Канаданиң 47 нәпәр пуқраси хитайда қолға елинди
2007.06.29
Канада ташқи ишлар министирликиниң 27-күни ашкарилишичә,нөвәттә хитай һөкүмити тәрипидин түрлүк бана-сәвәпләр билән хитайда тутуп турулған вә қолға елинған канадалиқларниң сани 50 кә йеқинлашқан.Канада ташқи ишлар министирлики бу хил әһвал астида қош дөләт пуқраси салаһийитигә игә канада пуқралириниң хитай чоң қуруқлуқи билән хоңкоңни зиярәт қилғанда, канада паспортини ишлитиши керәклигини,ундақ болмиғанда улар бәһримән болидиған консул мулазимитидә чәклимигә учрайдиғанлиқини әскәртти.
Канада ташқи ишлар министирликиниң тор бетидиму, әслидә хитай пуқраси болған канадалиқларниң хитайни зиярәт қилғанда,хусусй бихәтәрликкә алаһидә диққәт қилиши керәклигини,хитай пухралиқидин канада пуқралиқиға өткән қош дөләт пуқраси салаһийитигә игә канадалиқларниң, хитайға киргәндә түрлүк қийинчилиқларға дуч келиватқанлиқи вә хитай даирлириниң уларниң канада тәвәликини етирап қилмайватқанлиқи алаһидә тәкитләнгән.
Хитай бу әһдинамигә қол қойған
Канада билән хитай оттурисида 1999-йили имзаланған "консул әһдинамиси"да канада вә хитайдин ибарәт қош дөләт тәвәликигә игә кишиләр канада паспорти билән хитайни зиярәт қилғанда, канада пуқраси муамилисидин бәһримән болиду,дейилгән.
Канада қош дөләт тәвәликини етирап қилиду. Канаданиң қош дөләт пуқралиқи сиясити йеқинқи йиллардин бери канада һөкүмитигә нурғун аваричилиқларни елип кәлмәктә. Шуңа канадада қош дөләт пухралиқ сияситини әмәлдин қалдуруш вә қалдурулмаслиқ мәсилиси изчил муназирә темиси болмақта.
Тәһлилчиләр, хитай һөкүмити һүсәйин җелилниң канада пуқралиқи салаһийити рәт қилип, униңға муддәтсиз қамақ җазаси бәргән вә канада дипломатлириниң уни йоқлишиға йол қоймиғандин кейин канада хитай оттурисидики консул әһдинамиси асасән қануни күчини йоқатти, дәп қаримақта.
Канада пуқралирни хитайни зиярәт қилишта агаһландурди
Канада ташқи ишлар министирликиниң баянатчиси бернард ңуйәнниң канада мәтбуатлириға ашкарилишичә,һазир 47 нәпәр канада пуқраси хитай даирлири тәрипидин тутуп турулған вә қолға елинған.Амма бу баянатчи буниң ичидә қанчә нәпириниң хитай пухралиқидин канада тәвәликигә өткән канадалиқ икәнликини ашкарилашни рәт қилди.У бу 47 нәпәр кишиниң қолға елиниш сәвәплириниң қанунсиз буюмларни хитай чегрисидин әкириш,омумниң мүлкигә зиян селиш,қанунсиз усулда пул алмаштуруш дегәндәк җинайәтләр икәнликини тилға алди.
Баянатчи хитайда тутуп туриливатқан канада пуқралири ичидә қанчисиниң қош дөләт тәвәликигә игә икәнлигини вә булар ичидин қанчә нәпири үстидин җинайи һөкүм елан қилинғанлиқини ашкарилашни рәт қилди.Амма у чәтәлләрдә пешкәлликкә йолуққан канада пуқралириниң қош дөләт тәвәлики болушидин қәти нәзәр, уларниң консул һоқуқидин бәһримән боливатқанлиқини әскәртип:" бирақ бизниң пуқралиримизниң әслидики дөлитигә барғанда қош дөләт тәвәлики етирап қилинмайдиған әһваллар көрүливатиду..Бу дөләтләрдә қош дөләт тәвәликигә игә пуқралиримизға консул һоқуқи җәһәттә ярдәм қилишта чәклимигә учраватимиз. Шуңа канада пуқралири хитай вә хоңкоңға бармақчи болса,канада паспортини ишлитиши керәк.Канада паспортини қолланғанлар пешкәлликкә йолуққанда,канаданиң консул ярдимигә еришәләйду.Гәрчә улар виза җәһәтләрдә аваричилиқларға йолуқсиму," деди.
47 Нәпәр канадалиқниң хитайда қолға елиниши канада үчүн яхши хәвәр әмәс
Канададики сияси анализчи шең шүениң қаришичә 47 нәпәр канада пуқрасиниң хитайда қолға елиниши вә тутуп турулуши канаданиң дөләт образиға тақилидиған мәсилә болуп, бу йәнә бир тәрәптин хитайдики бир партийилик диктатор түзүмниң маһийитини көрситип беридикән: "мениңчә,бу мәсилә хитай канада мунасивәтлиригә җидди тәсир көрситиду. Канада бу мәсилидә хитайға күчлүк инкас қайтуриши керәк. Канада пуқралириниң чәтәлдә бундақ еғир муамилигә учриши әмилйәттә канаданиң иззәт-һөрмитигә,униң дөләт образиға зиян йәткүзиду.Хитайниң образиғиму һечқачан пайда елип кәлмәйду. Бу компартийә һөкүмранлиқидики түзүмниң маһийитини техиму ашкарилайду," дәйду.
Хитай өзи қол қойған хәлқаралиқ әһдинамиға хилаплиқ қилди
Хитай даирлириниң канада пуқраси һүсәйин җелилниң канада пухралиқ салаһийитини вә униң консул һоқуқини рәт қилиш билән икки дөләт оттурисидики консул әһдинамиси һәққидә талаш- тартиш кәскинләшти.
Хитай һөкүмити һүсәйин җелилға муддәтсиз қамақ җазаси елан қилғанда, канада ташқи ишлар министири петер маккай бу һөкүмниң икки дөләт оттурисидики консул әһдинамисигә хиянәт икәнликини ,канаданиң 1999-йили хитай билән имзалиған консул әһдинамисини қайтидин көздин кәчүридиғанлиқини билдүргәниди.
1999 Йили икки дөләт оттурисида имзаланған консул әһдинамисиниң 7-маддисида канада пуқралири хитай даирлири тәрипидин тутуп турулған,қолға елинған вә әркинликидин мәрһум қилинғанда, даирлар нимә үчүн шундақ болғанлиқи һәққидә дәрһал канада әлчиханисиға мәлумат бериду.
Канада консулхана хадимлириниң хитай даирлири тәрипидин қолға елинған,тутуп турулған вә әркинликидин мәһрүм қилинған канада пуқралирини йоқлаш улар билән сөзлишиш, әһвал игәлләш вә уларни тәрҗиман һәм қануни мәслиһәтчи билән тәминләш һоқуқи болиду,дейилгән. Әһдинамида канада консулхана хадимлириниң йәнә әркинликидин мәһрум қилинған канада пуқралирини йемәклик,кийим-кечәк,дора боюмлири, оқушлуқ вә йезиқчилиқ материяллири билән тәминләшкә охшаш һоқуқлириниңму барлиқи әскәртилгән.
Хитай өз мәнпәәти үчүн өз қанунлириниму аяқ-асти қилди
Амма хитай даирлири һүсәйин җелилниң хитай пуқралиқида чиң туруп, униң консул мулазимитидин бәһримән болуш һоқуқини изчил рәт қилип кәлмәктә.
Сияси анализчи шең шүе буни хитайниң учиға чиққан мутәһәмлик,дәп баһалайду: "хитайниң асаси қанунида қош дөләт пуқралиқи етирап қилинмайду.1980- Йили елан қилинған хитай хәлқ җумһурийитиниң асаси қануниниң 9-маддисида чәтәлдә туриватқан хитай пуқралири өз ихтиярлиқи билән башқа дөләтниң тәвәликигә өтсә, хитай пухралиқ салаһийитидин өзлигидин мәһрум болиду," дейилиду.
Ундақта хитай пухралиқ салаһийитидин өзлигидин мәһрум болушниң өзи канада пуқраси болған күндин тартип,хитай пуқраси әмәс, дегәнликтур. Шуңа бу һүсәйин җелил мәсилисидики һәл қилғуч,ядролуқ мәсилидур.. Канада һүсәйин җелилни мениң пухрайим дисә, хитайниң у сениң пухрайиң әмәс дейиши учиға чиқан йолсузлуқ вә мутиһәмликтин башқа нәрсә әмәс. Шуңа канада хитайға күчлүк инкас қайтурғаниди дәйду.
47 Нәпәр канада пуқрасиниң хитайда қолға елиниши һәққидә канада һөкүмитиниң хитайға қандақ инкас қайтурғанлиқи һазирчә намәлум.
Йеқинқи йиллардин буян көчмәнлик вә башқа салаһийәт билән канадаға йәрлишиватқан уйғурларниң саниму барғансири көпәймәктә. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай террорчилиққа қарши туруш намида уйғурларни бастурмақта
- Сабиқ хитай дипломати чен йоңлин канадани зиярәт қилди
- Хитай һөкүмити, һөсәйин җелилни адвукати билән учришишқа рухсәт қилди
- Хоңкоң сумруғ телевизийә тор бетидә, һөсәйин җелил қатарлиқ уйғур мустәқилчилири һәққидә мақалә
- Хитай даирилири уйғур паалийәтчилириниң аилә - тавабатлириға зиянкәшлик қилмақта
- Канада парламенти һүсәйин җелилниң тән җазасиға учриғанлиқини тәкшүрүшни тәләп қилди
- Петәр маккайниң хитай зиярити вә канада мәтбуатлиридики инкаслар
- Хитай даирлири һүсәйин җелилниң канада пухралиқ салаһийитини йәнә рәт қилди
- Дуня мәтбуатлириниң һүсәйин җелил тоғрисидики инкаслири вә хитай-канада мунасивити
- Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит уйғур мәсилиси һәққидә тохталди
- Канада ташқи ишлар министириниң хитай зиярити вә һүсәйин җелил мәсилиси
- Канада ташқи ишлар министириниң хитай зиярити вә һүсәйин җелил мәсилиси