Канада һөкүмити гүәнтанамодики 17 нәпәр уйғурға сиясий панаһлиқ беришни рәт қилған


2007.08.16

Канада һөкүмити, президент буш һөкүмитиниң гүәнтанаму һәрбий түрмисидә тутуп турулуватқан 17 нәпәр уйғур мәһбусқа сиясий панаһлиқ бериш тоғрисидики тәлипини рәт қилған.

Канада мәтбуатида чиққан хәвәрләргә қариғанда, америка һөкүмити, канада һөкүмитини уйғур мәһбусларға сиясий панаһлиқ беришкә қайил қилиш үчүн 2005 ‏- йилдин бери үч қетим канадаға һөкүмәт вәкилләр өмики әвәткән. Америка һөкүмәт хадимлири, бу мәсилидә канада баш минстири ситифан харпер билән узун музакириләр елип барған.

юқиридики улиништин, канада һөкүмитиниң гүәнтанамодики уйғур мәһбусларға сиясий панаһлиқ беришни рәт қилишиниң сәвәблири үстидә мухбиримиз өмәр қанатниң ,канада-уйғур бирләшмисиниң рәиси мәмәт тохти билән өткүзгән сөһбитини диққитиңларға сунимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.