичи партийиләр тәрипидин алқишлиниши бу лайиһиниң парламентта мақуллинишиниң сигнали икән.
Мулаһизичиләр квебек гуруһи партийисиниң квебекниң мустәқиллиқи мәсилисини йеқинда йәнә бир қетим омуми хәлқниң авазиға қойидиғанлиқини илгири сүрмәктә.
Квебек гуруһи 308 кишилик канада парламентидики 51 орунни игилигән болуп, канададики үчүнчи чоң партийә һесаблиниду. Квебек штатида һазир 200 әтрапида уйғур яшайду. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Интернеттә һазир "хитайда аз санлиқ милләтләр ассимилятсийә қилиниватамду яки өз -ара бирлишиватамду?" дегән темида әркин муназирә башланди (2)
- Интернеттә һазир "хитайда аз санлиқ милләтләр ассимилятсийә қилиниватамду яки өз -ара бирлишиватамду?" дегән темида әркин муназирә башланди (1)
- "Шинҗаң аптонум районлуқ..." Дики "уйғур" қени?
- Уйғур мәсилиси- милли мәсилә шундақла демократийә мәсилисидур
- Канаданиң кубәк шитатиниң мустәқиллиқ мәсилиси йәнә оттуриға чиқмақта
- Уйғурлар аптономийидин һәқиқәтән бәһриман боливатамду?