Канада ташқи ишлар министири Peter MacKay хитайни зиярәт қилмақчи


2006.12.28
peter-mackay-150.jpg
Канада ташқи ишлар министири Peter MacKay

Канада ташқи ишлар министири Peter MacKay канада CTW телевизийисигә канада хитай мунасивәтлиридики җидди кәйпиятни юмшитиш үчүн, өзиниң 2007- йили хитайни зиярәт қилишқа һазирлиниватқанлиқини һәмдә йәнә хитай ташқи ишлар министири ли җавшиңни канадаға тәклип қилғанлиқини билдүрди. Peter MacKay Ниң әскәртишичә у, хитай билән болған сөһбәттә кишилик һоқуқ мәсилиси, шуниң биргә икки дөләтниң сода тәрәққияти вә икки дөләтниң сияси мунасивәтлирини музакирә қилидикән. У бу қетимқи сәпиридә канада пуқраси һөсәйин җелил мәсилисиниң канада - хитай сөһбитидики асаслиқ темиларниң бири икәнликиниму әскәртти. Амма у зади қайси күни хитайда зиярәттә болидиғанлиқини ашкарилимиди.

Бу консерватип һөкүмәт ташқи ишлар министириниң хитайға қилидиған тунҗи зиярити

Peter MacKay Бу қетимқи зияритиниң мәқсәтлири һәққидә тохтилип: "биз биринҗи болуп кишилик һоқуқ мәсилисини вә шундақла интайин муһим болған сода вә икки тәрәп мунасивәтлириниң бундин кейинки тәрәққияти һәққидә достанә сөһбәт елип баримиз", деди.

Консерватип һөкүмити хитай һөкүмитидин һүсәйин җелилни қоюветишни қаттиқ тәләп қилип кәлмәктә. Амма хитай һөкүмити болса һүсәйин җелилниң канада пухралиқ салаһийитини етирап қилишни рәт қилип, униң хитай пуқраси икәнликидә чиң турмақта вә өзлириниң һүсәйин җелилни сот қилиш һоқуқиға игә икәнликини тәкитлимәктә. Уйғур раюниниң пәйзиват наһийисидә тоғулған һүсәйин җелил, 1996-йили чәтәлгә қечишқа мәҗбур болған вә 2005-йили ноябирда канада пуқраси салаһийитигә еришкәниди. У һазир хитай һөкүмити тәрипидин аталмиш террорлуқ вә бөлгүнчилик җинайәтлирини билән әйибләнмәктә. Һүсәйин җелил бу йил март айлириниң башлири туғқан йоқлаш үчүн өзбекистанға барғанда, өзбек даирлири тәрипидин қолға елинип, июн айлириниң оттурилири хитайға өткүзүп берилгәниди.

Буниңдин илгири канада баш министири Stephen Harper вйетнамда өткүзүлгән асия тинч окян ихтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң юқири дәриҗилик башлиқлар йиғини җәрянида хитай дөләт рәиси һу җинтав билән һүсәйин җелил мәсилиси һәққидә сөһбәт елип барғаниди. Гәрчә бу сөһбәт хитай тәрипидин ғәйри рәсмий сөһбәт дәриҗисигә чүшүрүлүп қуюлған болсиму, амма икки дөләт рәһбири оттурисидики бу учришиш һүсәйин җелил мәсилисидә бесилған муһим бир қәдәм, дәп баһаланғаниди.

Peter MacKay: Һүсәйин җелил мәсилиси мурәккәп вә алаһидә мәсилә

Консерватип һөкүмитиниң әмәлдарлири хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини изчил кәскин тәнқит қилип кәлмәктә алдинқи айда хитайниң канада турушлуқ баш әлчиси ли шумин канадани хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини әйибләшниң орниға, икки дөләт оттурисидики алақә линийисини учуқ тутушқа чақирғаниди.

Peter MacKay Хитай һөкүмитиниң һүсәйин җелилниң тәқдири һәққидә канада һөкүмитигә учур бәрмигәнлики үчүн, униң мәсилисиниң мурәккәплишиватқанлиқини билдүрүп: "хитай һөкүмити униң канада пуқрасилиқ салаһийитини рәт қилғанлиқи вә уларниң униңға қандақ җаза беридиғанлиқидин хәвримиз болмиғанлиқи үчүн һүсәйин җелил мәсилиси мурәккәп вә алаһидә мәсилә болмақта, деди. Буниңдин илгири у хитай һөкүмитиниң һүсәйин җелилға өлүм җазаси бәрмәйдиғанлиқи һәққидә канадаға вәдә бәргәнликини ашкарилиғанди.

Консерватип партийә һакимийәт бешиға кәлгәндин буян бу һөкүмәтниң хитай билән болған сияси мунасивәтлири алдинқи һөкүмәткә қариғанда бираз соғуқ болмақта. Бу һөкүмәтниң тибәтниң роһани даһийси далай ламаға пәхри пухралиқ салаһийитини бәргәнлики, уларниң хитай һөкүмитиниң канадада җасуслуқ паалийәтлири билән шуғуллиниватқанлиқини вә униң кишилик һоқуқ хатирисини тәнқит қилиши хитай һөкүмитиниң оғисини қайнатқаниди. Лекин хитай даирлириниң һүсәйин җелилни өзбекистандин елип кетиши, шундақла бу мәсилиниң һәл болмай арқиға созулиши икки дөләт мунасивәтлириниң техиму йириклишишигә йол ачти.

Бу зиярәтниң йәнә бир мәқсити сияси нуқтидин һүсәйин җелилни қоллаш

Өктичи партийиләр болса консерватип партийиси һөкүмитини, хитай билән болған мунасивәтни яхши бир тәрәп қилалмиди вә пуқрасиниң һоқуқлириниму қоғдиялмиди, дәп әйиплимәктә.

Peter MacKay Бу әйибләшләргә җавабән: "мән хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң билән 4 қетим көрүштүм. Бизниң хитай билән болған мунасивитимиз яхши. Башқа дөләтләр биз үчүн қандақ муһим болса, хитайму биз үчүн шундақ муһим. Ихтисадий тиз йүксиливатқан бу дөләт биз билән тиҗарәт мунасивәтлирини күчәйтишни арзу қилиду. Мән ли җавшиң билән болған сөһбәттә хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси вә консул һоқуқи мәсилилирини оттуриға қуюп кәлдим. Тәбии һалда канада пуқраси һөсәйин җелил мәсилиси буниң сиртида әмәс", деди.

Канада ташқи ишлар министирлики баянатчисиниң тәкитлишигә қариғанда, Peter MacKay ниң бу қетимқи хитай зиярити канадалиқларни әндишигә селиватқан мәсилиләрни оттуриға қуюш вә һүсәйин җелилни сияси нуқтидин қоллашни мәқсәт қилидикән.

Камилә ханим : хитай һөкүмитиниң йолдишимни тәррорист дейиши ойдурма

Һүсәйин җелилниң аяли камилә ханим Hamilton Spectator гезитиниң зияритини қобул қилғанда, Peter MacKay ниң бу қетимқи сәпиридә униң хитай һөкүмитини қайил қилип, йолдишини қутқузуп чиқишини арзу қилидиғанлиқини билдүргән. У мусулманларниң мубарәк рози һейт байримини йолдишисиз өткүзгәнликини, бу қетимқи мубарәк қурбан һәйтиниңму аилиси үчүн мәнисиз вә пәришан күн болидиғанлиқини әскәрткән вә хитай һөкүмитиниң һүсәйин җелилни террорчи, дәп әйиблишини рәт қилған.

Бу Hamilton Spectator гезити йәнә һүсәйин җелилниң 80 нәчә яшлардики анисиниң түрмидики оғли билән көрүшишигә хитай даирлириниң йол қоймиғанлиқини алаһидә тәкитләп өткән.

Peter MacKay Ниң бу зияритиниң ай- күни һазирчә ениқ әмәс. Һөсәйин җелилниң үрүмчидики хитай дөләт хәвпсизлик назаритиниң түрмисидә тутуп туриливатқанлиқи илгири сүрүлмәктә. (Камил турсун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.