Хитайдики уйғур мусулманлар


2006.09.01
CHINa-XINJIANG_MOSQUE_200.jpg
2003-Йили сентәбирдә, уйғур мусулманлар һейтгаһ мәсчитидә ибадәт қилмақта. Хәлқара тәшкилатлар, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң диний әркинликини боғиватқанлиқини әйибләп кәлмәктә. AFP

Канададики кбк телевизийисиниң хәвәр анализ сәһиписидә Ashifa Kassam исимлик аял язғучиниң "хитайдики уйғур мусулманлар" намлиқ мақалиси елан қилинди.

Ashifa Kassam Канадада кишилик һоқуқ вә иҗтимаий адаләт паалийәтлири билән шуғуллинидиған язғучиларниң бири. У мақалисиниң бешида хитайдики мусулманларниң тарихи вә хитай территорийисидики мусулманларниң тарихта ойниған роли вә уларниң йипәк йоли содисиға қошқан төһпилиридин сөз ечиш билән биргә хитай вә моңғул тарихидики падишаһларниң ислам диниға көрсәткән һөрмәтлириниму тилға алиду. Шиән шәһиридики 3 әсир илгири селинған, 60 миң киши сиғидиған һәшимәтлик җаминиму тонуштуруп өтиду. Шундақла хитайдики мусулманларниң омуми саниниң 20 милйондин 40 милйонғичә икәнлики вә туңган мусулманлириниң хитай хәлқи билән мәдинийәт, тил әнәнә җәһәттин охшап кетидиғанлиқи қатарлиқларни әскәртип өтиду.

Ashifa Kassam Мақалисида уйғурлар һәққидики сөзни мундақ башлайду: "буларниң һәммиси туңганларға аит. Коммунист хитайда туңганлар бәлгилик диний әркинликтин бәһримән қилинған болсиму, амма мусулман хәлқләрниң һәммисила бу амәттин бәһриман болғини йоқ. Хитайниң ғәрби шимал чегрисиға җайлашқан шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғур мусулманлири буларниң җүмлисидиндур".

Хитай һөкүмитиниң уйғурлар һәққидики нопус статисикиси гуманлиқ

Аптор дәслипидила уйғурларниң нопуси һәққидиму тохтилиду. У мундақ язиду:

"Хитай һөкүмити йеқинқи нопус тәкшүрүшидә шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғур мусулманлириниң санини 9 милйон, дәп елан қилған болсиму, әмма чәтәлдики уйғур тәшкилатлири бу райондики уйғурлар саниниң 18 милйондин ешип кетидиғанлиқини әскәртмәктә. Тибәт аптоном районидики тибәтликләргә охшаш уйғурларму шинҗаң уйғур аптоном раюнида көп санлиқни тәшкил қилиду".

"Уйғурларниң мәдәнийәт җәһәттики алаһидилики мәркизи асия әнәнисини асас қилғанлиқидур. Тибәтликләргә охшап кетидиғини хитай коммунистик партийиси 1949-йили шинҗаң уйғур аптоном районини қурғандин бәри, уйғурларниң мәдәнийитини пиланлиқ йоқитип кәлмәктә. Амма тибәтликләргә охшимайдиған тәрипи болса, тибәтликләрниң бу мәсилиси хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә кишилик һоқуқни күзитиш тәшкилатиға охшаш кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққитини қозғап кәлмәктә. Амма уйғурларниң мәсилиси бу дәриҗигә көтүрүлгини йоқ. Чәтәлдики уйғурлар ичидә алаһидә сеһир күчкә игә даһи вә уларниң мәсилини қоллайдиған даңлиқ һоллевуд чолпанлири йоқ. Бу сәвәбтин уйғурларниң сәргүзәштилирини дуняда билидиғанлар анчә көп әмәс".

Уйғурлар йеқинқи замандила мустәқил дөләт қурған хәлқ

Ashifa Kassam Мақалисида уйғурлар алдинқи әсирниң башлири қурған дөләтләргиму алаһидә урун бериду: "1930 вә 1940-йиллири уйғурлар икки қетим шәрқи түркистан җумһурийитини мувәппәқийәтлик қуруп чиққан болсиму, амма бу дөләтләр қисқа вақит мәвҗут болуп турди. Бәиҗиң уйғурлар вәтинини контрол қилишқа башлиғандин бәри шинҗаң уйғур аптоном раюнида қаршилиқ һәрикәтлири давамлашти. Болупму, хитай коммунистик партийиси уйғурларға қаратқан бесимни күчәйтиши билән, бу қаршлиқ һәрикәтлири юқири көтүрүлмәктә"

Уйғурларниң диний вә мәдәнийәт әркинлики боғулмақта

Мақалә аптори хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном раюнида йүргүзүватқан дини сиясәтлири һәққидә тохтилип: исламниң асаслиқ алаһидиликлири уйғур мәдәнийитигә сиңип кәткәнлики үчүн туңган мусулманлириниң әркинликлири капаләткә игә қилинған хитай коммунистлири, уйғурларниң диний ибадәтлиригә қарита қаттиқ чәкләш тәдбирлирини алмақта. Уйғурларниң рамизан мәзгилидә роза тутушиму чәкләнмәктә. Компартийә әзалириниң вә 18 яштин төвәнләрниң дини паалийәтләргә қатнишиши мәни қилинмақта. Мәсчитләргә қарита интайин қаттиқ назарәт қилиш, күзитиш түзүми йолға қоюлмақта, дәп язиду.

Хитай һөкүмитиниң уйғурларниң мәдәнийити вә тилиға қаратқан сиясәтлири һәққидә тохталған мақалә аптори: хитай һөкүмити уйғурларниң мәдәнийитини йоқутушни нишан қилмақта. Нурғунлиған уйғур язғучи- шаирлири турмиларға ташланди. Хитай һөкүмити тәрипидин қанунлуқ нәшир қилинған тарих китаплириму чәкләнди. Гәрчә уйғур аптоном раюнида уйғурлар көп санлиқни тәшкил қилған болсиму, хитай һөкүмити қанунни өзгәртип, бу райондики мәктәпләрдә уйғур тилини әмәлдин қалдуруп, хитай тилини қоллинишни йолға қойди, дәп баян қилиду.

Хитай һөкүмити уйғур райониға көпләп көчмән көчүрмәктә

Ashifa Kassam Мақалисида уйғурларниң иқтисадий җәһәттә чәткә қеқилишиниму тилға елип: хитай коммунистлири уйғурларни иқтисадий җәһәттин чәткә қеқип, хитай пуқралириға илһам бәрмәктә вә уларни ичкири өлкиләрдин байлиқ мәнбәлири мол болған уйғур аптоном райониға көчүрүп кәлмәктә. 1949- Йили хитайлар бу райондики омуми нопусниң 6% ни игилигән болса, 1978-йилиға кәлгәндә хитайларниң нопуси 40 %гә чиқти. Көчмән хитайларға көпинчә, алаһидә имтиязлиқ хизмәтләр берилгән. Уйғурлар билән охшаш хизмәтләрни қилған хитайлар болса, уйғурлардин йоқири муаш алмақта, дәп язиду.

Уйғурлар 11-синтәбир вәқәсиниң қурбанлири

Аптор мақалисида 11-сентәбир вәқәсиниң уйғурларға көрсәткән тәсири һәққидә тохтилип: хитай һөкүмити 11-синтәбир вәқәсидин кейин, америкиниң терроризмға қарши елип барған урушини қоллиғандин кейин, уйғурларниң әһвали техиму бәттәрләшти. Хитай һөкүмити тинчлиқпәрвәр уйғурлар ичидики милли аңниң күчәйгәнликини өзлири үчүн тәһдит, дәп көрситишкә тиришмақта. Һазир хитай даирлири бу районда терроризмға қарши туруш нами билән уйғурларни көпләп қолға алмақта. Йеқинда өзбекистандин тутуп кетилгән канада пуқраси һүсәйин җелил булардин бири, дәп язиду.

Аптор мақалисидә һүсәйин җелилниң сияси партийә қуруп, уйғурларниң әркинлики үчүн хизмәт қилғанлиқи үчүн, униң өзбәкистандин тутуп кәтилгәнлики, һазир хитайдики мәхпи бир йәрдә сотниң һөкүмини күтүп туриватқанлиқи, канада һөкүмити һүсәйин җелил мәсилисини хитай һөкүмити билән сөһбәтлишишкә тиришип баққан болсиму, хитайниң үндимәй җим туривалғанлиқи вә һүсәйин җелил мәсилисиниң уйғурларниң йерим әсирлик дәрт - һәсрәтлирини көрситип беридиған типик мисал икәнликини әскәртиду.

Ashifa Kassam Мақалисиниң ахирида уйғур аптоном раюниниң сияси җинайәтчиләргә өлүм җазаси әң көп иҗра қилиниватқан хитайдики бирдин- бир район икәнлики, бдт органлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бу мәсилигә көңүл бөливатқанлиқи қатарлиқларни алаһидә тилға алиду. (Камил турсун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.