Канада парламент вәкилләр өмики хитайни зиярәт қилмақчи
2006.10.09
Канада парламент вәкилләр өмики бу һәптә ахири хитайда зиярәттә болиду. Бу икки дөләт учришишидики муһим вәқә һесаблиниду.
Канада баш министири Stephen Harper ниң парламент ишлири секретари, парламент әзаси Jason Kenney канадада чиқидиған ‘шиңдав’ гезитиниң җүмә күнидики зияритини қобул қилғанда бу сөзләрни қилди. У сөзидә йәнә ‘америка авази’ радиосида елан қилинған, канаданиң хитай билән елип бериватқан кишилик һоқуқ сөһбитимиз вақтинчә тохтатмақчи болғанлиқи вә хитайниң демократийә тәрәққияти үчүн канада һәр йили хитайга бериватқан 60 милйон долларлиқ һәқсиз ярдәмни тохтитидиғанлиқи һәққидики хәвәрниңму тоғра әмәсликини алаһидә әскәртти.
Хитай билән кишилик һоқуқ сөһбитимизниң үнүмлүк нәтиҗиси болған сөһбәт болушини арзу қилимиз
Америка авази радиоси алдинқи һәптидә канада баш министири Stephen Harper ниң парламент ишлири секретари Jason Kenney, канада хитай әмәлдарлири билән бу йил күздә өткүзмәкчи болған кишилик һоқуқи сөһбитини өткүзмәйдиғанлиқи вә канаданиң һәр йили хитайға беридиған 60 милйон долларлиқ һәқсиз ярдимини тохтидиғанлиқини билдүрди, дәп хәвәр бәргәниди.
Җасон кәннәй ‘шиңдав’ гезитиниң зияритини қобул қилғанда, мән канада хитайға қаратқан сияситини өзгәртти, демидим, һәм кишилик һоқуқ сөһбити вә ихтисадий ярдәм һәққидики сиясәтниң өзгүридиғанлиқиниму елан қилмидим, мән пәқәт хитай билән кишилик һоқуқ сөһбитимизниң әһмийәтсиз учришиш әмәс, үнүмлүк нәтиҗиси болған сөһбәт болушини арзу қилимиз, бу мәқсәткә йетиш үчүн йеңи уссул үстидә издиниватимиз дегәнидим, дәйду.
Канада хитай оттурисидики кишилик һоқуқ сөһбити 1997-йили канаданиң сабиқ баш министири Jene Kristian билән әйни вақиттики хитай рәһбәрлириниң қарари билән йолға қоюлғаниди. 1997-Йилидин һазирғичә болған 8 йил җәрянида, икки дөләт дипломатийә министирлиқидики кишилик һоқуққа мәсул хадимлар һәр йили бир қетим, бир йил ичидики кишилик һоқуқ әһвали һәққидә сөһбәт өткүзүп кәлмәктә.
Канада мәсилини һәл қилиш йолини излимәктә
Буниңдин илгири Jason Kenney канада мәтбуатлириниң зияритини қобул қилғанда канада хитай оттурисидики кишилик һоқуқ диалоги һәққидә тохтилип:
"Биз хитайниң дости болушни арзу қилимиз, икки дөләт хәлқлири оттурисида иҗабий вә нәтиҗилик болған мунасивәт орнитилишини үмид қилимиз. Хитайниң кишилик һоқуқ әһвалиға алаһидә диққәт қилишимизниң сәвәби бу, дегәниди.
Jason Kenney Ниң "шиңдав" гезитигә билдүришичә, канада хитай билән болған кишилик һоқуқ сөһбити вә ихтисадий ярдәмлирини давамлаштуридикән, амма униң қаришичә, канада кишилик һоқуқтин ибарәт назук мәсилидә әң яхши үнүм беридиған һәл қилиш усулини тепип чиқиш үстидә издәнмәктә икән. Jason Kenney Ниң әскәртишичә, кеңәш вә авам палатаси әзалиридин тәшкилләнгән 10 кишилик бу һәйәт җүмә күни хитайға йолға чиқидикән. Бу өмәк һакимийәт бешидики консерватип партийиси вә өктичи партийиләр парламент әзалиридин тәшкилләнгәникән. Улар хитайда бир һәптә зиярәттә болидикән. Jason Kenney Бу өмәкниң хитайдики бирқанчә шәһәрни зиярәт қилидиғанлиқини тәкитлигән болсиму, амма уларниң үрүмчигә баридиған бармайдиғанлиқини әскәртмигән.
Йеңи демократлар партийиси хитайда тутуп туриливатқан һүсәйин җелил мәсилисини һәл қилиш үчүн канаданиң хитайға бир вәкилләр өмики әвәтишини тәшәббус қилип кәлгәниди.
Хитай һөкүмити канада һөкүмити хадимлириниң хитайда тутуп туруливатқан һүсәйин җелил билән көрүшишини рәт қилип кәлмәктә.
Һүсәйин җелилниң аяли камилә ханимниң ейтишичә, һүсәйин җелил һазир хитайниң үрүмчидики дөләт бихәтәрлик назаритиниң түрмисидә тутуп турулмақта.
Қариһаҗимниң аниси, ачиси, акиси үрүмчидә бир һәптә туруп, һәрқайси түрмиләргә берип һүсәйин қариһаҗимниң из- дерикини қипту, амма тапалмапту. Ахири түрмидики сақчилар уларға хитай дөләт хәвипсизлик назаритиниң түрмисидин сүрүштүрүшни ейтипту. Улар бу түрмигә барса һөсәйин қараҗим шу түрмидә икән. Бу түрмидики хадимлар қараҗимниң саламәтликиниң яхши икәнликини, қийин-қистаққа елинмиғанлиқини, униң үстидики суал-сорақниң давамлишиватқанлиқини, сотниң техи болмиғанлиқини ейтипту. Тамақ вә кейим кечәк елишни рәт қилипту. Көрүштүрүшкә рухсәт қилмапту. Сот болғанда уруқ-туғқанлири билән көрүштүридиғанлиқини билдүрүпту.
Канада һөкүмити һүсәйин җелил мәсилисидә өктичи партийиләрниң бесимиға вә тәнқидигә учримақта
Jason Kenney Һүсәйин җелил мәсилисидә тохтилип, икки һәптә илгири канада ташқи ишлар министири Peter Mackay ниң нюйоркта хитай ташқи ишлар министири билән сөһбәт өткүзгәнликини вә өзиниң алдинқи һәптидә өз ишханисида хитайниң канадада турушлуқ баш әлчиси ли шумен билән көрүшкәнлики вә икки дөләт һөкүмәтлириниң бу мәсилидә давамлиқ учришидиғанлиқини тәкитлигән.
Канада Regena университиниң сиясәт пәнлири профессори зһуючав консерватип партийиси һөкүмитиниң аз санлиқлар һөкүмити икәнликини, өктичи партийиләр бирлишивалса, бу һөкүмәтниң ағдурулуп кетидиғанлиқини, шуңа бу һөкүмәтниң сайламдин бурун депломатийә җәһәттә чоң өзгириш қилалмайдиғанлиқи вә хитай сияситидиму чоң тәңшәш елип баралмайдиғанлиқини баян қилип мундақ дәйду: "консерватип партийиси һөкүмити бир икки йил ичидә омуми сайлам елип бериши мумкин. Улар хитай сияситидә чоң өзгириш елип барса, сайламда өзлиригә сияси җәһәттин пайдисиз болиду, дәп қаримақта. Амма уларниң хитай һөкүмитигә болған позитсийиси алдинқи һөкүмәт билән рошән пәрлиниду. Алайлуқ, кишилик һоқуқ вә далай лама мәсилиси қатарлиқларда көрүлиду. Бу һөкүмәтниң хитайниң кишилик һоқуқ әһвалини тәнқит қилиши көпәйди".
Буниңдин илгири ташқи ишлар министири Peter Mackay хитайниң кишилик һоқуқ әһвалини қаттиқ тәнқит қилғаниди. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада парламентиниң әзаси һүсәйин җелил мәсилиси һәққидә тохталди
- Канада пуқраси һүсәйин җелилни қутулдуруш паалийити давамлашмақта
- Канада пуқраси һүсәйин җелил 15 йиллиқ қамаққа һөкүм қилиндиму ?
- UAA Баш катипи алим сейтоф һүсәйин җелил һәққидә елан қилинған мақалә һәққидә тохталди
- Хитайдики уйғур мусулманлар
- Хитай даирилири һүсәйин җелил һәққидә һазирға қәдәр һечқандақ ипадә билдүрмиди
- Һөсәйин җелилни тутуш уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисини көрситип бериду
- Һүсәйин җилил қирғизистан мәтбуатлирида