Хитай һөкүмитигә қарши канадада намайиш


2007.10.01

Namayish-Kanada-100107-200.jpg
2007 - Йили 10 - айниң 1 - күни, канада хитай әлчиханисиниң алдидики намайиш. RFA Photo

Канаданиң кангари шәһиригә канаданиң һәр қайси җайлиридин йиғилған уйғурлар, хитай консули алдида ай юлтузлуқ көк байрақларни, хитай һөкүмитигә қарши лозункиларни көтүрүп, мустәқиллиқ арзулирини ипадә қилған шоарларни товлиған һалда кәң көләмлик намайиш өткүзди.

1- Өктәбир хитайниң байрам күнини өзиниң матәм күни дәп тонуған бу уйғурлар, " һәй әркин дуня пуқралири, хитай коммунистлириниң шәрқий түркистан хәлқиниң барлиқ һәқ һоқуқлирини қайси дәриҗидә дәпсәндә қиливатқанлиқини тәсәввур қилаламсиләр?..." Дәп йезилған лозункиларни көтүргән һалда, хитайниң уйғурларға қаратқан бастурушлирини тохтитишни , барлиқ сиясий мәһбусларни қоюп беришини тәләп қилип шоарлар яңратти.

юқиридики улиништин, канададики ихтияри мухбиримиз камилниң намайиш нәқ мәйданидин бәргән хәвирини аңлайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.