Канада асия - тинч окян бихәтәрлик тәтқиқат йиғини хитайни демократийиләштүрүш мәсилиси үстидә муһакимә елип барди


2006.12.06

Хитай - канада мунасивитидә, стипан харпер һөкүмити һакимийәт бешиға чиққандин бери, болупму хитай даирилири уйғур канада пуқраси һүсәйин җелилни канадаға қайтуруп беришни рәт қилғандин бери, икки дөләт мунасивити кишилик һоқуқ мәсилисини чөридигән һалда ихтилап ичигә чүшүп қалди. Асия - тинч окян бихәтәрлик тәтқиқат җәмийити өткән һәптиниң ахирилири канада йорк университетида уюштурған 14 - нөвәтлик йиллиқ йиғинида мутәхәссисләр вә көзәткүчиләр, хитайниң демократийилишиши асия - тинч окян райониниң бихәтәрликидики ачқучлуқ амил, дәп көрсәтти.

Йиғинда музакирә қилинған үч нуқта

Бу қетимқи йиғин хитай - канада мунасивәтлири вә хитайниң демократийилишиш мәсилилирини өз ичигә алған асия - тинч окян райониниң сода - иқтисади алақә әһвали шундақла бихәтәрлик мәсилилирини музакирә қилған. Йиғинниң хитайға мунасивәтлик қисимида хитай - канада мунасивитигә алақидар 3 мәсилә, болупму хитай - канада сода мунасивити, хитайниң баш көтүрүши вә буниң канадаға болған тәсири шундақла хитай кишилик һоқуқи әһвали вә асия бихәтәрлики қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинди.

Йиғинниң "хитайниң кишилик һоқуқ әһвали вә асия бихәтәрлики" намида елип берилған бөлүмидә хәлқара кәчүрүм тәшкилати, канада уйғур җәмийити, демократик җуңго фронтиниң канада шөбиси, канада фалунгоң җәмийити қатарлиқ тәшкилат вәкиллири сөз қилди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң хитай ишлирини көзәткүчи хадими клигер йиғинда, хәлқара кәчүрүм тәшкилати йеқинқи йиллардин бери хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити яманлишип кетиватқанлиқиға наһайити җиддий диққәт қиливатқанлиқини билдүрди. У, хәлқара кәчүрүм тәшкилати бу саһәдә көп тәтқиқатларни елип барди. Болупму адәм ички әзалирини сетиш, әйдиз кесили паалийәтчилирини бастуруш, диндарларға зәрбә бериш қатарлиқлар, дәйду. Клигерниң әскәртишичә, хитайдики истибдат юқири бесимлиқ һөкүмранлиқ җәмийәттә зор көләмлик давалғуш пәйда қилип, өткән йили хитай бойичә 80 миң қетим топилаң йүз беришни кәлтүрүп чиқарған.

Уйғурларниң әһвалиму аңлитилған

Қетимқи йиғинға канада уйғур җәмийитиниң рәиси мәмәт тохти тәклип билән қатнашти вә йиғинда сөз қилди. У, хитай даирилириниң уйғур елидә елип бериватқан зораван мустәбит сиясити нурғун уйғурларниң паҗиәлик һалда өлүшигә сәвәбчи болмақта, дәйду. Болупму мәмәт тохти, хитай даирилири канададики уйғур пуқралириниң юртида қалған аилә тавабати билән җәм болушиға йол қоймайватқанлиқини тилға алди. Униң әскәртишичә, канададики уйғурлар хитай һөкүмитиниң назарити вә бузғунчилиқиға учримақта.

Мәмәт тохти "канададики көпчилик уйғурларниң һәр бирсиниң өзигә хас бир кәчүрмиши бар. Нурғун кишиләр канадада хитайға қарши намайишқа қатнашқанлиқи үчүнла, улар канадада көчмән яки канада пуқраси болсиму, лекин хитай һөкүмити уларниң бала- чақиси вә ата-анисиниң канадаға келип җәм болушини тосаватиду" деди. Мәмәт тохтиниң радиомизға әскәртишичә, канадада яшайдиған уйғур көчмәнләрниң болупму сиясий паалийәткә қизиқидиған уйғурларниң бала- чақа вә аилә тавабати хитай даирилириниң еғир бесимиға учримақта.

Хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитигә көңүл бөлүш тәләп қилинди

Йиғинда фалунгоң тәриқитиниң вәкили сөз қилип, канадада стипан харпер һөкүмити һакимийәт бешиға чиққандин кейин, хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитигә диққәт қилимиз, дәп баянат бәргәнликини махтиди. У, канададики һәр қайси сиясий партийә - гуруһлар вә сиясий әрбапларниң хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитигә көңүл бөлүшини тәләп қилип, "бу мәсилидә мән һакимийәт бешидики кишиниң сиясий салаһийити ким болуши билән һесаблашмаймән. Улар йеңи демократлар боламду яки һүрийәт партийиси боламду ? иш қилип мән уларниң хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисини ашкара вә бивастә муназирә қилишини үмид қилимән" дәйду.

Канада баш министири стипан харпер бу йил 11 - айда вейтнам пайтәхти ханойда өткүзүлгән а т и һ т ниң башлиқлар йиғиниға қатнишиштин бурун,хитай дөләт рәиси ху җинтав билән учрашса, кишилик һоқуқ мәсилилирини сөзлишидиғанлиқини җакарлиған иди.

Канада мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, стипан харпер уйғур канада пуқраси һөсәйин җелилниң мәсилисини оттуриға қойған. Хитай даирилири һүсәйин җелилниң канада пуқралиқини етирап қилишни рәт қилмақта. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси лю җйәнчав, һүсәйин җелилниң мәсилисини "җуңгониң ички иши", дәп тәкитлигән.

Йорк университетидики йиғинда демократик җуңго фронтиниң канададики вәкили "хәлқара җәмийәт хитайниң демократийилишишини қоллиши керәк" дегән темида сөз қилди. У, хитайниң демократийилишиши асия - тинч окян раюниниң бихәтәрликини қоғдашниң түп капалити, дәп көрсәтти. Бу қетимқи йиғинни уюштурған канада асия тинч окян бихәтәрлик тәтқиқат җәмийити канада ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин иқтисадий ярдәм билән тәминлинидиған ғәйри тиҗарәт характерлик илмий тәтқиқат орни болуп, мәзкур җәмийәтниң хизмити асия - тинч окян райониниң бихәтәрликигә даир мәсилиләр вә канаданиң райондики роли тоғрисида тәтқиқат елип бериштур. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.